Әзәрбәйҗан тилшунаслири:' мәһмут қәшқири биз билән биллә яшимақта'

Әзәрбәйҗан мустәқил болғандин кейин һәр саһәдә ишлитиливатқан русчә аталғуларни түркчиләштүрүш хизмәтлирини елип барған болуп, қәдимий түркчидә ишлитилгән нурғун аталғулар һазирқи әзәричигә қобул қилинған. Җүмлидин мәһмут қәшқириниң улуғ әсири түркий тиллар диванида ишлитилгән аталғулар көпләп һазирқи әзәрчигә қобул қилинған.
Мухбиримиз ирадә
2009.10.12
Mexmut-qeshqiri-DLughet-305 Туркийидә сақлиниватқан " диван луғәт турки " ниң әң кона нусхиси.
RFA Photo / Erkin Tarim

Йеқинда әзәрбәйҗан тиллар университетда түркий тиллар дивани вә униң әзәрбәйҗанчидики әһмийити һәққидә илмий муһакимә йиғини чақирилған болуп, буниңда ноқтилиқ һалда түркий тиллар диванидики аталғулар вә униң һазирқи әзәричигә қобул қилиниши үстидә доклат сунулған.

Сабиқ совет иттипақиниң парчилиниши билән 1991 - йили мустәқилликигә еришкән әзәрбәйҗан һәр қайси саһәләрдә болғинидәк тил җәһәттиму әзәри тилини такаммулаштуруш вә совет мәзгилидин бери қоллинип келиватқан русчә аталғуларни түркчиләштүрүш хизмитини җиддий елип бармақта.

Бу хизмәткә әзәрбәйҗан даирилири интайин әһмийәт бериватқан болуп, тилшунаслар вә кәсп әһлилири һәр қайси саһәләрдә қоллиниливатқан русчә аталғуларни йоқитип униң орниға сап түркчә аталғуларни ишлитиш үчүн орхун йезиқлири вә түркий тиллар дивани қатарлиқ қәдимий түркчә әсәрләрдин вә йәрлик диаликтикиләрдин үнүмлүк пайдилиниватқан болуп, түркий тиллар диванида ишлитилгән нурғун аталғулар һазирқи әзәричидә ишлитиливатқан икән.

Йеқинда бу һәқтә әзәрбәйҗанда бир илмий муһакимә йиғиниму өткүзүлгән болуп, муһакимә йиғинға әзәрбәйҗандики даңлиқ тилшунаслар, кәсип әһлилири вә парламент әзалириму қатнашқан. Муһакимә йиғинида түркий тиллар диваниниң әзәри тилидики әһмийити вә түркий тиллар диванидики аталғулар мәсилиси һәққидә муһим доклатлар оқуп өтүлгән.

Биз бу йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн алди билән, бу йиғинға қатнашқан баку дөләт университети түркологийә пәнлири бөлүми оқутқучиси рамиз әскәр әпәндини зиярәт қилдуқ. У бу йиғин һәққидә қисқичә мәлумат берип мундақ деди: "бүгүн бакудики әзәрбәйҗан тиллар университетиниң башчилиқида бир илмий муһакимә йиғини чақирилди. Буниңға университет башлиқлири вә яврупа парламентлар мәҗлиси муавин башлиқи вә әзәрбәйҗан парламент әзаси сәмәд сейидоф әпәнди қәдәм тәшрип қилди. У йиғинниң ечилиш нутқини қилип, түркий тиллар диваниниң қачан оттуриға чиққанлиқи, униң немә үчүн әзәрбәйҗанға кәч йетип кәлгәнлики һәққидә қисқичә сөзләп өткәндин кейин, һазир түркий тиллар диваниниң тәтқиқати һәққидә әзәрбәйҗанда елип бериливатқан хизмәтләр үстидә доклат бәрди."

Ундин кейин әзәрбәйҗан тил - тәтқиқат мәркизиниң рәиси, профессор доктор адил бабайеф әпәндиму әзәричидики аталғулар вә түркий тиллар дивани һәққидә муһим мәлуматларни бәрди. Кейин доктор икрам қасимоф әпәнди түркий тиллар диванида ишлитилгән һәрбий аталғулар темисида доклат бәрди. Илмий муһакимә йиғиниға 150 - 200 әтрапида киши қатнашти. Йиғин интайин қизғин кәйпият ичидә өтти.

Биз бу муһакимә йиғинида "түркий тиллар диванидики һәрбий аталғулар" темисида доклат бәргән профессор доктор икрам қасимоф әпәнди билән телифон зиярити елип бардуқ.

Профессор доктор икрам қасимоф әпәнди бизгә бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: "мәһмут қәшиқириниң әсиридә қоллинилған һәрбий аталғуларниң көп қисми һазирму ишлитилмәктә. Бу аталғуларниң бәзилири фонетикилиқ өзгириш ясап охшимайдиған шәкилләрдә һәр қайси түркий тилларда мәвҗут болуп турмақта. Әзәри түркчисидә вә башқа түркий тилларниң һәммисидә бу хил аталғуларни учритиш мумкин. Әмма түркий тиллар диванида ишлитилгән башқа йәнә нурғун һәрбий аталғулар болса унтулуп ишлитиштин қәп қалди. Мәсилән, әскәр мәнисигә келидиған "чери" дегән сөзни биз һазир ишләтмәймиз. Әмма әйни дәврдә "әскәр"ниң орниға бу сөз ишлитилгән иди."

"Мән доклатимда һәрбий аталғуларни һәрбий унван намлири, қорал - ярақ намлири вә һәрбий қошунларниң намлири қатарлиқ бир қанчә гуруппиларға айридим. Түркий тиллар диванида бу гуруппилардики барлиқ сөзләрни ипадә қилидиған аталғулар бар. Уларниң бәзилири бир сөздин тәркиб тапқан. Йәнә бәзилири болса бир қанчә сөзниң бир йәргә келиши билән түрлинип чиққан. Мән мана бу аталғуларни һазирқи әзәрбәйҗан түркчисигә қобул қилиш тоғрисида муһим мәлуматларни бәрдим."

Профессор доктор икрам қасимоф әпәнди мәһмут қәшқири язған түркий тиллар диваниниң әзәрбәйҗан түркчисидә муһим әһмийәткә игә икәнликини ейетип мундақ деди: "һазир биз қәдимдә ишлитилгән сөзләрни қайтидин қоллинишқа башлидуқ. Қәдимий түркчидә ишлитилгән наһайити гүзәл аталғулар бар. Нурғун аталғуларни биз қәдимий түркчидин еливатимиз. Җүмлидин түркий тиллар диванидин елип ишлитиватимиз. Бу аталғулар орхун абидилиридиму, түркий тиллар диванидиму тепилиду. Һазирқи әзәрбәйҗан тилидики аталғуларни түркчиләштүрүштә түркий тиллар дивани зор әһмийәткә игә."

Профессор доктор икрам қасимоф әпәнди зияритимизниң ахирида түркий тиллар диванини язған мәһмут қәшқириниң нәврилири болған уйғурларниң һазир ерқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини вә чоқум бир күн уйғурларниңму өз һәқлиригә еришидиғанлиқини ипадә қилди вә радиомиз арқилиқ уйғур қериндашлириға салам йоллайдиғанлиқини билдүрди.

Биз йәнә бу йиғинға саһипханлиқ қилған әзәрбәйҗан тиллар университети әзәри тили бөлүми башлиқи вә әзәрбәйҗан тил - тәтқиқат мәркизиниң рәиси адил бабайеф әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ. У бу илмий муһакимә йиғининиң интайин әһмийәтлик болғанлиқини, йиғинда һәр қайси билим әһлилириниң наһайити муһим доклатларни сунғанлиқини оттуриға қойди вә у йәнә йиғинда әзәрбәйҗанчидики аталғуларни түркчиләштүрүш қәдимини тезлитиш қарари елинғанлиқини ейитп мундақ деди: "биз йиғинда бу хизмәтни техиму тез вә үнүмлүк елип бериш қарари чиқардуқ. Һазир әзәрбәйҗан түркчисдә қәдимий түркчидә ишлитилгән нурғун аталғуларни биз түркий тиллар диванидин қобул қилип ишлитиватимиз. Һәтта бәзи йәрлик дияликтикиларда ишлитиватқан сөзләрниму қобул қилдуқ. Буниңдин кейин мушундақ аталғуларни қелиплаштуруш хизмитини техиму чиң тутуп елип бармақчимиз. Мәһмут қәшқириниң түркий тиллар диванидики аталғулар, мақал - тәмсилләр, фонетикилиқ бирләшмиләр һәммиси бизгичә йетип кәлди. Йәни аридин миң йил өткән болсиму, мәһмут қәшқири биз билән биллә яшмақта."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.