Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта


2007.08.14

Issik-KolManever-200.jpg
Шаңхәй гуруһиниң 2007 - йили 30 - майдики, иссиқ көл маневири. KYRGYZSTAN, ISSYK KUL : Soldiers of (SCO) member states run during the Issyk Kul Antiterror 2007 military exercises, 30 May 2007. AFP PHOTO / VYACHESLAV OSELEDKO

Һазир дуняда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати орал тағлирида башлиған 'тинчлиқ 2007' бәлгилик бир һәрбий маневиридин башқа, америка тинч окяндики гуам арилида башлиған 'җәсур қалқан 2007' бәлгилик йәнә бир һәрби маневир давам қиливатиду. Гәрчә бу маневирни бир-биригә қариму қарши пиланланған дейишкә мумкин болмисиму, әмма икки җайда давамлишиватқан бу икки маневир, әмәлийәттә хитай, русийә вә америкидин ибарәт үч дөләтниң мунасивитидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневириға даир йеңи учурлар

'Мәркизи агентлиқи' ниң 13 ‏- авғуст күни урал тағлиридин хәвәр қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири сибирийидики челябински районида уштумтут йүз бәргән иссиқ һава килиматиниң тәсиригә учриған. Йеқинқи күнләрдин буян давамлишиватқан 30 нәччә градуслуқ иссиқта, маневирниң су тәминати, қоманданлиқ шитаби турған чебаркулдин башқа җайларда, йәрлик даириләр тәрипидин үзүп қоюлған. Мухбирларниң ейтишичә, бу қетимқи маневир су тәминати мәсилисидин башқа дуч кәлгән йәнә бир қейин мәсилә ‏--‏- удул кәлгән җайға тәрәт қилишқа мәҗбур болғанлиқ. Бу икки мәсилә мухбирлардиму җиддийлик пәйда қилған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати урал тағлирида елип бериватқан бу қетимқи 'тинчлиқ 2007 ' бәлгилик һәрбий маневирда, русийә, хитай, қазақистан, таҗикистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 6000 дәк әскәрдин тәшкилләнгән пәвқуладдә қисим, адәттә һава вә топчи қисимларниң һимайиси астида террорчиларни тазилаш җәһәттә мәшқ елип барған. Хитайниң парашутчи қисимлири дәсләптә һавадин отлақларға сәкрәш мәшиқигә қатнишишни рәт қилған. Бу һәқтә хитай азадлиқ армийисиниң қомандани 'буларниң қумлуқта һәрикәт қилиш тәҗрибиси бар, әмма отлақларда һәрикәт қилишни өгинишигә йәнә бир мәзгил вақит кетиду' дәп чүшәнчә бәргән.

RUSSIAN-MILt-200.jpg
Һавада маһарәт көрситиватқан русийә һава армийиси. 2007 - Йили 11 - авғустта. "Russian Knights" demonstrate their skill in Monino, during an air show marking the 95th anniversary of the Russian Air Forces, 11 August 2007. AFP PHOTO / MAXIM MARMUR

Хәвәрдә ейтилишичә, бу маневирниң рәсмий етиш мәшиқи 17 ‏- авғуст күни елип берилиду. Униңға урушчи айропиланлар, м -24 бәлгилик тик учарлар вә парашутчи қисимлар қатнишиду. Бу күндики рәсми мәшиқ үчүн һазир һәрқайси мәһәллиләрдә әски тамлар ақартилмақта, йолларға асфалит ятқузулмақта. Мәһәллиләр ара кимлик тәкшүрүлмәктә, йәрлик хәлқниң қолидики ов милтиқлириму йиғивелинмақта. Бу җәрянда хитай қисимлири йәрлик даириләр билән алақә қилишта еғир тил тосалғусиға дуч кәлгән.

Русийә өзиниң һәрбий күчини әслигә кәлтүрүватқанлиқини ипадилимәктә

'Франсийә агентлиқи'ниң баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати урал тағлирида елип бериватқан 'тинчлиқ 2007 ' бәлгилик һәрбий маневир үчинчи бир дөләткә қаритилмайду, тәһдит болмайду, зиян салмайду дәп җакарлиған болсиму, әмма мушу күнләрдә, русийиниң икки узун мусапилиқ бомбардиманчи айропилани өзиниң йирақ шәрқтики һәрбий базисидин 13 саәт учуп, ғәрбий тинч окянниң гуам арилидики америка һәрбий базисиниң һава бошлуқиға келип, америкиниң урушчи айрупиланлири алдини тосқандин кейин кәйнигә қайтқан. Буниңдин бирнәччә күн бурун, грузийә даирилириниң баян қилишичә, русийә һәрбий қисимлири грузийә тәвәликигә қаритип бир башқурулидиған бомба атқан иди.

DengizArmiyisi-150.jpg
Американиң гуамдики маневәри. 2007 - Йили 14 - авғуст. Aircraft from the Navy, Marine Corps and Air Force including a B-52 bomber conduct a fly by 14 August, 2007 Held in the Guam operating area. AFP PHOTO/HO/US NAVY/ MCS1 Denny Cantrell (RELEASED)

'Ройтрс агентлиқи'ниң баян қилишичә, русийә йеқиндин буян америка вә натоға қарита тохтимай талаш-тартиш қозғаш арқилиқ, хәлқ' араға өзиниң һәрбий күчини әслигә кәлтүрүватқанлиқидин дерәк бәрмәктә. Мәсилән, 2 ‏- авғуст күни, русийә шималий қутупниң деңиз тегигә русийиниң дөләт байриқини қадаш арқилиқ өзиниң шимали қутупта игилик һоқуқи барлиқини ипадилиди. Униңдин кейинла, оттура деңизда русийә деңиз армийиси өзиниң мәвҗутлиқини қайтидин җакарлиди. Русийә гәрчә он нәччә йилдин буян чечәнләр билән уруш қилип һалидин кетиватқан болсиму, әмма бу қетим йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий мәшиқигә қатнашти.

Америка асия-тинч окян райониға бәргән вәдисиниң һөддисидин чиқалайду

Америка авазниң баян қилишичә, америка гәрчә өзиниң һәрбий маневирни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидәк биркимгә қаритилған яки қаритилмиғанлиқини җакарлимисиму, ‏-‏-‏- дәп мулаһизә қилиду америкиниң асия һәрбий мәсилилири мутәхәссиси лин чаңшен , ‏-‏-‏- әмма америкиниң тинч окянда елип бериватқан һәрбий маневирида ипадиләнгән йөнилиш наһайити муәййән, америка дунядин бир немини йошурғини йоқ.

‏-‏-‏- Америка гуам арилида елип бериватқан һәрбий маневирға кичик лачин, нимиз, станнис қатарлиқ үч чоң авиаматка җәң системисиниң һәммиси қатнашти, --- дәп мулаһизисини давамлаштуриду бу мутәхәссис, ‏-‏-‏- бу маневирда 300 дин артуқ урушчи айропилан маһарәт көрсәтти. Америкиниң гуам һәрбий базисидики урушчи айропиланлар һазир 3 саәттә японийигә, 4 саәттә корийигә, 6 саәттә австралийигә йетип баралайду. Худди маневирниң баш қомандани генерал майор рик әпәнди ейтқандәк, бу чоң көләмлик һәрбий мәшиқ арқилиқ америка өзиниң асия-тинч окян райониға бәргән вәдисиниң һөддисидин чиқалайдиғанлиқини намайән қилмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.