Хитай мәтбуати компартийә үчүн мулазимәттә болмақта
2006.10.26
Хитай һөкүмитиниң ахбаратқа болған контроллуқи йилдин -йилға күчәймәктә. Хәлқара мухбирлар тәшкилатиниң хәлқара мәтбуат мәсилиси һәққидә елан қилған 2006 - йиллиқ доклатида " хитай дуня бойичә ахбарат әркинлики әң начар болған дөләтләрниң бири" дәп көрситилгән. Бу қетим бейҗиңда ечилған мәмликәтлик ахбаратчилар қурултийида, хитай һөкүмитиниң " мәтбуат компартийиниң "инақ җәмийити " үчүн хизмәт қилиши керәк " дәп тәкитлиши мәмликәт ичи вә сиртидики мутәхәссисләрниң диққитини техиму бәк қозғиған.
Франсийә агентлиқи тәрипидин берилгән мәлуматта "хитайда, мәтбуат пүтүнләй һөкүмәтниң контроллуқида болмақта. Бейҗиңда ечилған бу қетимқи қурултайдин кейин, хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқи гәп йоқ техиму бәк күчийиду" дәп көрситилгән.
Хитай компартийиси тәрипидин иштин бошитиливитилгән, илгири хитай яшлар гезитиниң мухбири болуп ишлигән ли датуң мухбирларниң тәқдири вә инақ җәмийәт оттурисидики мунасивәт һәққидә тохтилип "бу хил инақлиқ пүтүнләй хитай компартийисиниң алиқинида болуп қалған. Чүнки улар һәр заман хиялиға кәлгәнни қилиду, улар қачан адәм тутқиси кәлсә шу чағда тутиду. Аталмиш ' инақ җәмийәт' дегини пүтүнләй қоруқ гәп" дәп билдүрди.
Бейҗиң университети ахбарат институтиниң профессори җяв гобяв әпәнди франсийә ахбарат агентлиқиға "хитайниң әнәниси шуки, мәтбуат әзәлдин һакимийәт бешида турғучиларниң канийи болуп кәлгән. Бу қетимқи йиғинда оттуриға қоюлған тәләпни компартийә тәрипидин берилгән дәрһал иҗра қилишқа тегишлик бир вәзипә, дәп қарисақ болиду " дегән.
Америкиниң ню йорк иштатида турушлуқ уйғур зиялийси илшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң тарихтин буян мәтбуатқа болған контроллуқи, хитай компартийисиниң 2005 - йилидин буянқи мәтбуатқа болған контроллуқи вә уйғур елидики мәтбуат мәсилиси һәққидиму тохталди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә мәтбуат мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини ечилмақта
- Тибәтлик аял язғучи хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлирини техиму қаттиқ чәкләш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарди