Куча наһийисидә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип берилған


2007.07.19

Хитай һөкүмитиниң йеза әмгәк күчлирини йөткәш сиясити билән уйғур елидики деһқан яшларни болупму уйғур қизларни һәр хил васитиләр билән хитай өлкилиригә йөткиши, уйғурларда бирдәк наразилиқ қозғаватқан мәсилигә айланмақта. Гәрчә хитай һөкүмити бу хил аталмиш уйғур деһқанлирини бай қилиш сияситигә деһқан һәмдә уларниң ишләмчиликкә апирилған пәрзәнтлири интайин майил болғанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму , әмма буниңға наразилиқ инкаслириниң барлиқини йошуруп кәлди. Дәрвәқә йеқинда игә болған учурларға қариғанда ақсуниң куча наһийисидә деһқанлар хәлқ мәйданиға йиғилип һөкүмәтниң , қизлирини мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә йөткәватқанлиқиға наразилиқ билдүргән икән.

Толуқ болмиған қиммәтлик учур

Чәтәлләрдики уйғурларниң әркин учур оргини болған, германийигә җайлашқан шәрқий түркистан учур мәркизиниң -18күни уйғур елидин игә болған толуқ болмиған учурға асасән тарқатқан хәвиригә қариғанда , йеқинда ақсуниң куча наһийисидә деһқанлар куча наһийилик хәлқ мәйданиға йиғилип , хитай һөкүмитиниң уйғур деһқан қизлирини мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә ишләмчиликкә орунлаштуриватқанлиқиға наразилиқ билдүрүп намайиш қилған.

'Гәрчә намайишчи амма тез арида йетип кәлгән сақчилар тәрипидин тарқитиветилгән болсиму, әмма уларниң ичидики икки нәпири қолға елинған икән. Учур мәркизиниң хәвиридә әскәртишичә, сақчи даирилири давамлиқ түрдә намайишқа чиққан аммидин, бу қаршилиқ намайишни кимниң оюштурғанлиқини қаттиқ сүрүштә қилмақта икән.

Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити буйичә асасән уйғур елиниң қәшқәр, хотән, қизилсу вә ақсуға охшаш уйғурлар зич олтурақлашқан җайлиридики уйғур деһқан қизлирини хитай өлкилиридики завутларға түркүмләп йөткимәктә. Бу сиясәтни әмәлийләштүрүш җәрянида йәрлик даириләр һәтта деһқанларни мәҗбурлаш васитилирини қолланған икән .Гәрчә уйғур деһқанлирида хитай һөкүмитиниң уйғур деһқан яшлирини хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткәш сияситигә қарита наразилиқниң күчлүк икәнлики мәлум болсиму , әмма конкрет бир қаршилиқ һәрикити йүз бәргәнлики һәққидә бу тунҗи мәлум болған учур һесаблиниду.

Бу орун вә кишиләр хәвәрсиз

Мәзкур учур һәққидә йәниму толуқ мәлумат елиш мәқситидә биз ақсу вилайәтлик һәмдә куча наһийилик топилаңларни бастуруш қораллиқ әтритигә телефон қилдуқ бу иккила орун кучада намайиш болғанлиқини инкар қилди.

Биз йәнә куча наһийисидә намайиш йүз бәргән хәлқ мәйдани әтрапида олтурушлуқ аилилик һәмдә орунларға телефон қилип синап көргән болсақму, әпсус телефон зияритимизни қобул қилғучилар бу вәқәдин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.

"Намайиш йүз бәрди, әмма ениқ ..."

Биз йәнә куча наһийилик һөкүмәт ишханисиға телефон қилдуқ, бу чағ уйғур елидә кәч киргән , хизмәтчиләр иштин чүшкән вақит болғачқа телефонимизни пәқәт кәчлик күзәтчиликтә турғучи хадим алди. Гәрчә бу хадим вәқә йүз бәргән вақит вә башқа толуқ мәлуматлар билән тәминлийәлмигән болсиму , әмма куча наһийисиниң хәлқ мәйданида деһқанларниң һәқиқәтән намайиш елип барғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи шундақла америка уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқ тәшкилатлар шундақла хәлқара кишилик һоқуқ вә аяллар һәмдә әмгәкчиләрниң һәқ ‏- һоқуқлирини қоғдаш тәшкилатлириму хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини ишқа орунлаштуруш баһанисида хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп уйғурларниң инсаний һәмдә қануний һәқ ‏- һоқуқлириға дәхли тәруз йәткүзиватқанлиқидәк мәсилигә ортақ көңүл бөлмәктә шундақла улар мәзкур мәсилиниң хәлқаралишиши үчүн уйғур елидики деһқанларниң хитай һөкүмитиниң мәзкур сияситигә қарита наразилиқ билдүргәнлики һәққидики әмәлий учурниң һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини ипадилимәктә.

Бир қисим уйғурларниң инкаслиридин мәлумки , хитай даирилири уйғур деһқанлириниң қизлирини хитай өлкилиригә тәшәббускарлиқ билән әвәтиватқанлиқини тәшвиқ қилиш билән бир пәйттә , мушуниңға охшаш қаршилиқ инкаслирида болған уйғурларға түрлүк васитиләр билән бесим ишлитип , бу һәқтики учурларниму қамал қилип кәлмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.