Истанбул зәйтинбурнуда 9 - нөвәтлик мәдәнийәт күнлири паалийити өткүзүлди

Истанбулға қарашлиқ зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән 9 йилдин буян йилда бир қетим мәдәнийәт күнлири паалийәтлири уюштурулуватқан болуп, бу йил 9 - нөвәтлик мәдәнийәт күнлири паалийити өткүзүлди.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2012.09.21
turkiye-istanbul-9-nowetlik-mediyet-kuni-305.png Зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин бу йиғилишта сөзлимәктә
RFA/Arslan


9 - Нөвәтлик мәдәнийәт күнлири намидики паалийәт 2012 - йили 9 - айниң 10 - күни зәйтинбурну мәдәнийәт - сәнәт мәркизиниң йиғин залида башланған болуп, бу паалийәт 9 - айниң 28 - күнигичә 18 күн давам қилидикән. Бу паалийәткә оттура асия, кавкасийә вә түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридин көчүп келип зәйтинбурнуда олтурақлишип қалған хәлқләр тәрипидин қурулған 18 аммивий тәшкилат қатнашти вә миллий мәдәнийәтлирини тонуштуруп паалийәт көрсәтти.

Зәйтинбурну мәдәнийәт мәркизиниң алдидики чоң мәйданға 18 аммивий тәшкилат айрим - айрим көргәзмә вә миллий мәдәнийәт, өрп - адәтлирини тонуштуруп һәр хил қиммәтлик миллий боюмлирини көргәзмигә қойған. Бу қатарда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийтиму орун алған болуп, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити көргәзмигә шәрқий түркистан байриқи билән оттура асиядики 7 дөләтниң байриқини есип түрк бирлики символи шәкилләндүргән. Униңдин башқа йәнә, түркистан полуси, манта вә қазақ чейи қатарлиқ миллий таамларни қоюп зиярәтчиләргә тәқдим қилди.

Бу йиғилишқа қатнашқучилардин бир көрүнүш
Бу йиғилишқа қатнашқучилардин бир көрүнүш

Бу паалийәтниң асаси мәқсити, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридин вә түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин зәйтинбурнуға келип олтурақлишип қалған хәлқләрниң, өз - ара бир - бири билән чүшәнчә һасил қилиши, бир - бириниң өрп - адәт вә мәдәнийәтлири билән тонушуп чиқиши арқилиқ бирлик - баравәрлик һасил қилиштин ибарәт икән.

Бу паалийәткә зәйтинбурнуда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити қатарлиқ 18 аммиви тәшкилат иштирак қилған болуп, бу тәшкилатлардин һәр бири һәр күни нөвәт билән өзлириниң мәдәнийәт өрп - адәтлирини, әнәниви сәнәтлирини намаян қилип паалийәт көрсәтти. Шу җүмлидин 9 - айниң 20 - күни зәйтинбурну күлтүр - сәнәт мәркизиниң йиғин залида шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң оюштуруши билән “шәрқий түркистан мәдәнийәт кечиси” нами астида шәрқий түркистан хәлқиниң мәдәнийәт - сәнәтлири тонуштурулди.

Бу паалийәткә зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, түркийә армийиси зәйтинбурну шөбисиниң башлиқи, генерал әли қулиачик, зәйтинбурну сақчи башлиқи мәтин титиз, зәйтинбурну шәһәр башлиқи муавини гөкан қасап, адаләт вә тәрәққият партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи баһаттин үнвәр, милләтчи һәрикәт партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи фәтһи әхмәт алпарслан, истанбулда яшаватқан уйғур пишқәдәмләрдин, профессур султан мәһмут қәшқәрли, исмаил чингиз вә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң мәсуллири болуп көп санда киши қатнашти.

Паалийәт қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланиди, кейин шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийтиниң башлиқи яқупҗан ечилиш нутиқи сөзлиди.

яқупҗан сөзидә бирлик - баравәрлик тоғрисида тохталди вә хитай зулуми аситидики шәрқий түркистанлиқларниң авази болушни давам қилидиғанлиқини ипадилиди. яқупҗан сөзидә йәнә һәмшәһәрләрни бир йәргә җәм қилип бу хил паалийәт қилишқа шәрт - шараит яртип бериватқан зәйтнбурну шәһәр башлиқи мурад айдинға тәшәккүр ейтидиғанлиқини ипадилиди.

яқупҗан сөзидә йәнә мундақ деди: “бир милләт өзиниң мәдәнийәтлиригә игә чиққанда андин мәвҗутлуқини сақлап қалалайду, бу залға топланғанларниң бирлики шәрқий түркистан, истанбул вә зәйтинбурнудики бирлик вә баравәрликниң көрүнүши һесаблиниду. Мәдәнийәт бир милләтниң, бир дөләтниң әң муһим хәзинисидур, бир милләтниң мәвҗутлуқини сақлап қалған униң тарихи вә мәдәнийити. Тарихиға, мәдәнийитигә, миллий ядикарлиқлириға игә чиқмиған һәр қандақ милләт йоқ болуп түгәйду. Мәдәнийәтләр оттурисидики достлуқ, мәдәнийәтләр оттурисидики һәмкарлиқ шу хәлқниң тәрәққий қилишиға түрткә болиду, шуниң үчүн бирлик вә баравәрлик ичидә мәдәнийәтни өзләштүрүш, җанландуруш вә кәлгүси әвладларға өгитиш интайин муһим.

Кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи исмаил чингиз сәһнигә чиқип 1950 - йилларда уйғур дияридин көчүп түркийигә кәлгән уйғур, қазақларниң көчүш җәрянидики бешидин өткән күлпәтләр, қийинчилиқлар шундақлар уларниң қандақ болуп түркийигә келип олтурақлашқанлиқи тоғрисида тохталди вә сөзләш җәрянида у замандики тарихи сүрәтләрни рәсим силайд көрситиш арқилиқ, көчүш җәрянида йолда вә кейин түркийигә келип вапат болуп кәткән яки һазир һаят яшаватқан муһаҗирларниң һаят иш - излирини тонуштуруп өтти.

Паалийәт җәрянида йәнә, қазақистандин алаһидә тәклип қилинған қазақ сәнәтчи арслан әпәнди бир қанчә парчә қазақчә нахша тәқдим қилди. Кейин өсмүр балилар шеир оқуди, миллийчә усул ойнап йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти.

Ахирида, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин әпәнди сөз қилип мундақ деди: зәйтинбурну түркийиниң башқа шәһәрлиригә охшимайдиған алаһидә бир шәһәр, мән буниң шәһәр башлиқи болғанлиқим үчүн өзәмни әң бәхтлик һес қилимән, чүнки бу шәһәр мадди - мәниви һәр җәһәттин мәдәнийәткә толған әң бай шәһәрдур, бу йәрдин нәччә миң километир узақлардики қериндашлиримизниң түркийә билән бағлинишлиқ мунасивәт қурған йери зәйтинбурнудур. Бу наһайити очуқ, шәрқий түркистан вә түрк дунясидин бир қериндишимиз анадулийигә кәлгән болса, униң чоқум зәйтинбурну билән бир бағлинишлиқи бар. Бу мунасивәт беғи болса 1950 - йилларда шәрқий түркистандин кәлгән қериндашлиримиз арқилиқ қурулди. Бу йәргә у замандин башлап бүгүнкигә келиватқан қериндашлиримиз бар. Шәрқий түркистандин бу йәргә кәлгән қериндашлиримиз вә уларниң әвладлири көп санлиқни тәшкил қилиду.

Зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин әпәнди зәйтинбурнуға келип йәрләшкән шәрқий түркистанлиқларға хитап қилип мундақ деди: силәр бу йәргә келип бәк яхши қилипсиләр, зәйтинбурнуни юрт таллап бәк яхши қилипсиләр, силәр кәлгәндин кейин афғанистандин мән силәрниң сайәңләрдә түрк дунясини билдим. У йәрдики қериндашлиримизни тонудум, у йәрдики қиммәтлик мәдәнийәтлиримизни көрүш пурситигә игә болдум. Шуниң үчүн мән өзәмни түркийиниң әң бәхтлик шәһәр башлиқи дәп һес қилимән.

Биз бирликтә яшашниң гүзәлликини һес қилиш мәқстидә бу паалийәтни уюштурдуқ

Мурад айдин сөзидә йәнә, бу паалийәтни оюштуруштики асасий мәқстини ипадиләп мундақ деди: биз бу паалийәтләрни 9 йилдин буян уюштуруп келиватимиз. Буниңдики мәқсәт, зәйтинбурнуниң бу қиммәтлик мәдәнийәтләргә әһмийәт беришни мәқсәт қилимиз. Түркийидики бу гүзәл көрүнүшкә техиму көп әһмийәт берилишини арзу қилимән, шәрқ, ғәрб, җәнуб шимал төт тәрәп билән түрк дуняси билән, румәли билән, шәрқий түркистан билән пүткүл түрк дуняси қучақлашқан йәр зәйтинбурну вә түрк дуняси җуғрапийисиниң гүзәлликини намайән қилған йәр зәйтинбурнудур. Бу гүзәл мәнзирини түркийигә көрситимиз. Биз бирликтә яшашниң гүзәлликини һес қилиш мәқстидә бу паалийәтни уюштурдуқ.

Мурад айдин сөзидә йәнә, дуняниң бирлик - баравәрлик вә достлуқ ичидә яшаш билән қиммити болидиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: зәйтинбурну пәқәт бирла кишиниң болса, истанбул пәқәт бирла кишиниң болса вә у шәһәрдә пәқәт шу кишидин башқа һечким болмиса, түркийә пәқәт бирла кишиниң болса вә түркийидә у кишидин башқа һечким болмиса, дуняда пәқәт бирла киши болса вә у кишидин башқа һечким болмиса, у кишниң һаятиниң бир мәниси вә ләззити боламду? әлвәттә болмайду. Зәйтинбурну, бу йәрдә яшаватқан пүтүн инсанлар билән гүзәлдур, түркийә 75 милйон хәлқи билән, дуня 6 милярд инсан билән гүзәлдур. Биз бирликтә яшашниң гүзәлликини һес қилиш мәқстидә бу паалийәтни уюштурдуқ. Биз түркийиниң 81 вилайәт вә румәли вә шәрқий түркистандин кәлдуқ, дәсләптә қошна болуп яшидуқ, кейин қиз берип - қиз елип уруқ - тоғқан болдуқ вә ахирида 75 милйон хәлқниң бөлүнмәйдиған пүтүнлүкигә зәйтинбурнудин һәссә қоштуқ. Бу йәрдә көк байрақ билән албайрақ биргә ләпилдәватиду, қиямәткичә бу байрақлар бирликтә ләпилдигәй. Аллаһ бирликимизни күчәйткәй.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.