Истанбулда мәһмут қәшқири вә шәрқий түркистан намлиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди
2006.12.18

12 - Айниң 16 - күнидин 17 - күнигичә түркийиниң истанбул шәһридә мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән "мәһмут қәшқири вә шәрқи түркистан" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинға түркийидә мәһмут қәшқири вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан 20 илим адими қатнашти вә сөз қилди.
Йиғинниң ечилиш мурасими 12 - айниң 16 - күни өткүзүлди. Ечилиш мурасими шеһитләрниң роһиға бир минутлуқ сүкүттә туруш вә истиқлал маршиниң оқулиши билән башланди. Ечилиш мурасимиға илим адәмлири, истанбул вә қәйсиридин кәлгән уйғурлардин башқа йәнә сабиқ дөләт министири профессор, доктор әһәт әндиҗан, истанбулниң муавин валиси мурат қоҗабаш, бүйүк бирлик партийиси муавин башлиқи әртуғрул моганбай, түрк дуняси тәтқиқат мәркизи мудири профессор, доктор туран язған, дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк, муавин башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди.
Йиғинниң ечилиш нутқини оюштурғучи орун болған шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи, дуня уйғур қурултийиниң пәхри рәиси, пенсийигә чиққан генерал мәһмәт риза бекин қилди. У мундақ деди:
"Һөрмәтлик министир, қиммәтлик илим адәмлири, меһманлар вә юртдашлирим, бүгүн әбәдий әсәр, пүтмәс түгимәс бир байлиқ сүпитидә бизгә йезип қалдурулған түркий тиллар диваниниң язғучиси, бүйүк алим, әскәр, қомандан, дөләт әрбаби, мәһмут қәшқирини әсләш вә у туғулуп чоң болған шәрқий түркистанниң мәсилилирини муназирә қилиш үчүн мәһмут қәшқири вә шәрқий түркистан темилиқ йиғинни чақирдуқ. Инсан һәқлири вә демократийә дуняға һаким боливатқан күнимиздә шәрқий түркистан хәлқи әң әқәлли инсан һәқ һоқуқидин мәһрум һалда яшашқа мәҗбур болмақта. Шуңа шәрқий түркистан мәсилилиригә көңүл бөлүш бир инсанлиқ вәзиписидур. Йиғинимизға түркийиниң һәрқайси җайлиридин келип қатнишиватқан қиммәтлик илим адәмлиригә чин көңлүмдин рәхмәт ейтимән".
Кейин сабиқ дөләт министири профессор, доктор әхәт әндиҗан сөз қилди. У сөзидә мәһмут қәшқири вә униң әсири түркий тиллар диваниниң орни һәққидә тохтилип мундақ деди:
"Һәр милләтниң тарихида у милләтниң тилиға, тарихиға, фолклориға исмини яздурған, у милләтниң тарихиға һул салған кишиләр болиду. Мәһмут қәшқири түркий милләтләр үчүн елип ейтқанда мушундақ муһим бир шәхис. Мәһмут қәшқириниң қараханийлар дөлити мәзгилидә язған түркий тиллар дивани намлиқ әсири түркий милләтләрниң тили, әдәбияти, тарихи вә өрп адәтлирини тәтқиқ қилиш үчүн интайин муһим. Бу әсәрдә 7500 әтрапида сөз наһайити әтраплиқ һалда изаһланған болуп, бу аддий бир луғәт әмәс, бир енсиклопедийилик луғәттур. 20 Әсирниң башлиридин тартип бу әсәр ғәрб түркологлириниң түркологийә тәтқиқатидики муһим пайдилиниш материяли болуп қалған. Бу әсәрниң қизиқарлиқ бир һекайиси бар, мәһмут қәшқири әсәрни йезип, аббасилар падишаһийиға сунғандин кейин бу китап йоқулуп кәткән болуп, 1900 - йиллирида китабпуруш али әмири әпәнди тәрипидин тепивелинған, кейин уни килисли рифат әпәнди тәрҗимә қилған, кейинки йилларда арқа арқидин дунядики башқа тилларға тәрҗимә қилинған".
Сабиқ дөләт министири профессор, доктор әхәт әндиҗан әпәнди улуғ алим мәһмут қәшқирини йетиштүргән уйғур миллитиниң бүгүн болса ечинишлиқ вәзийәттә яшаватқанлиқини ейтип мундақ деди:
"Бүгүн мәһмут қәшқири қәшқәргә 30 километир узақлиқтики йәрдә ятмақта. Әпсуски мәһмут қәшқириниң миллити дунядики түркий милләтләр ичидә әң ечинишлиқ қейин бир вәзийәттә. Шүбһисизки бу әһвал давам қиливәрмәйду. Йәни шәрқий түркистанму башқа түркий җумһурийәтләргә охшашла йеқин кәлгүсидә мустәқиллиққә еришиду. Буниң үчүн дунядики пүтүн түркләрниң шәрқий түркистанлиқлар үчүн қолидин кәлгән ярдәмни қилиши керәк. Есимдә қелишичә бундин 10 йил бурун шәрқий түркистан вәхпи мәһмут қәшқири һәққидики биринҗи йиғинини чақирған иди, бу иккинчи қетимлиқи һесаблиниду. Мән бу йиғинниң мувапиқйәтлик өтүшини тиләймән.
Ечилиш мурасимида истанбул шәһриниң муавин валиси мурат коҗабаш әпәнди, түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң башлиқи профессор, доктор туран язған әпәндиму сөз қилди. Улар сөзидә мәһмут қәшқирини йетиштүргән уйғур миллитиниңму башқа түркий хәлқләргә охшаш балдуррақ мустәқиллиққә еришишини тилиди.
Йиғинда 20 парчиға йеқин илмий мақалә оқуп өтүлди. Мимарсинан университети оқутқучиси профессор, доктор гүлчин чандарлиоғли "мәһмут қәшқириниң қәбриси вә бүгүнки қәшқәр", сәлчуқ университети оқутқучиси профессор, доктор зекерия китабчи "мәһмут қәшқири вә уни йетиштүргән уйғурлар", йедитәпә университети оқутқучиси профессор надир дәвләт "дунявилишиватқан күнимиздә азсанлиқ милләт болуп яшаватқан түркий милләтләр", аднан мәндәрәс университети оқутқучиси доктор сәлчуқ чолақ оғли болса "түркийә хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси", тәтқиқатчи язғучи абдуллаһ бақир әпәнди болса "шәрқий түркистанниң түрк мәдәнийәт тарихидики орни", мимарсинан университи оқутқучиси дотсент доктор абдулваһап қара болса "түркий тиллар дивани намлиқ әсәрни тапқан әли әмир әпәндиниң һаят һекайиси вә шәхсийити", профессор, доктор султан мәһмут қәшқири әпәнди болса "түркий тиллар дивани вә һазирқи заман уйғур тили" темисидики мақалисини оқуп өтти.
Икки күн давам қилған бу йиғинда улуғ алим мәһмут қәшқири вә униң өлмәс әсири түркий тиллар дивани әтраплиқ бир шәкилдә аңлитилғандин башқа уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә келәчики һәққидә әтраплиқ мулаһизиләр елип берилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(2)
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(1)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(2)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(1)
- Түркийидә "түркий тиллар дивани" йеңидин нәшр қилинди
- Түркийидә "мәһмуд қәшқәри вә түрк тили" намлиқ һөҗҗәтлик филим ишләнди
- "Түрки тилла дивани" ниң әсли нусхиси компютерға киргүзүлди