Җигәр яллуғи кесәлликигә гирипдар болғучи дәвагәр оқуғучилар аилә тавабиати һөкүмәтниң бесимиға учриди


2006.11.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Җигәр яллуғи түпәйли аилисигә қайтурулған 19 нәпәр оқуғучиниң көп қисими уйғур аптоном райониниң қәшқәр, турпан қатарлиқ вилайәтләрдин үрүмчигә келип оқумақчи болған уйғур балилар иди. Ата - анилар мәктәп даирилириниң пәрзәнтлирини аилисигә қайтурғанлиқидин нарази болуп, сот мәһкимисигә әрз сунған. Лекин сот мәһкимиси сот күнигә аз қалғанда туюқсиз сотни кечиктүрди.

Ата - аниларға бесим ишлитилгән болуши мумкин

Бәзи көзәткүчиләр, һөкүмәтниң ата - аниларға әрзни қайтурувелиш тоғрисида бесим ишлитиватқанлиқини, бәзи ата - аниларниң назарәт астиға елинғанлиқини билдүрмәктә. юқириқи 19 нәпәр оқуғучиниң ичидә 7 оқуғучиниң ата - аниси шәһәрлик маарип идарисини оқуғучиларниң тәлим - тәрбийә елиш һоқуқиға дәхли тәруз йәткүзди, дәп әйибләп, тәңритағ сот мәһкимисигә әрз бәргән. Әсли тәңритағ сот мәһкимиси пәйшәнбә күни сот ечип, дәвагәрләрниң әрзини көрүп чиқмақчи иди. Лекин сот мәһкимиси сот күнигә аз қалғанда дәвагәрләрниң адвокатиға сотниң бикар қилинғанлиқини уқтурған.

Давагәр ата - аниларниң адвокати җаң йүәнчинниң радиомизға әскәртишичә, сот мәһкимиси муһим бир гуваһчиниң шу күни сот мәйданида һазир болалмайдиғанлиқини баһанә қилип, пәйшәнбә күнки сотни бикар қилған, лекин сотниң қачанға кечиктүрүлгәнликини әскәртмигән. Җаң йүәнчин, сот мәһкимиси "бизниң муһим бир гуваһчимиз камандиропкиға кәтти, һазирчә қайтип кәлмәслики мумкин. Гуваһчи қайтип кәлгәндин кейин айрим ухтуруш қилимиз," дигәнликини билдүрди.

Адвокатниң әскәртишичә, ата - анилар һөкүмәт даирилириниң әрзинамини қайтурувелиш тоғрисидики бесимиға учримақта. У, һазирға қәдәр ата - анилардин әрзни қайтурувелиш тоғрисида уқтуруш тапшурувалмиған болсиму, лекин бу иһтималлиқниң мәвҗут икәнликини чәткә қақмиди. Униң әскәртишичә, ата - анилар пәрзәнтлириниң тезрәк мәктипигә қайтип келишини үмид қилмақта. Әгәр маарип идариси сәмими болса, мәсилигә актип позитсийә тутқан болатти.

Маарип даирилири өзлирини ақлимақта

Җаң йүәнчин, "ата - аниларниң әрзи қануни җәһәттә пут тирәп туралайду. Болмиса һөкүмәт улардин әрзини қайтурувелишни тәләп қилмайтти. Әң яхшиси балиларни әслидики мәктәпкә қайтуруп келиш. Һазирчә әрзнамини қайтурувалиду, дийишкә балдур. Чүнки бу вәқәгә җәмийәтниң һәр қайси қатлами диққәт қилмақта. Лекин маарип даирилири хаталиқини етирап қилмаслиқи мумкин. Мәсилиниң йәң ичидә бир тәрәп қилинишини үмид қилимиз," дәйду. Лекин уйғур аптоном райони маарип назарити бу вәқә тоғрисида сөһбәт елан қилип, үрүмчи шәһәрлик маарип идариси билән 15 - оттура мәктәпниң қарарини ақлиди.

Маарип назарити, бу вәқәни бәзи мәтбуатлар улғайтивәтти, дәп әйиплимәктә. Маарип назаритиниң әскәртишичә, "башқа оқуғучиларниң саламәтлики, бимар оқуғучилар аилисиниң ғәмхорлиқи вә давалинишқа еһтияҗ болғанлиқи үчүн аилисигә қайтурулған." Лекин бу вәқәдә үрүмчидики али мәктәп оқуғучилириниң инсанпәрвәрлик тәшкилати қар ләйлиси әйдиз ярдәм җәмийити бимар оқуғучиларни қоллиғанлиқи үчүн тақиветилгән.

Қай ләйлиси җәмийити шу сәвәблик печәтләнгән

Хитайниң әйдиз кесили аммиви тәлим - тәрбийә мутәхәссиси вән йәнхәй, бу тәшкилатниң пичәтлинишигә уйғур аптоном райони даирилириниң сияси мутәәссиплики сәвәбчи болғанлиқини билдүрди. Вән йәнхәй, "уларниң оқуғучиларға ярдәм қилиш усули даириләрни биарам қилған, болупму уларниң тәшвиқат вәрәқиси тарқитиш һәрикити қатарлиқлар. Җәмийәткә тәшвиқат елип бериш муһим. Лекин шинҗаң сияси җәһәттә наһайити мутәәссип алаһидә чегра район. Шуңа йәрлик даириләрниң уларни күзүтидиғанлиқи тәбий," дәйду. Қар ләйлиси әйдиз ярдәм җәмийитниң рәһбири чаң күн, 2 - өктәбирдә маарип даирилирини 19 нәпәр оқуғучиниң тәлим тәрбийә елиш һоқуқини тартивалди, дәп әйибләп, җәмийәтни бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақирғандин кейин, сақчилар 18 - өктәбирдә қар ләйлиси җәмийитини пичәт лигән.

19 Нәпәр оқуғучиниң аилисигә қайтурулуш вәқәси уйғур аптоном райониниң ичи вә сиртидики аммиви тәшкилатларниң диққитини қозғимақта. Бейҗиңдики әйҗишиң әйдиз тәтқиқат орни уйғур аптоном райони даирилирини нәпәр оқуғучиларниң ата - анилириға бесим ишлитип, уларниң мәтбуат билән учрушушини чәклигән, дәп әйиблиди.

Мәзкур җәмийәтниң пидаи хадими лу җүн, "ата - анилар йәрлик һөкүмәтниң әрзини қайтурувелиш һәққидики бесимиға учримақта. Бәзи ата - анилар җамаәт хәвпсизлик идарисиға елип берилип, әрзини қайтурувелиш илтимасиға қол қоюшни тәләп қилған. Бәзиләр кечә - күндүз назарәт қилинмақта. Ата - анилар мәтбуат саһәси билән алақә қилиштин қорқидиған болуп қалди," дәйду. Лу җүнниң әскәртишичә, оқуғучилар мәктәптин мәҗбури чекиндүрүлгәндин кейин роһи җәһәттә еғир зәрбигә учриған. У, мәктәп даирилириниң оқуғучиларни бәдән тәкшүрүшкә зорлап, уларниң шәхси мәхпийәтликигә дәхли - тәруз қилғанлиқини илгири сүрди. У, " һөкүмәт қанун чиқирип, б типлиқ җигәр яллуғиға грпдар болғучиларниң һоқуқини қоғдиши керәк," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.