Бимарлар тәркибидә қан болған дориларни ишлитип әйдиз вирусини юқтурувалди
2005.09.16
9 - Айниң оттурилири, хитайда қанғақ кесилигә гириптар болған 20 нәччә нәпәр бимар шаңхәйдики биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргининиң дәрвазиси алдиға йиғилип, мәзкур органға қаттиқ наразилиқ билдүргән. Улар йәнә мәзкур тәтқиқат оргинидин бимарларға төләм төләшни һәмдә бимарлардин кәчүрүм сорашни тәләп қилған.
Қанғақ кесили, бир хил ирсийәт кесили болуп, бимарниң қенида қанни уюлдуруш маддиси кәм болғанлиқтин, яра еғизидики қанниң уюп тохтиши адәттики кишиләрниңкигә қариғанда аста болидикән. Шуңа бимар яриланғанда асан қан ақидиған вә қан көп ақидиған әһвал көрүлидикән.
Көтирәлмисәң саңгилтивал
Бундин 10 нәччә йил илгири, шаңхәйдики биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини мәхсус бир хил қан тохтитиш вә қанниң уюп қелишини тезлитиш характеридики дорини ишләп чиққан. Лекин мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, мәзкур тәтқиқат оргини бу хил дорини ишләпчиқиришта вирус йоқитиш чарисини қолланмиғанлиқтин, көплигән қанғақ кесили бар бимарлар бу хил дорини бир мәзгил ишләткәндин кейин, бара - бара әйдиз вирусини өзигә юқтурувалған.
Шаңхәйдики биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини алдида наразилиқ билдүрүватқан қанғақ кесили бимарлириму дәл мушу тәтқиқат оргини ишләпчиққан қан мәһсулатини давамлиқ ишләткәндин кейин, әйдиз вируси билән юқумланған икән.
Чекидин ашқан мәсулийәтсизлик
Радиомизниң зияритини қобул қилған шаңхәйгә берип мәзкур наразилиқ билдүрүш һәрикитигә қатнашқан хунәнлик бир бимар мундақ деди:
"Мән шаңхәйдики бу биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини алдиға кәлгинимдә саәт 12 йерим әтрапида болуп, 9 өлкә вә шәһәрләрдин кәлгән 23 нәпәр бимар вә уларниң аилисидикилири мәзкур идариниң йиғин залида наразилиқ билдүрүп, қутқузуш пули тәләп қиливатқан иди. Чүнки биздәк қанғақ кесилигә гириптар болған бимарлар дохтурға көрүнүштә, мәйли тәкшүрүш җәһәттә болсун яки давалаш җәһәттә болсун, һәр заман өз йенимиздин һәқ төләп давалинимиз. Давамлиқ пүтүн чиқимни өзимиз чиқиримиз. Буни аз дәп биз нурғун пул хәҗләп сетивалған мәзкур тәтқиқат оргини ишләпчиқарған дорини ишләткәндин кейин, қан тохташ бир яқта турсун, әксичә техиму асан қан чиқидиған болуп қалди. Шаңхәй биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини бу ишниң аддий бир иш әмәсликини обдан билиду. Улар йүз бәргән вәқәләрни үн - тинсиз етирап қилғини билән, мәсулийәтни өз үстигә елишни халимайватиду. Улар һазир "бундақ болуши дөләт билән мунасивәтлик, биз у дориларни қануний рәсмийәтләр бойичә ишләпчиқарған. Шуңа қутқузуш вә төләм пули тәләп қилмақчи болсаңлар, юқириға бериңлар яки болмиса йәрлик һөкүмәт орунлиридин тәләп қилиңлар дәп мәсулийәтни өз үстигә алғили унимайватиду "
Радиомизниң зияритини қобул қилған кән фамилилик бу бимар наразилиқ билдүргүчиләрниң, шаңхәй биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини тәрипидин берилгән бу җавабни аңлиғандин кейин, ғәзәпкә чидимай техиму кәскин вә шиддәтлик һәрикәтләрни қолланғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
" Шуниң билән биз, биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргининиң дәрвазиси алдида 'һаятимни қайтуруп бәр! йолсизлиқ қилма! ' дегәндәк мәзмундики лозункиларни көтирип, үнимизниң баричә шуар товлап, намайиш қилдуқ. Бирдәмдила сақчилар пәйда болди. Улар амалиниң беричә, бизниң дәрваза әтрапидин йирақлишишимизни тосиди ".
Биз бу һәқтики әһвални техиму ениқ игиләш үчүн, шаңхәй биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргиниға телефон қилдуқ. Лекин телефонни алған тәтқиқат оргини башлиқ ишханисидикиләр өзлириниң бу һәқтә биргә һечқандақ мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур наразилиқ билдүрүш намайишидин бурун, һәр қайси өлкидин кәлгән бимарлар шаңхәй биологийилик мәһсулат тәтқиқат оргини үстидин шаңхәй шәһәрлик сот мәһкимисигә әрз сунған. Лекин йеңилгән. Шуниң билән шаңхәйдики һәр қайси сот мәһкимилири бу дилони қобул қилишни рәт қилған.
Һөкүмәт мәсулийәттин өзини қачурмаслиқи керәк
Бейҗиңдики әй җишин тәтқиқат оргини һәр заман әйдиз бимарлириниң мәнпәәтини биринчи орунға қоюп кәлгән. Мәзкур тәшкилат мәсули вән йәнхәй һөкүмәт орунлириниң бухил позитсийисини қаттиқ тәнқид қилди. У мундақ деди:
" Бу мәсилигә кәлгәндә, һөкүмәт өзини қачурмаслиқи керәк иди. Һазир мәйли қандин ясилидиған мәһсулатларни ишләпчиқиридиған завутлар болсун яки кишиләргә қан селиш арқилиқ әйдиз вирусини юқтуруп қойған сәһийә орунлири болсун, һәммиси дегидәк мәсулийәтни өз үстигә алмай, мәсилини кәйнигә сүрүп кәлмәктә. Мәнчә, бир дөләтниң аммиви сақлиқни сақлаш мәсилисидә, бундақ позитсийидә болиши бәкму қамлашмиған бир иш. Улар зади немини ойлайдиғанду?! иқтисадий җәһәттин зиян тартип қелишни ойламдиғанду ? әгәр шундақ болса, ақивәттә техиму чоң апәткә йолуқиду ". (Меһрибан)
Мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтики мәлумати
- Америка билән хитай әйдизниң алдини елиш үчүн һәмкарлишиш пилани түзди
- Зәһәрлик чекимликкә қарши турушта паш қилғучиларни мукапатлаш йолға қоюлмақчи
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (2)
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (1)
- Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити уйғурларни әндишигә салмақта