" Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?


2007.08.15

XU -PUTIN-200.jpg
2007 - Йили 15 - авғуст күни бишкәктә, хитай президенти ху җинтав бишкәктә президент виладимир путин билән көрүшти. Russian President Vladimir Putin (2nd R) shakes hands with his Chinese counterpart Hu Jintao (L) as Afghan President Khamid Karzai (R) looks at them in Bishkek, Kyrgyzstan, 15 August 2007. AFP PHOTO / RIA NOVOSTI / KREMLIN / DMITRY ASTAKHOV

Хитай дөләт рәиси ху җинтав вә русийә президенти владимир путин алдимиздики пәйшәнбә күни оттура асия дөләтлириниң рәһбәрлирини башлап, русийә - хитай һәрбий қисимлириниң чилябинский районидики һәрбий маневирини көздин кәчүриду. Маневрниң мәқсиди вә нишани кимгә қаритилған ? дегән суаллар ғәрб мәтбуатлирида кишиләр җавабини тепишқа қизиқиватқан мәсилиләрдур. Америка " Wall Street Jornal" гезитидә елан қилинған маневир һәққидики бир мақалида бу мәсилиләрни мулаһизә қилди.

Хитай - русийә һәрбий һәмкарлиқи күчийиватиду

Әгәр президент владимир путин, хитай дөләт рәиси ху җинтав вә оттура асия дөләтләр рәһбәрлири чилябинскидики маневирни көрсә, бу 'тинчлиқ бурчи 2007,' дәп нам берилгән бу һәрбий маневрниң ахирлашқанлиқидин дерәк берипла қалмай, бу йәнә шаңхәй гуруһидики дөләтләр рәһбәрлириниң тунҗи қетим тиғ учи чечәнләр, уйғурлар вә оттура асиядики ислами күчләргә қаритилған бу түрдики һәрбий маневирни көздин кәчүрүши болуп қалиду.

Америка " Wall Street Jornal" гезитидә чаршәнбә күни елан қилинған бир мақалида маневрниң мәқсидигә нисбәтән кишиләрдә җидди суаллар туғулғанлиқини әскәртип, " бу маневир хитай - русийә арисидики һәрбий һәмкарлиқниң күчийиватқанлиқини көрситәмду ? әгәр бу һәрбий һәмкарлиқниң күчийиватқанлиқини көрсәтсә, бу кимгә қаритилған вә нимә үчүн ? дегән суаллар кишиләрдә қизиқиш қозғаватқанлиқини билдүрди.

Wall Street Journal Гезитиниң " тинчлиқ бурчи," дегән мавзудики мәзкур мақалисида, "хитай - русийә һәрбий һәмкарлиқи күчийиватамду ? дегән суалға җавап беришкә тоғра кәлсә, буниңға һәә, һәмкарлиқи күчийиватиду, дәп җавап беришкә тоғра келиду. Бу йилқи русийидә өткүзүлгән һәрбий маневирға русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанлардин 4000 кишилик һәрбий қисим һәм 100 данә айрупилан қатнашқан болуп, бу сан 2005 - йили хитайда өткүзүлгән маневирға қатнашқан қисимлардин көп ешип кәткән," дәп көрсәтти.

Маневир мусулманларниң ислами кимликигә қаритилған

Мақалида даириләрниң маневирда кимгә вә нимә үчүн һәйвә көрсәтмәкчи болуватқанлиқи анчә ениқ әмәс, дәп тәкитлигән аптор ричард фишир, маневрниң нишани райондики ислами хәлқләргә қаритилғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәсләпки чағларда хитай билән оттура асия дөләтлири районда тинчлиқни вә һәмкарлиқни мәқсәт қилип қурған болсиму, лекин бу тәшкилатниң вәзиписи һазир у қурулған дәсләпки чағдики бурчидин һалқип өтүп, райондики етник җәһәттин түркий хәлқләрни асас қилидиған, әнәнә мусулман хәлқләрдә ислами кимликниң күчийишини тосашқа қаритилғандәк көрүнмәктә."

Аптор йәнә, оттура асия рәһбәрлириниң исламни хитай вә русийигә охшашла өзлиригә тәһдит, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, " әгәр хитайниң башқурушидики шәрқий түркистанни қошқанда зимини 4 милйон квадрат километирға йеқинлишидиған оттура асия, явро -асияниң истиратегийилик киндики. Тәбий байлиқларға бай болупму нефит вә тәбий газ байлиқиға бай бу зиминдики хәлқләр, һич бир заман москва яки бейҗиңниң һөкүмранлиқини қобул қилмиди. Оттура асияни идарә қиливатқан һазирқи һөкүмранларниң көп қисими совет иттипақи әмәлдарлири болуп, улар русийә билән хитайға охшашла исламни тәһдит, дәп қарайду. Уларниң орни капаләткә игә әмәс, чүнки райондики хәлқниң һәр вақит исламға йүзлиниш еһтимали мәвҗүт,"дәйду.

Маневрниң йәнә бир мәқсиди ғәрбкә қарши туруш

DengizMISSILE-200.jpg
Америкиниң гуамдики манәвәрида. 2007 - Йили 13 - авғуст, RIM-7P NATO Sea Sparrow намлиқ башқурулидиған бомба қоюп берилгән. the US Navy shows a RIM-7P NATO Sea Sparrow Missile being launched from the Nimitz-class aircraft carrier USS Abraham Lincoln (CVN 72) during a stream raid shoot exercise 13 August 2007 in the Pacific Ocean. AFP PHOTO/US NAVY/Jordon R. Beesley

Мақалида әскәртишичә, 'тинчлиқ бурчи 2007,' дәп нам берилгән вә русийә билән хитайниң қоллишиға еришкән бу маневир, оттура асия рәһбәрлириниң һәмкарлиқида сияси муқумсизлиққа қарши тәсис қилинған болсиму, лекин бу маневрниң бирдин-бир мәқсиди әмәс. Маневрниң йәнә бир мәқсидини москва билән бейҗиң арисидики ғәрб әллиригә вә демократийә идийисигә қарши һәмкарлиқниң мәһсулидур.

Аптор ричард фишиур, русийә армийисиниң баш штаб башлиқи йүрий балуйевскийниң 7 - айда үрүмчидики бир йиғинда ғәрб дөләтлиригә һуҗум қилғанлиқини әскәртип, "шаңхәй гуруһидики дөләтләр өзлири терорчи, дәп қариған тәшкилатларниң учурини алмаштурушни қарар қилди. Уларниң бу һәрикити ғәрптики демократийә вә кишилик һоқуқи тәшкилатлирини әндишигә салған болуп, уларниң әндишә қилишиға йетәрлик сәвәбләр бар иди," дәйду.

Русийә һәрбий штаб башлиқи үрүмчидә нимә диди ?

Мақалида әскәртишичә, шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң шәрқий түркистан мәркизи үрүмчидә өткүзүлгән штаб башлиқлар йиғинида русийә армийисиниң баш штаб башлиқи йүрий балуйевский, бәзи ғәрб дөләтлиригә һуҗум қилип, "уларниң дөләт органлирини вә идарә - җәмийәтләрни аталмиш демократийиләштүрүш тәшәббуси, райондики дөләтләрдә қалаймиқанчилиқларға сәвәбчи болди," дәп әйиплигән.

Аптор ричард фишир йәнә , гәрчә русийә вә хитай әмәлдарлири тинчлиқ бурчи, намлиқ һәрбий маневрниң 3 - бир дөләткә қаритилмиғанлиқини тәкитлисиму, лекин америка 2006 - йили хитай һәрбий әмәлдарлирини өзиниң асияда өткүзгән бир һәрбий маневириға тәклип қилғанлиқини көздә тутуп, чилябинскийдики маневирға күзәткүчи сүпитидә қатнишишни тәләп қилса, хитайларниң рәт қилғанлиқини тилға алди.

Улар йәнила бир - биригә ишәнмәйду

Мақалида, русийә билән хитайниң һәрбий һәмкарлиқи күчәйгән болсиму, лекин уларниң йәнила бир- биригә гуман билән қарайдиғанлиқини әскәртип, "русийә бу маневрниң йәнә бир саһибханлиқини колликтип бихәтәрлик әһдинамиси тәшкилати үстигә елишни тәләп қилған болсиму, лекин хитай бу тәләпни рәт қилди. Бу русийә билән хитай арисидики бихәтәрлик һәмкарлиқниң ишәнчсизлик үстигә қурулғанлиқини көрсәтмәктә," дәп тәкитлигән.

Аптор йәнә, бу түрдики гуманхорлуқларниң русийә вә русийә билән чәкләнмәйдиғанлиқини, болупму қазақистанниң маневирға қатнишидиған хитай қисимлириниң қазақистан зиминидин өтүшигә рухсәт қилмиғанлиқини, буниң билән хитай қисимлириниң нәччә миң километир йолни ошуқ меңишқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.