Хитайдики маарипниң истималлишиши кишиләрниң нәпритини қозғимақта
2006.03.15
Йеқинда хитай маарип министирлиқиниң баянатчиси ваң шүмин "маарип бир хил истемал болуп, бейда вә чиңхуа қатарлиқ даңлиқ университетларға һәммила адәмниң кирәлиши натайин. Шуңа кишиләр өз иқтисадий әһвалиға қарап мәктәп таллиши керәк " дәп көрсәткән. Ваң шүминниң бу дегәнлири җәмийәттә қаттиқ наразилиқ қозғиған болуп, көплигән анализчилар хитай маарип министирлиқиниң бу һәқтә мәмликәт хәлқидин кәчүрүм сориши керәкликини тәләп қилған.
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди вә канададики уйғур зиялийси мәмәт тохти әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- 20 Йилдин буянқи хитай вә уйғур елидики мәҗбурий маарипни қандақ баһалаш керәк?
- Маарип чиқими түпәйлидин нурғунлиған йеза балилири йәнила оқушсиз қалмақта
- Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта
- Хитай һөкүмити оттуриға қойған йеңи йеза маарип сиясити қандақ иҗра қилиниватиду?
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта