Доктор қаһар баратниң маарипниң роли вә һөкүмәтниң сиясити һәққидики мулаһизиси


2007.08.28

Хитай зиялийлири йеқиндин буян елип бериватқан мулаһизиләрдә 'пүтүн дуня маарип адәмниң тәқдирини өзгәртиду, адәм маарип арқилиқ еришкән билим билән җәмийәтни өзгәртәләйду, дөләтни өзгәртәләйду, дуняни өзгәртәләйду, дәп қарайду, бу һәм әмәлийәт. Әмма хитайда коммунист һакимийити шараитида маарип %90 дин артуқ адәмниң тәқдирини өзгәртмәйду, билим җәмийәтни өзгәртмәйду. Оқуп билим алған зиялийлар чирикликкә-парихорлуққа қарши туруш, демократик түзүм тикләш шуарини оттуриға қоюп, җәмийәтни өзгәртмәкчи болғанлиқи үчүн коммунист партийә тәрипидин танка билән бастурулди вә һәрхил сиясий зиянкәшликкә учрап келиватиду. Һазир болса, коммунист партийә, електир қуввити, почта-учур, баҗ, йәр-земин, тәбиий байлиқ, банка саһәлирини өзиниң мүлки қиливалди. Мушу саһәләргә өзи кәсп таллап оқуп йетишкән адәмниң кирәлиши вә бу саһәдә җәмийәтни өзгәртәлиши мумкин әмәс' дегән көз қарашни оттуриға қоймақта.

Бу һәқтә, уйғур зиялийлириниң мулаһизиси өзгичә. Улар хитайдики маарип сияситиниң уйғурға болған тәсири һәққидила әмәс, бәлки вә буниңдин кейин маарипниң роли уйғурларда қандақ болуши мумкинлики һәққидиму мулаһизиләрни оттуриға қоймақта. Доктор қаһар баратниң қаришичә, маарипниң инсанийәт тәрәққиятидики ролидин гуманлинишқа болмайду. Чиң сулалисидин кейин, хитай маарипи ғәрб маарипиға баш әгкән болсиму, әмма бундақ вақит наһайити қисқа болди, ғәрибчә йеңи маарип хитайда йәнила әнәнивий қалақ күчләрниң вә коммунизм идийисиниң тосалғусиға учрап кәлди.

Болупму, 1950 ‏- йиллардин кейин, хитай коммунист партийиси өзиниң мүлки қиливалған саһәләргә өзлиридин башқилар кирәлмәйватқан болсиму, әмма маарип хитайдики тәрәққиятларда наһайити зор рол ойниғанлиқи бир пакит, пәқәт кона сотсиялизм күчлири бу йеңи күчләргә орун бошатмай келиватқан мәсилә. Бу җәрянда, уйғурлар техиму көп бесимға, болупму миллий кәмситишкә, иқтисадий експилататсийигә учримақта.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.