Д у қ вәкиллири малтада ечилған "яшлар һәрикитиниң хәлқарадики вә райондики тәсири" намлиқ йиғинға қатнашти


2005.02.24

яврупа кеңишиниң иқтисадий ярдими билән, 2 - айниң 24 -күни явропадики малта дөлитидә яшлар программисини асасий мәқсәт қилған "яшлар һәрикитиниң хәлқарадики вә райондики тәсири" дегән темида йиғин өткүзүлди.

Малта һөкүмитиниң маарип вә қатнаш министири җисмот әпәнди риясәтчилик қилған бу йиғинға, 14 дөләттики 40 тин артуқ яшлар тәшкилатиниң вәкиллири қатнашқан.

Йиғинға дуня уйғур қурултийиниң икки нәпәр вәкили - дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди вә маарип бөлүминиң мудири қәйсәр әпәнди рәсмий тәклип билән қатнашқан болуп, улар өзлиригә берилгән 15 минутлуқ вақиттин пайдилинип, уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә мәлумат бәргән вә уйғурларниң вәзийити әкс әттүрүлгән бир һөҗҗәтлик филимни йиғин әһлигә қоюп бәргән.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әқидәниң шу йиғинға иштирак қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәндидин игилигән мәлуматлар асасида тәйярлиға тәпсили хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.