Ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилған японийә рәһбәрлири қошна дөләтләрниң наразилиқиға псәнт қилмиди
-
2006-08-15 -
-
-
1945 - Йили 8- айниң 15 - күни япон милитаризми америка қатарлиқ иттипақдаш дөләтләргә тәслим болғандин кейин, иккинчи дуня уруши ахирлишип хитай , корийә қатарлиқ дөләтләр япон миллитаризминиң мустәмликә қилишидин қутулуп мустәқиллиқини әслигә кәлтүргән иди.
Койзуми ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилған
Бүгүн - тарихта йүз бәргән мушу вәқәниң 61 йиллиқ хатирә күни. Бирләшмә агентлиқиниң токйодин хәвәр қилишичә, бүгүн японийиниң баш министири җуниширо койзуми иккинчи дуня урушида һаятидин айрилған җәңчиләр дәпнә қилинған ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилған. Бу койзуми әпәндиниң ясукуни қәбристанлиқини тунҗи қетим зиярәт қилиши әмәс, у 2001 - йили баш министир болуп сайланғандин буян һәр йили бу қәбристанлиқини зиярәт қилип кәлмәктә. Бу қетим униң билән ясукуни қәбристанлиқини биллә зиярәт қилған йәнә, японийә қанун палатасиниң 50 тин артуқ әзаси бар. Койзуми әпәнди японийә милитаризми тәслим болғанлиқиниң 61 -йиллиқ хатирә күнидә ясукуни қәбристанлиқини йәнә зиярәт қилип, японийә милитаризми уруш қозғап әтраптики дөләтләргә кәлтүргән азап - оқубәтләр үчүн әпсуслинидиғанлиқини, шундақла бу җәрянда һаятидин айрилған җәңчиләргә ич ағритидиғанлиқини ипадилигән.
Хитайниң инкаси
Хитай мәркизи һөкүмитиниң тор бетидә мәлум болушичә, хитай һөкүмити бүгүн бир баянат елан қилип, японийә баш министири җуниширо койзуминиң хитай хәлқиниң һесиятиға псәнт қилмастин иккинчи дуня урушиниң 1 - дәриҗилик уруш җинайәтчилириму дәпнә қилинған ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргән. Хитай һөкүмитиниң баянатида койзуми әпәндини 'япон миллитаризминиң таҗавузчилиқ урушини пиланлиған вә урушқа бивастә қоманданлиқ қилған уруш җинайәтчилиригә тавап қилип, бу арқилиқ хитай хәлқиниң көңлигә дәшнам бәрди' дәп әйиблигән.
Франсийә агентлиқиниң токйодин хәвәр қилишичә, хитай вә корийә һөкүмәтлири буниңдин бурун японийә баш министири койзумини ясукуни қәбристанлиқни зиярәт қилиду дәп қарап, өзиниң японийидә турушлуқ баш әлчилирини чақиритип кетиш шәкли билән буниңға алдин наразилиқ билдүргән иди.
японийә баш министири җуниширо койзуми бүгүн 14 нәпәр уруш җинайәтчисини өз ичигә 2 йерим милйондин артуқ җәңчиниң җәсити дәпнә қилинған ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилғандин кейин, корийә әлчиси ра җоңил вә хитай әлчиси коң шуәнюлар японийиниң ташқи ишлар министири шотаро ячи әпәндигә бивастә наразилиқ билдүргән. Раҗоңил 'койзуми әпәнди келәр айда вәзиписидин қелиш алдида турғанда бизниң көңлимизни рәнҗитти, бизни үмидсизләндүрди' дегән.
Хитай әлчиси коң шуәню ' койзуми тарих мәсилисини қайта-қайта көтүрүп чиқип, бу арқилиқ хәлқимизниң ишәнчисини йоқатти, гәрчә хитай һөкүмити японийә билән мунасивәтни яхшилаш үчүн әң зор тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, әмма япон рәһбәрлири бу қетим йәнә бизгә соғуқ су чачти' дегән. японийиниң ташқи ишлар министири шотаро ячи әпәнди уларға 'койзуминиң ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилиши япон милитаризми вә уруш җинайәтчилиридин пәхирлиниш үчүн әмәс, бәлки тинчлиқ үчүн' дәп чүшәндүргән.
Наразилиқлар
Мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай пуқралиридин 30 нәччә адәм бүгүн хоңкоңниң японийидә турушлуқ консолханисиниң алдиға топлинип, японийиниң баш министири койзумини 'уруш җинайәтчилиригә тавап қилди' дәп әйибләп наразилиқ билдүргән.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бүгүн җәнубий корийиниң сиул шәһиридә 2000 ға йеқин адәм японийиниң баш әлчиханиси алдиға топлинип, японийиниң мустәмликичиликидин азат болғанлиқини хатириләп намайиш қилған. Бейҗиңдиму бир қисим кишиләр японийиниң баш әлчиханиси алдиға топлинип койзумиға наразилиқ билдүрүп шуар товлиған.
'Бошун тор бети'дә японийиниң баш министири җуниширо койзуми қошна дөләтләр ниң наразилиқиға қилчә псәнт қилмастин, ясукуни қәбристанлиқини бималал зиярәт қилған бу күнни 'хитайниң хәвәр вә учурчилиқ тарихидики әң қараңғу биркүн' дәп тәсвирлигән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә баш минстириниң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилиши хитай вә җәнубий корийиниң наразилиқини қозғиди
- ясукуни қәбристанлиқи япон милләтчиликиниң бәлгисиму яки тарихму?
- Хитай, куйзуминиң ясикину бузруһгаһини зиярәт қилмаслиқини тәләп қилди
- Койзуми ясиконуни зиярәт қилиш вәдисидин қайтмиди
- Токйо сот мәһкимиси хитайларниң төләм төлитиш әрзини рәт қилди
- Алматида сталин дәвридә қурбан болғанлар хатириләнди
- японийә билән хитай уруш қурбанлири қәбристанлиқи мәсилисидә йәнә бирликкә кәлмиди