10 - Айниң 20 - күни шиветсийиниң пайтәхти стокһолм шәһиридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән. Шиветсийә уйғур маарип оюшмиси тәрипидин уюштурулған, бу паалийәттә шиветсийиниң стокһолм шәһиридә яшаватқан уйғурлар һәрхил уйғур тамақлирини, татлиқ - түрүмләрни, уйғурларниң мәдәнийитини әкс әттүридиған там рәсимлири , кийим-кечәкләр , уйғурларниң тил йезиқини әкс әттүридиған китаб - журналларни көргәзмә қилған . Уйғур тамақлирини шиветсийә хәлқиниң тетип беқиши учун тарқатқан.
Бу көргәзмә шиветсийиниң әң ават базирида өткүзүлгән болуп , уйғур маарип оюшмиси тармиқидики уйғур мәктипиниң 27 нәпәр оқуғучиси уйғурларниң қисқичә әһвалини, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити аңлитилған варақларни тарқатқан.
Биз бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш учун нәқ мәйданға телефон қилип, шиветсийә уйғур маарип оюшмиси башлиқи абдуллаһ әһәт әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.
Биз йәнә уйғурларниң бу паалийитигә иштирак қиливатқан шивитләрниму зиярәт қилдуқ. Бир шивет уйғур хәлқини бурун аңлап бақмиғанлиқини ейтип мундақ деди: "мән уйғур мусулманлири қиливатқан бу паалийәттин наһайити хурсән болдум. Уйғур тамақлири бәкла ләзиз икән . Мән бурун бундақ бир мусулман милләт барлиқини аңлап бақмиған , бүгүн тунҗи қетим аңлишим."
Бу киши бундақ паалийәтләрни өткүзүшниң наһайити пайдилиқ икәнликини ейтип мундақ деди: " мушундақ паалийәтләрниң болуп туруши наһайити яхши. Бу хил паалийәтләр арқилиқ хилму - хил мәдәнийәтләр билән тонушалаймиз. Буниңдин кейинму бундақ паалийәтләрниң өткүзүлүп турушини үмит қилимән." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур өсмүрлири "дуня балилар өйи мәдәнийәт паалийити" сорунини ләрзигә салди
- "Хотән қәғизи" ниң ахирқи варислирини издәш
- Хотән қәғизи барғанчә етибарға елинмақта
- Абдухалиқ уйғур шеирлири түркчидә нәшир қилинди (2)
- Қазақистандики атақлиқ рәссам һашимҗан қурбанофниң иҗади һаяти тоғрисида
- Түркийидә түрк дуняси жорналистлар муһакимә йиғини өткүзүлди
- Уйғур таамлири ню-йоркта
- Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи
- Түрк җумһурийәтлири күтүпхана башлиқлири йиғини түркийидә өткүзүлди
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Хитайда һазир қандақ мәдәнийәт асасий орунда туриду?
- Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди