Үрүмчидә 10 нәпәр оқуғучи җигәр яллуғи кесили түпәйлидин мәктәптин қоғливитилди


2006.10.10

Бейҗиң әй җишин тәтқиқат оргини тәрипидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил 9 ‏- айниң беши, йеңи мәвсум башлиниши билән,үрүмчи шәһәрлик 15 ‏- оттура мәктәп қатарлиқ 3 чоң оттура мәктәптә, саламәтлик тәкшүрүшкә қатнашқан йеңи оқуғучилар арисида, қәшқәр қатарлиқ җайлардин кәлгән 10 нәпәр оқуғучи б типлиқ җигәр кесили яллуғиға гириптар болған дегән баһанә билән, мәктәп тәрипидин оқуштин чекиниш уқтурушини тапшуруп алған. Қолиға оқуштин чекиниш уқтурушини тапшуруп алған бу оқуғучилар гәрчә б типлиқ җигәр кесили яллуғи билән юқумланғучилар болған болсиму, улар мәктәпкә кириштин бурун, аптоном районлуқ оқуғучи қобул қилиш оргининиң медитсина мутәхәссисләр гурупписиниң тәкшүрүшидин өтүп,лаяқәтликләр қатарида мәктәптә оқушқа рухсәт қилинған. Лекин 15 ‏- оттура қатарлиқ бу 3мәктәп мутәхәссисләрниң тәкшүрүш нәтиҗисини бир чәткә қайрип қоюп, ата ‏-аниларға мәслиһәт қилмастинла, оқуғучи әвәткән җайлардики маарип идарилири билән алақилишип,оқуғучиларни оқуштин чекиндүрүш рәсмийитини өтәшкә мәҗбурлиған.

Оқуғучилар өйигә қайтурулған

Мунасивәтлик мәлуматларда қариғанда, б типлиқ җигәр кесили яллуғи билән юқумланған дәп мәктәптин чекинишкә мәҗбур болған бу 10 оқуғучиниң һәммиси уйғур елиниң җәнубий районидин үрүмчигә әвәтилгән әла оқуғучилар болуп, уларниң арисидики 8 нәпәр оқуғучиниң ата ‏- аниси амалниң йоқлуқидин балилирини өз юртиға елип кәткән. Қулға икки нәпәр 15 ‏- орта мәктәпкә бөлүнгән оқуғучиму мәзкур мәктәп рәһбәрлириниң қаттиқ бесими астида қалған болуп, улар пәқәт ата -аниси техи кәлмигән болғачқила, мәктәптин пүтүнләй айрилмиған.

Радиомизниң зияритини қобул қилған үрүмчи шәһиридики исмини мәлум қилишни халимиған бир мәктәп хадиминиң билдүришичә, йеқинқи бир нәччә йилдин буян, үрүмчи шәһири 15 ‏- оттура мәктипи қатарлиқ бир қанчә мәктәпләргә, уйғур елиниң җәнубий районидин әң әла оқуған уйғур оқуғучилири әвәтилгән болуп, улар мәзкур мәктәпләрдики қош тиллиқ синиплирида мәхсус тәрбийилинип, толуқ оттурини пүттүргәндин кейин ичкири өлкиләрдики мәктәпләргә бивастә әвәтилидикән.

Өйигә қайтурулған оқуғучилар кәмситилишкә учриған

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, үрүмчи шәһәрлик маарип идариси билән мәктәп орунлири бирлишип оқуғучи әвәткән йәрлик маарип идарилириға қаритип язған уқтуруш хетидә, бу 10 нәпәр оқуғучини" юқумлуқ кесәлгә гириптар болған" дәп көрсәткәнликтин, өқуғучилар өз йеригә қайтип барғандин кейинму, кәмситишләргә учрап, һечқандақ мәктәп уларни қобул қилишқа унимиған. Зор роһий азабта қалған бу оқуғучилар башқиларниң кәмситишидин сақлиниш үчүн, өйдин сиртқа чиқалмас һаләттә қалған. Оқушсиз қалған бу оқуғучиларниң ата ‏- анилири "бу хил ақивәтниң келип чиқишиға үрүмчи шәһәрлик маарип идариси өзи мәсул болуш керәк" дәп қаттиқ нарази болмақта.

Бир мутәхәссис: диагноз техи ениқ әмәс

Радиомизниң зияритини қобул қилған аптоном районлуқ йүрәк вә җигәр тәкшүрүш гурупписиниң мәсули чаң күн әпәнди оқуғучиларға қоюлған диагнозниңки ениқ әмәс икәнлигини тәкитләп, "диагнозда пәқәт юқумлуқ кесәл дәпла йезилған. Әгәр җигәр кесили дәп ениқ дейилгән болса,униң йоли башқа иди. юқумлуқ кесәлликләр өпкә кесәл, сарс, үчәй яллуғи вә зукам қатарлиқларниң һәммисини өз ичигә алиду. Шуңа юқумлуқ кесәл дәпла диагноз қоюшниң өзи хана бир иш" дәп билдүрди.

У сөзидә йәнә "үрүмчи шәһириниң өзидики йәрлик оқуғучилар арисидиму җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучилар бар, немә үчүн мәктәпләр бу оқуғучиларни мәктәптин чекиндүрмәй, чәт районлардин әвәтилгән мунәввәр оқуғучиларни өз йеригә қайтуриветишкә мәҗбурлайду, немә үчүн уларға бир яқтин оқуп, бир яқтин давалиниш пурсити бәрмәйду ' дәп наразилиқ билдүрди.

Сотқа әрз сунулған, бирақ...

Медитсина мутәхәссислириниң билдүришичә, б типлиқ җигәр яллуғи юқумлуқ болғини билән, у пәқәт қан, ана сүти яки җинсий мунасивәт йоллири арқилиқла юқидиған алаһидиликкә игә икән. Җигәр кесили яллуғиға гириптар болғучилар әтирапидики кишиләргә һечқандақ тәһдит елип кәлмәйдикән. Улар башқиларға охшаш нормал оқуш, хизмәт вә турмуш кәчүрәләйдикән. Шу тапта, баллилири оқушсиз қалған бир қисим ата ‏- анилар үрүмчи шәһәрлик маарип идариси үстидин йәрлик сот мәһкимисигә әрзи қилған. Лекин сот мәһкимиси бу һәқтә техи дело турғузмиған һәмдә мәсилини һәл қилиш ойида болмиған.

Биз мәзкур мәсилә һәққидә үрүмчи шәһәрлик маарип министириға телефон қилип, әһвал сүрүштүрмәкчи болдуқ. Зияритимизни қобул қилған мәзкур идарә хадими наһайити қопал һалда " ата- аниларниң бу иштин нарази болишини тоғра чүшәнгили болиду, лекин кесәлни давалатмай қандақ оқуғили болиду. Бу оқуғучилар кесилини давалитип сақайғандин кейин йәнә келип оқуса болидиғу" дәп мухбиримизниң суалидин өзини қачурушқа урунди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.