Үрүмчидә мәтбуат мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини ечилмақта
2006.10.12
Үрүмчидә ечиливатқан йәни "шинҗаң гезити" вә "шинҗаң мухбирлар бирләшмиси" қатарлиқ органлар тәрипидин уюштурулған мәтбуат мәсилиси һәққидики бу мәмликәтлик муһакимә йиғини 11 - өктәбирдин 14 - өктәбир күнигичә давамлишидиған болуп, мәзкур йиғинда уйғур елидики ахбарат қаидиси вә кәспи әхлақ мәсилиси қатарлиқлар алаһидә оттуриға қоюлған.
Йеңи бәлгилимиләр
Бу қетим үрүмчидә ечилған мәтбуат мәсилисигә аит бу муһакимә йиғиниға хитай хәлқ университети қатарлиқ 16 ахбарат институти вә хитай иҗтимаий пәнләр академийиси ахбарат тәтқиқат бөлүми қатарлиқ орунлардики мәтбуат хадимлири қатнашқан. Мәзкур йиғинда аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң башлиқи ли йи мәхсус сөз қилған болуп, у сөзидә "һазир мәтбуат саһәсидә мәвҗут болуп туруватқан бир қисим мәсилиләр партийә вә хәлқниң мәнпәәтигә охшимиған дәриҗидә зиян йәткүзмәктә. Мәтбуат хадимлири өз әмәлий һәрикити билән ахбарат қаидисигә бойсунуп, сияси идийә вә кәспи әхлақ җәһәттә үлгә болушқа тиришиши керәк" дәп көрсәткән.
Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән бу һәқтики хәвиридә "йеқинқи йиллардин буян бериливатқан хәвәр вә мәлуматларда, мәтбуат қаидисигә бойсунмайдиған вә шундақла мәтбуат саһәсидики кәспи әхлақни бир чәткә қайрип қойидиған әһвал барғансери еғирлашқан, болупму 'һәқлиқ хәвәр, ялған, сахта мәлумат қатарлиқлар бәкму әвҗ елип кәткән, шуңа бундақ бир пәйттә ахбарат қаидиси вә кәспи әхлақни тәкитләш бәкму зөрүр " дәп көрситилгән.
Мәтбуат саһәсидики мутәхәссисләрниң көрситишичә, хитай һөкүмити әзәлдин ахбарат саһәсини қаттиқ контрол қилип кәлгән. Болупму мәтбуат хадимлириниң һәр бир сөз һәрикитини қаттиқ көзитип, уларни идийә җәһәттә компартийә тәшвиқат министирлиқиниң бир туташ башқурушиға бойсунушқа мәҗбурлиған.
Хитайниң ахбарат қаидиси вә кәспи әһлақи мәсилиси
Радиомизниң зияритини қобул қилған вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәһрири ляв тйәнчи ханим хитайниң ахбарат қаидиси вә кәспи әһлақи мәсилиси һәққидә тохталди.
Ляв тйәнчи ханим сөзидә "хитайниң ахбарат қаидиси билән кәспи әхлақини ғәрб дөләтлиридики билән селиштурғили болмайду. Чүнки чәтәл мәтбуатлири һечқачан өз дөлитидики бирәр партийә үчүн ишлимәйду, улар пүтүнләй өз алдиға мустәқил болуп, растчил мәлумат беришни бирдин - бир принсип дәп қарайду. Хитай мәтбуатлири болса һечқачан мустәқил болуп бақмиған йәни өз алдиға айрип принсипи болуп бақмиған. Пәқәт партийә немә десә шу болупла кәлгән. Әгәр бирәр мухбир раст гәп кирип, бир қисим мәхпийәтликләрни ашкарилап қойидикән, у чоқум қаттиқ җазалиниду һәтта түрмигә елиниду " деди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ахбарат саһәсигә болған контроллуқи техиму чиң
Зияритимизни қобул қилған вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәһрири ляв тйәнчи ханим сөһбәт җәрянида өзиниң уйғур елигә көп қетим барғанлиқини вә у йәрдики кишиләрниң сиясий мәзмундики гәп - сөзләрдә интайин еһтият қилидиғанлиқини тәкитләп, бейҗиң һөкүмитиниң уйғур елидики мәтбуатқа болған контроллуқиниң техиму қаттиқ икәнликини мәлум қилди:
"Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ахбарат саһәсигә болған контроллуқи техиму чиң. Уйғур елидики ахбарат хадимлири техиму зор бесим астида яшимақта, уларда һечқачан һәқиқий, раст гәп қилиш һоқуқи болуп бақмиған. Уйғур елигә қариғанда, хитай өлкилиридики мухбирлар мәйли қандақ болмисун аз - тола раст гәп қилалайду. Лекин уйғур елидә болса вәзийәтниң алаһидилики түпәйлидин, кишиләр өз -ара бир бири билән параң қилғандиму интайин еһтиятчан болуп, сиясий мәзмундики гәп -сөзләрдин өзини елип қачидикән. Уйғур ели һазир хитай буйичә бирдин - бир сиясий мәһбусларға өлүм җазаси беридиған өлкә. Бу хил әһвал хитайниң башқа өлликлиридә мәвҗут әмәс. Мушундақ туруқлуқ, мәзкур җайда ахбарат мәсилиси һәққидә мәхсус муһакимә йиғини ечип, ахбарат түзүми вә кәспи әхлақ мәсилисини тәкитләшниң өзи бәкму күлкилик бир иш". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәтлик аял язғучи хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлирини техиму қаттиқ чәкләш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитай һөкүмәтсиз тәшкилатларға қаратқан контроллуқни күчәйтмәктә
- Хәлқ өзи ишләватқан қисқа филимләрни һөкүмәт интернет арқилиқ тосалмайду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати мәтбуат әркинлики мәсилиси һәққидә хитай һөкүмитини техиму қаттиқ әйиблиди
- Хитай мухбири хе чиңлийән хитай мәтбуатиниң ичкий сирини ашкарилиди
- Хитай, хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида қаттиқ тәнқидләнди