Тәһликигә дуч кәлгән америка һәрбий базиси


2007.06.04

Америка дөләт мудапиә министири роберт гейт дүшәнбә күни , қирғизистан пайтәхти бишкәккә йетип кәлди.

Қирғизистанниң "24 саәт" учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, роберт гейт сәйшәнбә күни қирғизистан президенти қурманбек бақийеф вә дөләт мудапиә министири исмаил иссақоф қатарлиқлар билән көрүшүп, қирғизистан-америка һәмкарлиқ мунасивәтлири җүмлидин районниң вәзийити һәққидә сөһбәт елип баридикән.

Хәвәрдә көрситилишичә, роберт гейт мәзкур сәпири арқилиқ америка билән қирғизистанниң бихәтәрлик саһәси вә икки тәрәп һәмкарлиқлирини күчәйтишни мәқсәт қилидикән. У, өзиниң бу қетимлиқ сәпиридә йәнә бишкәкниң манас айродромидики " гәнси" намлиқ америка һәрбий базисини зиярәт қилип, командир-әскәрләр билән көрүшидикән.

Хәвәрләрдин қариғанда, бу роберт гейт дөләт мудапиә министири болғандин кейин қирғизистанға елип барған тунҗи зиярити болуп, илгири сабиқ мудапиә министири доналд рамсфелд бир қанчә қетим қирғизистанни өз ичигә алған мәркизий асия дөләтлирини зиярәт қилған һәмдә униң дәвридә америкиниң қирғизистанниң манас айродромида вә өзбекистанниң қарши-хан абад районида һава армийә базилири қурулған иди.

Һәрбий база мәсилиси тәһликигә дуч кәлди

Роберт гейтниң бу қетимқи қирғизистан сәпириниң муддиаси вә арқа көрүниши һәққидә түрлүк инкаслар давамлашмақта.

Нөвәттә, қирғизистан сиясәт қатлимида бир қисим кишиләр америка һәрбий базисини тақаш пикирлирини оттуриға чиқарған болуп, америка һәрбий базисида вәзипә өтәватқан бир әскәрниң бир нәпәр қирғизистан пуқрасини етип өлтүрүш вәқәси йүз бәргәндин кейин, қирғизистан билән америка арисида мәзкур әскәрни җазалаш мәсилини чөридигән һалда бәзи пикир ихтилаплири келип чиққан, йәни қирғизистан әдлийә даирилири бу әскәрни қирғизистанда сотлап җазалашни тәләп қилған болсиму, лекин нәтиҗә бәрмигәндин кейин бир қисим өктичиләр америка һәрбий базисиға нисбәтән түрлүк сәлбий пикирләрни оттуриға чиқарған.

Учурлардин қариғанда, һәтта америка әскири тәрипидин өлтүрүлгән кишиниң аилә -тавабатлирини өз ичигә алған бир қисим кишиләр бишкәктики америка әлчиханиси алдида наразилиқ билдүргән.

Америка базисиниң тақилиши русийә билән хитайни қизиқтуриду

Қирғизистанда пәйда болуватқан, америкиниң образини чүшүридиған тәшвиқатларниң башқа чоң дөләтләрниң илһамландуришиға еришиватқанлиқи билдүрүлмәктә. "Регнум" учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан аммиви бирләшмиси " пуқралар йөнилиши" ниң рәһбири әлишир мамасалийеф " америка һәрбий базисиниң йүзини чүшүридиған учур һәрикәтлириниң шәкиллиниши москваниң америкиниң чехийә вә полшада қурмақчи болған башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системисиға нисбәтән җаваб бериш қәдәмлири болуп һесаблиниду" дәп билдүргән мәзкур тәшкилат елан қилған ахбаратнамидә.

Мамасалийеф елан қилған ахбаратнамидә әркин сиясәтчиләрниң қаришиға тайинип, америка һәрбий базисиниң тарқилишиға москва вә бейҗиңниң қизиқидиғанлиқини көрситиш билән биргә " москва бүгүн пүтүн чариләрни қоллинип, президент қурманбек бақийефға тәсир көрсәтмәктә. Хитайларму бишкәктә ечилидиған йиғинниң ғәрбниң демократийисиниң мәркизий асияға киришиниң хатимиси болуп қелишни пүтүнләй үмид қилиду" дәп тәкитләйду .

Хәвәрләрдин қариғанда, америка һәрбий базисиниң 2007-йиллиқ мөһлити тошуп, йәнә давамлиқ узартилиш мәсилиси роберт гейтниң президент қурманбек бақийеф вә мудапиә министири исмаил иссақоф билән өткүзидиған учришишидики муһим музакирә темиси болуши мүмкин.

Мамасалийефниң қаришичә, бу йил 7-айда бишкәктә ечилидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида америкиниң қирғизистандики мәзкур һәрбий базисиниң тәқдирини бир тәрәп қилиш мәсилисиму музакирә қилиниши, бәлки бу мәсилидә худди 2004-йили қазақистан пайтәхти астанада өткүзүлгән шаңхәй гуруһиниң йиғинида 'америка базилирини тақаш тәләп қилинған' ға охшаш қәдәм бесилиши мумкин.

Әшу қетимлиқ астана хитабнамисидин кейин, өзбекистан русийә вә хитай билән қоюқ һәмкарлиқ мунасивәт орнитип, америка һәрбий базисини тақивәткән иди. Қирғизистан тәрәпму америка һәрбий базисиниң кира һәққини 200 милйон долларға өстүрүшни тәләп қилип, әгәр ундақ болмиса тақаш пикрини оттуриға қойған иди. Ахири америкиниң 150 милйон долларға мақул болғанлиқи мәлум.

Русийә билән хитай америкини райондин сиқип чиқиришқа тиришиватамду?

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати гәрчә өз һөҗҗәтлиридә америка вә н а т о ( шималий атлантик окян әһди тәшкилати) ға қарши мәвқәләрни ипадә қилмисиму, лекин көпинчә сиясийонлар мәзкур тәшкилатниң җүмлидин буниңдики башламчи дөләт русийә билән хитайниң америкиниң мәркизий асия районидики тәсирини сиқип чиқиришқа интиливатқанлиқини җәзимләштүрмәктә.

Униң үстигә һазир бишкәкниң йенидики кантқа русийә һава армийә базиси орунлашқан болуп, нөвәттә, қирғизистанда икки чоң дөләтниң һәрбий базилириниң тәң мәвҗут болуп туруш вәзийити шәкилләнгән . Уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, уйғур ели билән қошна қирғизистанда йүз бериватқан демократик тәрәққият вә өзгиришләр җүмлидин америка вә явропа иттипақиниң бу райондики демократик тәрәққиятни қоллиши һәм илгири сүрүши уйғурларниң кишилик һоқуқни өз ичигә алған демократик һәрикәтлиригә тәсир көрситиш билән хитайниң әндишисини ашуриду. Шуңа , бейҗиң бу йәрдә америка тәсириниң болушнихалимайду.

Нөвәттә, дуня енергийә мәнпәәтлириниң учришиш нуқтилиридин бири һесаблинидиған мәркизи асия райони өз алдиға бирлишип, йеңи бир сиясий гәвдә йәни мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш мәсилисигә дуч кәлгәндә, қирғизистан өктичилириниң рәһбири феликс қулоф буниң әксичә, қирғизистанни русийә билән бирләштүрүш идийисини оттуриға қойди. Көзәткүчиләр мәзкур идийиниң охшашла америкиниң бу дөләттики һәрбий мәвҗудийитигә сәлбий тәсир пәйда қилидиғанлиқини пәрәз қилишмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.