Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
2007.08.13

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 8 - айниң 9 - күни ' тинчлиқ 2007 ' бәлгилик террорчилиққа қарши һәрбий маневири өткүзүшкә башлиған иди. Бу маневир һазир русийиниң урал тағлири районида давамлишиватиду. Пилан бойичә, мәзкур маневирниң баш йетәкчиси болған коммунист хитайниң рәиси хуҗинтав 8 - айниң 17 - күни русийигә берип, бу маневирниң тәпсили әһвалини нәқ мәйданда көзитиду.
'Бирләшмә хәвәр агентлиқи" ниң хоңкоңдин хәвәр қилишичә, ғәрб истратегийичилири һазир һәрбий маневир өткүзүватқан 'шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати' дегән бу тәшкилатни, бурунқи коммунизм лагириниң 'варшава шәртнамиси' дәп аталған һәрбий тәшкилатиға айлиниши мумкин, униң һазирқи нишани японийә-америка- австралийә һәмкарлиқидин ибарәт "асия натоси"ға тақабил турушни мәқсәт қилиду, дәп қаримақта.
Хитайниң маневири тамамән уйғурларға қаритилған
явропада чиқидиған ғәрб шамили журнилиниң тәһрири абдурешит һаҗи керими шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һазир елип бериватқан маневирниң қаритилмиси һәққидә тәһлил йүргүзди. Униң қаришичә хитайниң маневири тамамән уйғурларға вә башқа түркий милләтләргә қаритилған.
Хитай билән русийиниң көзлигән нишанида пәрқ мәвҗут
Һаҗи абдурешит кериминиң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимқи һәрбий маневирида , хитай билән русийиниң қаритилмисида пәрқ бар. Русийә болса бу тәшкилатниң бир сиясий иттипақ, һәрбий иттипаққа айлинип, униң явро-асия әллири һәмкарлиқиниң кеңийишигә тақабил турушини үмид қилмақта.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әсли қурулған вақиттики нишанидин аллиқачан һалқип кәтти
Һаҗи абдурешит кериминиң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әсли қурулған вақиттики нишанидин аллиқачан һалқип кәтти. Бу тәшкилатниң һазирқи нишани хәлққә, болупму оттура асия хәлқиғә интайин зиянлиқ. Хәлқаралиқ тәшкилатлар буниңға қарита тәдбир қоллиниши лазим. ( Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду
- Америка, тинч окян районида һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Моңғулийидә америка қатарлиқ тоққуз дөләт бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Америка һәрбий әмәлдари: америка тәйвәнни қоғдаш иқтидариға игә
- Оттура асияниң чиқиш нуқтиси - йипәк йолини қайта қуруш