" Террорчи" баш министирниң күрәш мусаписи


2008.01.11

Kosovo-HashiT-UN-200.jpg
Һашим тачи б д т ниң косовода турушлуқ баш әлчиси җоачим руккәр билән биргә. AFP Photo

Косова әслидә сабиқ югославийә федиратсийисиниң сирбийә җумһурийитидики бир аптоном район болуп, сабиқ югославийә президенти слобадан милосович, 1989 ‏- йили, косованиң аптоном районлуқ сиясий орнини әмәлдин қалдурғандин кейин, косова мустәқиллиқ һәрикити ашкара мәйданға чиқти. Түрлүк әгри-тоқай йолларни баштин кәчүргән бу һәрикәт, ахири һашим тачиға охшаш сиясий кимлики талаш-тартишқа тема болған бир баш министирни вуҗудқа чиқарди.

Һашим тачиниң қисқичә тарихи

Һашим тачи университеттики йиллирида, оқуғучилар һәрикитиниң башлиқи болған. 1993 ‏- Шивитсарийигә берип муһаҗирәттики косова миллий һәрикитигә қетилған. У дәсләп маркисизм нәзәрийисини йетәкчи қилған косова хәлқ һәрикити тәшкилатида муһим вәзипә алған.

1989 ‏-Йили, профессор ибраһим ругова башчилиқида башланған тинчлиқ шәклидики косова мустәқиллиқ һәрикити көзгә көрүнәрлик нәтиҗә қазиналмиғандин кейин1995 ‏- йили қораллиқ қаршилиқни тәшәббус қилидиған косова азадлиқ тәшкилати мәйданға чиққан. Бу чағда, һашим тачи, косова азатлиқ тәшкилатиға қетилип, бу тәшкилатниң иқтисад топлаш, қорал-ярақ тәйярлаш вә әскәр йетиштүрүш ишлириға мәсул болған. У бу вәзипини тапшуруп алғандин кейин, косоваға йошурун кирип, косовадики мафийә гуруппилириға қетилған вә бу гуруппилар ичидә, қорал, аптомобил вә бензин әткәсчилики билән шуғулланған.

Һашим тачи қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлиригә өзи бивастә қатнашқан

Kos-HashiT-President-200.jpg
Һашим тачи косовониң президенти фатмирт сәҗдию билән парламент йиғинида. AFP Photo

Косова азадлиқ тәшкилати бәлгилик маддий асасини турғузғандин кейин, қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлиригә өзи бивастә қатнашқан. У 1996 ‏-йили 6 ‏- айниң 17 - күни, сәбдашлири билән бирликтә, косовада вәзипә өтәватқан бир сирб сақчи аптомобилини оққа тутқан. Бу сәвәбтин, сирбийә сақчи даирилири униң үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Һашим тачи албанийигә қечип чиқип хәтәрдин қутулған. Арқидин йәнә мувапиқ пурсәттә косоваға йошурунчә кирип, қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлиригә йетәкчилик қилған. У йетәкчилик қилған тәшкилат 1997 ‏-йили январда, пиристина университетиниң мудириниң аптомобилиға бомба қойған; бу чағда косова мустәқиллиқ һәрикитини тенчлиқ шәклидә давамлаштуруватқан, косова демократик иттипақи, косова азадлиқ тәшкилатиниң мәвҗутлуқини инкар қилған вә бу һәрикәтләрни сирб сақчи даирилириниң ясап чиққан оюни дәп елан қилған.

Бу сәвәбтин, һашим тачи билән ибраһим ругова тәрәпдарлири арисидиму тоқунуш келип чиққан. Сирб армийиси, 1998 ‏- йили феврал ейида, өлгән сақчилириниң интиқамини елиш үчүн, косова хәлқи үстидин еғир бастуруш елип барған. Буниң билән америка башчилиқидики явропа дөләтлири мәсилигә қол тиқип, 1999 ‏- йили франсийидә рамболт тенчлиқ сөһбити оюштурған. Тенчлиқ сөһбитигә, косова тәрәптин тенчлиқ қанити вәкили ибраһим ругова әмәс, радикал қанаттин һашим тачи тәклип қилинған. Һашим тачи тенчлиқ сөһбитигә қол қоюшни рәт қилған. Буниң билән косова азадлиқ тәшкилати билән сирб армийиси арисидики тоқунуш йәнә бир балдақ кәскинләшкән. Бу чағда һашим тачи дунядики бир қисим исламий тәшкилатлар билән һәмкарлиқ орнатқан. Вашингтон вақти гезитиниң 2001 ‏- йили 18 ‏- сиентәбирдики санида косова азадлиқ тәшкилатиниң әлқаидә тәшкилати билән мунасивити барлиқи хәвәр қилинған.

Һашим тачи террорчилар тизимликигә киргүзүлгән

Һашим тачи қаршилиқ һәрикити давамида асаслиқи сақчи понкитлириға, һәрбий базиларға һуҗум қилған, йәнә бәзи чағларда, сирб көчмәнлиригиму һуҗум қилған. Шуңа америка дөләт бихәтәрлик идариси, косова азадлиқ тәшкилатини шу йилларда террорчилар тизимликигә киргүзгән. Нөвәттә сирбийә һөкүмити, һашим тачи үстидин уруш җинайәтчиси әйибнамиси билән хәлқара сотқа әрз сунған.

Kosovo-namayish-200.jpg
2007 - Йили 10 - декабир күни, миңлиған косоволиқ албанлар америка вә косово байрақлири билән кәң көләмдә намайиш елип берип, косово һөкүмитини дәрһал мустәқиллиқ елан қилиш тоғрисида дәвәт қилди. AFT Photo

Нато армийиси косовадин сирб армийисини сүрүп чиқарғандин кейин, косова демократик партийисини қуруп сиясий һәрикәткә өткән һашим тачи уруш йиллирида арисида еғир ихтилаплар болған, тинчлиқпәрвәр сиясәтчи ибраһим ругова вә униң партийиси билән һәмкарлиқ шәкилләндүргән. Гәрчә, косова вәзийитидики йүксилишниң асаслиқ төһпикари радикал қанат болсиму, 2001 ‏-йили өткүзүлгән сайламда, мөтидил қанат утуп чиққанда, һашим тачи сайламниң нәтиҗисигә бойсунған. Арида 7 йиллиқ демократик күрәш арқилиқ косова тәқдириниң һалқилиқ басқучида баш министирлиққа йүксәлгән.

PBS Мухбири 1999 ‏- йили һашим тачини зиярәт қилип, 'америка террорчи дәп әйиблигәндә қандақ һессиятта болдиңиз' дәп сориғинида, у мундақ җаваб бәргән : "дүшминимизла әмәс, достимизму, һәтта өзимиздинму мени террорчи дегәнләр болди; әмма писәнт қилмидим, чүнки, мустәқиллиқ күришиниң террорлуқ әмәсликигә ишәнгиним үчүн."

"Мустәмликигә муптила болуш демәк өлүм қисмитигә муптила болуш демәктур"

Мухбир йәнә, сиз тинч шәкилдә давамлишиватқан косова мустәқиллиқ һәрикитини қораллиқ йолға йетәклидиңиз, буниң билән хәлқиңиздин көплигән кишиләрниң қени төкүлди; бу сәвәбтин хәлқ сизни әйибкә буйримидиму? дәп сориғинида, у мундақ җаваб бәргән: " мустәмликигә муптила болуш демәк өлүм қисмитигә муптила болуш демәктур. Биз хәлқимизни қәдирлик бир өлүм йолиға йетәклидуқ. Хәлқимиз бу нуқтини чүшәнди вә арқимиздин әгәшти."

Һашим тачи сиясий күришиниң дәсләпки йиллирида, маркисизм нәзәрийисини һәрикитигә йетәкчи қилған, муһаҗирәттики йиллирида бүйүк албанийә милләтчилики нәзәрийисини йетәкчи қилған, уруш йиллирида ислам идеологийисини йетәкчи қилған, әмдики тенчлиқ йиллирида, демократийә вә инсанпәрвәрлик нәзәрийиси билән һәрикәт қилмақта. Униң күрәш мусаписиниң идеологийә сизиқида шунчә көп вә чоң өзгиришләр болған болсиму, баштин ахир өзгәрмигән бир нәрсә бар. У болсиму косованиң мустәқиллиқ ғайиси. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.