Уйғур елидә "көп хил армийә һәмкарлишип, җәң қилиш усули" намлиқ манивер өткүзилидикән
2004.10.29
Хәлқарада елип берилватқан террорчилиққа қарши күрәш, террорчиларға тегишлик зәрбә бәргән болсиму, бирақ террорчилиқ һәрикәтлирини йоқитишни баһанә қилған бир қисим дөләтләр өз һакимийитигә қарши чиққан хәлқләрни террорист дәп әйибләп кәлмәктә.
Бундақ террорчилиққа қарши күрәш давамида, хитай һөкүмити чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлирини вә бир қисим паалийәтчиләрни террорчилар дәп елан қилип, бу арқилиқ уйғур елигә қаратқан сияситини күчәйтишкә башлиди вә уйғур елида көп қетим һәрбий манивер өткүзүп, террорчиларға тақабил туруш күчи барлиқини хәлққә көз -көз қилди.
Мушу бир нәччә күн ичидә, чоң типта бир қетим һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини илгири сүргән шинҗаң һәрбий райони, маневир өткүзүштики мәқситини мүрәккәп зиминда, тез сүрәттә һәркәткә өтүп, җидди өзгүрүшкә тақабил туруш күчини ашуруштин ибарәт дәп көрсәтти.
Шинҗаң тор бетиниң 29 - күнидики хәвиридә ашкарлинишичә, бу қетимқи маневер, игиз -тағ ,ойманлиқ вә чөл -җәзириләргә охшаш җуғрапийилик түзүлиши һәрхил шараитта, һәр хил һәрбий қисимлариниң бирлишип, җәң қилиш иқтидарини ашуруш үчүн елип берилдиған маневер һисаблинидикән.
Маневер һәққидә елан қилинған хәвәрдә, маневер өткүзилидиған орун вә шуниңдәк маневерниң қайси күни өткүзилидиғанлқи ениқ көрситилмигәнликтин биз бу һәқтә ениқ мәлуматқа еришиш үчүн, шинҗаң һәрбий район қоманданлиқ шитабиға телфун бағлидуқ.
Әркин асия радиоси, уйғур бөлимидин телфун урватқанлқимиздин хәвәр тапқан қаманданлиқ шитабий арқа сәп бөлиминиң мәсули, мәзкүр маневерниң қайси күни вә қәйәрдә өткүзилидиғанлиқи һәққидә сориған суалимизни җавапсиз қалдуруп , "мән буниңға һичқандақ ипадә билдүрәлмәймән" диди вә телфун турупкисини дәрһал қоювәтти.
Маневер һәққидә һичқандақ учурға еришәлмигәндин кейин биз йәнә, шинҗаң һәрбий райони тәшвиқат бөлимигә телфун бағлидуқ.
Тәшвиқат бөлиминиң хадими, бизниң қәйәрдин телфун урғанлиқимиздин хәвәр тапқандин кейин, маневер өткүзүштики мәқсидиңлар нимә, силәр маневерни қәйәрдә өткүзисиләр дигән суалимизға "кәчүрисиз, биз һәрбий маневер һәққидә сизгә һичнәрсә ейтип берәлмймиз, қәйәрдә маневер өткүзидиғанлиқимиз һазирчә мәхпи" дәп җавап бәрди.
Биз йәнә, әң чоң уйғур тәшкилатлиридин болған дуня уйғур қурултийиниң маневер һәққидики қаришини билиш үчүн, мәзкүр тәшкилатниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәндини зиярәт қилдуқ.
Буниң тәпсилатини мухбиримиз әқидәниң бу һәқтики мәлуматидин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири үрүмчидә айрупиланни гөрүгә елиш вәқәсигә қарши маневир өткүзди
- Хитай даирилири үрүмчидә айрупиланни гөрүгә елиш вәқәсигә қарши маневир өткүзди
- Тәйвән тәрәп, йеқинда өткүзмәкчи болған һәрбий манеивирни бикар қилди
- Әнглийә әскәрлири һәрбий маниверға қатнишиш үчүн қазақистанға кәлди
- Хитай, пакистан уйғур елидә бирләшмә һәрбий манвер өткүзди