Түркийидики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири явропада зиярәттә болди

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абликимхан мәхсумниң 15 күнлүк явропа зиярити мувәппәқийәтлик ахирлашти.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.01.07
ablikimhan-maxsum-gollandiyediki-milli-ang-teshkilati-mekizide-305.JPG Абликимһан махсум голландийидики миллий аң тәшкилати мәркизидә. 2011-Йили декабир.
RFA/Arslan

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абликимхан мәхсум вә муавин башлиқи абдухалиқ уйғур қатарлиқ икки кишидин тәркиб тапқан һәйәт 2010-йили 12-айниң 21-күнидин 2011-йили 1-айниң 6-күнигичә явропаниң шветсийә, норвегийә, голландийә, шветсарийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрни 15 күн зиярәт қилип у дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар вә уйғур тәшкилат мәсуллири шундақла бир қисим хәлқаралиқ аммиви тәшкилат мәсуллири билән учрашқан вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барған.

Игилинишичә, абликимхан мәхсум шветсийә зиярити җәрянида, шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәнди билән униң ишханисида учрашқан вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барған, кейин йәнә абликимхан мәхсум йәнә шветсийә ечилған шималий явропа ислам җәмийәтлири бирликиниң йиғиниға қатнашқан. Хәлқаралиқ миллий аң тәшкилатиниң стокһолмдики мәркизини зиярәт қилип у тәшкилатниң мәсуллири билән учрашқан.

ablikimhan-maxsum-gollandiyediki-milli-ang-teshkilati-mekizide2-385.JPG
Абликимһан махсум голландийидики миллий аң тәшкилати мәркизидә. 2011-Йили декабир.
RFA/Arslan
Игилинишичә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абликимхан мәхсум, германийини зиярәт қилип, дуня уйғур қурултийиниң германийидики мәсуллиридин, долқун әйса, әсқәрҗан, абдуҗелил қариқаш вә түрғунҗан алавуддин қатарлиқ рәһбәрләр билән учришип пикир алмаштурған вә хизмәт һәққидә музакириләр елип барған, учришишта йәнә тәклип-тәрғибләр оттуриға қоюлған.

Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абликимхан мәхсум билән униң явропа зиярити һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.