Хитайдики алий мәктәпләрниң оқуш пули тез өсмәктә


2004.09.09

Йеқинқи йиллардин буян хитайда техником вә алий мәктәпләрниң оқуш пули тез сүрәттә ешип, аддий пуқраларниң қобул қилиши барғансери тәсләшмәктә.

Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни елан қилған хәвиридә, хитай маарип министирликиниң муавин министири җаң бавчиңниң йеқинда қилған "хитайдики алий мәктәпләрниң пул йиғиш сиясити анчә мукәммәл болмисиму, лекин асасий җәһәттин мувапиқ" дегән сөзи нәқил кәлтүрүлүп, буниң хитайдики хәлқләр арисида дәрһал наразилиқ пәйда қилғанлиқи, һәтта интернет тор бәтлиридиму бу һәқтә арқа-арқидин мақалилар елан қилинип, министир җаң бавчиңниң аддий пуқраларниң җапа-мушәққитини һес қилалмайдиғанлиқи тәнқид қилинған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.