Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вәкиллири уйғур елигә зиярәткә маңди
2004.10.22
Хитайниң уйғур елидики ташқи ишлар ишханисиниң тәклипигә бинаән қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлири билән беру әзалиридин тәркиб тапқан йәттә кишилик зиярәт өмики 22 – өктәбир күни уйғур елигә йүрүп кәтти.
Бу зиярәт өмикигә мәдәнийәт мәркизиниң рәиси турғанҗан розахоноф, мәслиһәтчи дилмурат қазийеф қатарлиқлар қатнашти.
Хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулған бу қетимлиқ зиярәтниң мәқсәт муддиалирини билиш үчүн, улар йолға чиқиштин бурун биз вәкилләр өмики башлиқи турғанҗан розахоноф билән сөһбәт өткүздуқ.
Буниң тәпсилатини қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлиғайсиләр
©
2004 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Кабулдики "қәшқәр самсиханиси"
- Қазақистан уйғур тиятириниң 70 йиллиқи өткүзүлди
- Путинниң хитай зиярити мунасивити билән түркийидә пәйда болған инкаслар
- Генирал зунун тейип вапатиниң 20 йиллиқи хатириләнди
- Шәрқий түркистан һәмкарлиқ вә мәдәнийәт җәмийити миннәтдарлиқ билдүрүш паалийити уюштурди
- "Пәләк шаһи" торонтодики хәлқара филим фестивалида