Ләй чаңшиң хитайға қайтурулушқа тәйярланди, униңға мунасивәтлик хитай рәһбәрлири буниңға тәйярлиқ қилдиму?


2005.12.29

Чәәлләрдики хитайларниң әң чоң тор бети һесабланған довәй тор бәтидә, "ләй чаңшиң хитайға қайтурулушиға тәйярланди, ләй чаңшиңға мунасивәтлик хитай әмәлдарлири буниңға тәйярлиқ қилип қойдиму?" намлиқ мақалини елан қилинди. Бу мақалидә көрситилишичә, һазир ахбарат вастилириниң қизиқидиғини ләй чаң шиңниң хитайға қайтурулиши қайтурулмаслиғи яки униң хитайға қайтурулғандин кейин , өлүмгә һокум қилинип, қилинмайдиғанлиғи мәсилиси болмастин , бәлки у хитайға қайтурулғандин кейин, хитайниң юқури қатлам әмәлдарлири ичидә, қандақ сияси күрәшниң йүз бәридиғанлиғи вә ләй чаңшиңниң қайтурилишиниң, бәиҗиңдики қайси юқури қатлам горуһқа соғақ келидиғанлиқи йәнә қайси горуһқа болса пайдилиқ болидиғанлиқи мәсилилири икән.

Хитайда 80 милярд йүән әткәсчилик қилған дәп қаралған шямен йүәнхуа ширкитиниң башлиқи ләй чаңшиң аилиси билән канадаға келип панаһлиқ тилигән иди. Бирақ бу йил сентәбир ейида канада али сот мәһкимиси ләй чаңшиңниң сияси паналиқ тәлипини рәт қилғаниди.

Бу һәқтики мәлуматларни канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.