Сахавәтлик яшларниң ярдимидә алма-ата шәһиридики султан қорған районида йеңи бир мәсчит қәд көтүрди


2006.12.25

Қазақистанниң алма-ата шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан султан қорған мәһәллисидә йеңи бир мәсчит селинди. Тәләт вә сәйдулла исимлик икки нәпәр уйғур тиҗарәтчи яшниң сахавәтлик ярдими билән селинған бу мәсчиткә "иттипақ мәсчити" дәп нам берилди.

Мәсчитниң ечилиш мурасимиға қазақистан мусулманлири диний башқармисиниң рәиси, баш муфти абдусаттар һаҗи, алма-ата шәһири вә шәһәр әтрапидики мәсчитләрниң имамлири, мөтивәрлири вә һәр милләтниң мусулман вәкиллири вә мәһәллә җамаити қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.