" Тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ һәрбий маневири аяғлашти
2007.08.17

Бир һәптидәк давам әткән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати "тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ һәрбий маневир 17- авғуст җүмә күни русийиниң челябински области тәвәсидики чебаркул мәшиқ мәйданида аяғлашти.
Мәзкур маневир 9- авғуст башланған болуп, җүмә күни елип берилған әң ахирқи күнидики маневирни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири көздин кәчүргән.
Путин: бу маневир террорлуққа қарши турушта зор рол ойнайду
Ройтерс агентлиқиниң 17- авғуст русийиниң чебаркулдин бәргән хәвиридә русийә президенти путинниң ейтқанлирини нәқил кәлтүрүшичә, путин:" бүгүнки һәрбий маневир дөләтлиримиз арисидики өзара мунасивәтни, хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрликни , болупму әң муһими өз хәлиқлиримизниң аманлиқини күчәйтиштә елинған бир қәдәм" дегән.
Путин йәнә, мәзкур маневрниң бу районда йүз бәргән һәрқандақ террорлуқ һәрикәтлиригә бирликтә қарши турушта зор рол ойнайдиғанлиқини көрсәткән.
Гәрчә алдинқи һәптә хитайниң русийидә турушлуқ әлчиси лю гучаң москвада өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида " тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ маневрниң пәқәт башқа дөләтләргә вә яки башқа тәшкилатларға қарши әмәсликини тәкитлигән болсиму, әмма америка авази радиосида тәһлилчиләрниң сөзлиридин нәқил елип көрситилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимлиқ маневири америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға өз һәрбий қудритини көрситип қоюш түсиниму алған икән.
Шаңхәй гуруһи америкини даритмилап агаһландурди
Алдинқи күни қирғизистанниң пайтәхт бишкәк шәһиридә аяғлашқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр рәһбәрлириниң учришишида америкиниң қирғизистандики һәрбий базиси тилған елинмиған болсиму, әмма уларниң баянатида америкиға қарита оттура асия сияситигә арилашмаслиқ һәққидә йошурун рәвиштә агаһландуруш берилгән болуп, баянатта: " оттура асияниң муқимлиқи, бихәтәрлики пәқәт мушу райондики дөләтләр асасида қурулған район характерлик тәшкилат қолидила әң яхши ишқа ашиду" дейилгән.
Дуня бихәтәрлики институтиниң анализчиси иван сафранчук:" шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, оттура асияниң пәқәт өзиниң шәхсий мәсулийәт даирисидики район икәнликини көрсәтмәкчи" дәйду.
Әмма русийә ташқи ишлар министири александир лосюковму бу қетимлиқ һәрбий маневириниң америкиға қариши турушни мәқсәт қилғанлиқини рәт қилған.
Һазир түркийидә хизмәт қиливатқан оттура асия сиясий тәһлилчиси доктор әркин әкрәм әпәнди, бу маневрниң көрүнүштә террорлуққа қарши турушни район бихәтәрликини қоғдашни мәқсәт қилғандәк көрүнсиму маһийәт җәһәттин, русийә вә хитайниң оттура асияда башқа бир күчниң сиңип киришини халимайдиғанлиқини, һәмдә русийиниңму хитайниң оттура асияға сиңип киришигә йол қоймайдиғанлиқи ениқ шараитта хитайниң русийә билән бирлишивелиш йолини таллиғанлиқини вә буниң хитайниң истратегийилик мәнпәәтигә мас келидиғанлиқини оттуриға қойди.
Америка авази радиосида көрситилишичә, русийилик һәрбий тәһлилчи ритофшкин мәзкур маневириниң чоң уруш маневири түсини алмиғанлиқини әмма, йәнә бир нуқтидин елип ейтқанда, һәрқайси дөләт әскәрлириниң қандақ маслишип һәрикәт елип бериш, буйруққа ортақ бойсунуш вә өзара чүшиниш җәһәттә илгириләш һасил қилғанлиқини буниң һәрбийләр үчүн елип ейтқанда интайин муһим икәнликини оттуриға қойған.
Хитай уйғур елидики қошунлирини маневирға әвәткән
Рус һәрбий анализчиси, бу нөвәтлик маневирға қатнашқа хитай әскәрлириниң асасән уйғур елидә турушлуқ қисимлиридин йөткәлгәнликигә алаһидә диққәт қилған. Маневир мәйданиға русийә тәрәп бир тәқлидий йеза ясап чиққан болуп, йеза ичигә мәктәп, дохтурхана вә нәччә он түтүн аилә бәрпа қилған.
Мәзкур маневириниң иккинчи бөлики уйғур елиниң үрүмчи районида елип бериливатиду.
" Тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ маневир һәққидә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетниң рәиси алим сейит әпәнди " асия вақит гезитидә"," шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғурларни бастурушни мәқсәт қилған" дегән темида мақалә елан қилған болуп, у, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, хитай һөкүмитигә өзиниң сиясий, дипломатик вә иқтисади тәсир күчидин пайдилинип уйғур өктичиләрни уйғур елидә вә оттура асияда бастурушқа йол бәрди дәп әйиблигән.
Алим сейит әпәнди йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғурға, демократийигә, вә һәтта ғәрбкә қарши мустәбит дөләтләрдин тәшкил тапқанлиқини, бу тәшкилатни тәшкил қилғучи икки чоң күч: хитай вә русийиниң үзлүксиз һалда америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗутлуқиға қарши туруп келиватқанлиқиниму оттуриға қойған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини қирғизистанда өткүзүлди
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта
- Ху җинтав қирғизистан пайтәхти бишкәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
- Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Оттура асияниң чиқиш нуқтиси - йипәк йолини қайта қуруш
- Хитай хәлқара қудрәтлик дөләт болуш орнини тикләшкә тиришиватамду ?