Йиғлаватқан түркләр


2007.07.17

Түркийә 21 - әсир институтиниң тор бетидә "йиғлаватқан түркләр" намлиқ мақалә елан қилинди. Мақалини һүсәйин рашит йилмаз язған болуп, мақалә мундақ дәп башлайду :

"Түркий милләтләрниң йеримидин көпи түркий милләт болмиған бир дөләтниң һакимийити астида яшашқа мәҗбур болған. Шәрқий түркистан, ғәрби тиракийә, қирим, қарачай, гагавуз, ирақ түркмәнлири, иран, косова, яқут, ахиска, македонийә түрклири қатарлиқлар һәммиси зор қийинчилиқлар ичидә өзлириниң миллий кимликлирини сақлап қелиш үчүн муҗадилә қилмақта. Түрк дунясиниң бүйүк бир қисми узун йиллар бойичә рус вә хитай бесимға дучар болған, зор бир қисми һазирму бу бесимға дучар болушқа давам қилмақта. Он нәччә милйон квадират километир җуғрапийигә тарқалған бу түркий хәлқләр һәр түрлүк бесимға қаримай өзлириниң тилидин, динидин, өрп- адәтлиридин ваз кәчмәй яшап кәлмәктә".

Аптор мақалисигә уйғурлардин мисал берип мундақ давам қилиду:

"Хитай асарити астидики уйғур түрклири һәр йил онларчә пәрзәнтини пантүркизмлик қилған, дегән гунаһ билән хитайниң милтиқлириға қурбан қилип бәрмәктә. Милтиқ оқиниң пули чеғида шу өлгән балиниң аилисидин елинидиған мушундақ рәзил түзүмдә өз тупрақлирида зулумға учраватқан, кимликсизләштүрүлүшкә уруниливатқан бу қериндашлиримиз бағридин әйса йүсүп алиптекин, осман батурға охшаш қәһриманларни чиқирип зулумға қарши күрәш қилмақта. Ғулҗа, барин, хотән қозғилаңлири билән хитайни қорқутқан уйғур түрклири қозғилаңдин кейин қанлиқ һалда бастурулди. Қәшқәр, үрүмчи, турпанға охшаш түрлүк үчүн муһим әһмийәткә игә болған тупрақларда ядро синақлири елип барған, хитайларни мәҗбури һалда уйғурларниң земинлириға көчүрүватқан мана мушундақ бир һакимийәт билән һаят - маматлиқ күрәш қиливатқан уйғурлар өзлири һәр даим үмид вә муһәббәт билән қарайдиған түркийидин һечбир вақит керәклик ярдәмни көрәлмиди".

Бу һәқтә түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.