Сүрийә ливандики әскәрлирини мартниң ахирида илип чиқип кетишни пилан қилмақта
2005.03.07
7 -Март күни, сүрийә президенти бәшар әл - асад билән ливан президенти емил лаһуд сүрийиниң пайтәхти дәмәшиқтә бир ариға келип, сүрийә әскәрлириниң ливандин чекинип чиқип кетиш вақтиниң март ейиниң ахириға қәдәр давамлишидиғанлиқи һәққидә қарар алған.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин мәлум болушичә, мөлчәрләшләргә қариғанда әскәрләрни чекиндүрүш үчүн икки- үч күнла вақит кетидикән.
Ройитирис агентлиқиниң нәқ мәйданни көргүчи бир кишиниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, бека вадисида күзәткүчилик қиливатқан сүрийилик әскәрләр тағ вадисидин айрилиш үчүн йүк - тақилирини йиғиштуруп буйруқ күтмәктә икән.
Йәрликләрниң қошун чекиндүрүшкә болған қарашлири
Бирақ, ливандики сүрийәпәрәш тәшкилатлар сәйшәнбә күни, йәни 8 - март күни сүрийә әскәрлириниң һазирчә ливийидин чиқип кәтмәсликини тәләп қилип, чоң көләмдә намайиш елип баридикән.
Ливандики шийә мусулманлириниң аллаһ партийисиниң рәһбири шәйих һасан нәсируллаһ изчил түрдә, сүрийиниң ливандин әскәрлирини елип чиқип кетишгә қарши икәнликини билдүрүп кәлмәктә. У буниң сәвәбини ливан билән исраилийә оттурисида уруш һалитиниң һазирға қәдәр давамлишиватқанлиқидин дәп көрсәткән.
Аллаһ партийиси рәһбири шәйих һасан нәсруллаһ сөзидә йәнә: " бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сүрийә әскәрлириниң, ливандин чиқип кетиш һәққидики қарарини ливанниң рәт қилиш һоқуқи бар, чүнки бу ливанниң ички ишлириға арилашқанлиқ һесаблиниду. Әксинчә бу хил қарарни ишқа ашуруш, исраилийә үчүн пайдилиқ шараит яритиштин ибарәт" дәп тәкитлигән.
Буниңдин сирт йәнә бир қисим, сүрийиликләр, сүрийә әскәрлириниң ливандин чиқип кетишини халайдиған ливанлиқларни, улар " яхшилиққа яманлиқ билән җавап қайтуриватиду" дәп әйиплимәктә. Сүрийиликләрниң билдүрүшичә, сүрийә әскәрлири ливанниң муқимлиқиға ярдәм бәргән бирдин - бир дөләт болуп, сүрийә 2000 -йилидин кейин, 60 ٪ әскирини ливандин қайтуруп чиққан икән.
Хәлқараниң, сүрийә әскәрлириниң ливандин чиқип кетиш пиланиға қарита қарашлири
Бу арида америка даирилири, сүрийиниң әскәр чекиндүрүш пиланидин мәмнун әмәсликини билдүрүп, сүрийиниң ливандин пүтүн әскәрлирини йөткәп чиқип кетишини тәләп қилиш билән биргә, сүрийә әскәрлириниң ливандин чиқип кетишигә қаршилиқ билдүриватқан, бир қисим ливан тәшкилатлириниң намайиш өткүзүшигиму интайин нарази икәнликини билдүрди.
Франсийә ташқи ишлар министири мешәл барнер , презединт бәшар әл -асадниң әскәрләрни чекиндүрүш һәққидә бәргән вәдисини интайин әһмийәтлик вә муһим дәп көрситип, " амма франсийә сүрийиниң бу җәһәттә әмәлий вә һәқиқий һәрикәт елип беришини үмид қилиду" дегән агаһландурушни бәрди.
Әнгилийә ташқи ишлар вәзири җәк страв, сүрийиниң әскәрлирини ливандин елип чиқип кетиш қарарини қизғин қоллайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, сүрийә тәрәпниң бирнчи қәдәмни тиздин әмәлгә ашурушини тәкитлиди.
Сүрийиниң әскәр чекиндүрүш пилани бойичә нөвәттә, ливан пайтәхти бейрут әтирапидики 5 миң кишилик сүрийә қошуни дәсләпки қәдәмдә чекиндүрилидикән, бирақ қалған 14 миң әскәрниң қачан чиқип кетиши иниқланмиған болуп, франсийә, германийә, сәуди әрәбистан вә америка қатарлиқ дөләтләр болса, сүрийиниң дәрһал пүтүн әскәрлирини ливандин елип чиқип кетишини тәләп қилмақта. (Әқидә)