Қериндаш қәләмләр жорнили нәширдин чиқти


2007.01.25

qerindash-qelemler-150.jpg
Жорналниң дәсләпки саниниң теши

явроасия язғучилар бирлики тәрипидин чиқирилған кардәш каләмләр йәни қериндаш қәләмләр намлиқ айлиқ жорнал оқурмәнлири билән йүз көрүшти. Жорналниң мәқсити түрк дунясидики язғучи, шаир вә музикантларниң әсәрлирини пүтүн түрк дуняси оқурмәнлиригә тонутуштин ибарәт икән.

Дәсләпки сандики мәзмунлар

Жорналниң бу санида яқутларниң дөләт әрбаби, милли шаир платон оюнуский, қазақистанлиқ даңлиқ язғучиси бавирҗан җакип, русийиниң даңлиқ шаири фийәдор тутчәв, даңлиқ қирғиз язғучиси ашим җакипбәков, мәшһур азәрбайҗан язғучиси анар қатарлиқларниң әдәби һаяти вә кишилики һәққидә оқурмәнләргә мәлумат берилгән. Жорналда йәнә түрк дунясиниң әдәбият саһәсидики йеңилиқларғиму йәр берилгән.

Қериндаш қәләмләр жорналиниң бу санида йәнә турсунай сақи тонуштурулған бир парчә мақалиму йәр алған болуп, мақалини мимар синан университети оқутқучиси доктор абдулваһап қара язған. Бир мәдәнийәт көврүки турсунай сақи темилиқ бу мақалидә өткән йили 67 йешида вапат болған турсунай сақиниң һаяти вә у тәрҗимә қилған әсәрләргә йәр берилгән. Турсунай сақиниң даңлиқ түрк язғучиси ришат нури гүнтекинниң чалиқуши, һиҗрик, яшар камалниң инҗи мәмәткә охшаш 5 романни уйғур түркчисигә тәрҗимә қилғанлиқи, булардин башқа даңлиқ тарихчи ришат гәнчниң қараханларниң дөләт тәшкилати намлиқ әсиригә охшаш 3 илми китабни, 50 кә йеқин мақалини уйғурчигә тәрҗимә қилип, түркийә билән уйғур түрклири арисида көврүклүк рол ойниғанлиқи баян қилинип, бу җәһәттики төһписи муәййәнләштүрүлгән.

Жорналда йәнә афғанистанда чиқидиған тунҗи түркчә гезит болған билги гезитиму тонуштурулған. Билги гезити афғанистандики бир түркүм университет оқуғучилири, яш язғучи вә мутәпәккурләрниң тиришчанлиқида өзбек түркчисидә чиқирилған бир гезит болуп, гезит нәширдин чиққанда афғанистан мәтбуатлирида зор тәсир қозғиған икән.

Жорналда тонуштурулған йәнә бир муһим шәхис болса түрк дунясиниң улуғ муҗадили вә алими доктор бай мирза һайт болуп, мақалидә бай мирза һайтниң мустәқил бир түркистан үчүн өмүр бойи муҗадилә қилғанлиқи, өмрини уруш вә асарәттә өткүзгән бу бүйүк алим вә түркистан тарихчисиниң 89 йешида һаят билән видалашқанлқи йезилған. Мақалидә униң һаяти вә әсәрлиригә тәпсили йәр берилгән.

Жорналниң саһиби явроасия язғучилар бирлики башлиқи билән сөһбәт

Биз түрк дунясиниң мәдәний бирлики йолида етилған қәдәмләрдин бири болған бу жорнал вә жорнални чиқарғучи орун болған явроасия язғучилар бирлики һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн бу бирликниң башлиқи болған доктор яқуп дели өмәр оғли билән сөһбәт елип бардуқ.

- Жорнални тонуштуруштин бурун бу жорнални чиқарған явроасия язғучилар бирлики һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

- явроасия язғучилар бирлики техи йеши кичик бир бирлик, өткән йили 4-айда әнқәрәдә қурулди. Бизниң нәзиримиздики явроасия оттура асия түркий җумһурийәтлири, балқанлар, кафкасийә, русийә федератсийиси, сибирийә вә түркистан қатарлиқ йәрләрни өз ичигә алиду. Йәни түрк дунясини асас қилған бир явроасиядур. Бу язғучилар бирликини қуруштики мәқситимиз, түрк дунясидики язғучиларни бир йәргә топлап уларға өзара пикир алмаштуридиған бир мунбәр яритиштин ибарәт. Биз яврасядики тоғриси түрк дунясидики язғучиларни түркийидики қериндаш кәсипдашлириға тонутуш үчүн қериндаш қәләмләр намлиқ бу айлиқ әдәбий жорнални чиқиришқа башлидуқ.

- Сиз бу жорнални чиқириштики мәқсәтниң түрк дунясидики язғучиларни түркийидики оқурмәнләргә тонуштуруштин ибарәт икәнликини дәп өттиңиз? жорнални түркчә чиқирипсиләр, кәлгүсидә башқа түркий тиллардиму нәшир қиламсиләр?

- Жорнилимизниң тор бети тәйярлиниватиду, йеқинда тор арқилиқму жорнилимизни оқуялайсиләр. Бу жорнал һазир түркчә нәшир қилиниватиду. Шуңа һазирчә түрк дунясидики түркчә билидиған кишиләр пайдилиналайду. Әзәрбәйҗан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә бу ролни ойнаватқан жорналлар бар. Биз кәлгүсидә бу жорнални қазақчә, қирғизчә, татарчә вә әзәрбәйҗанчә тиллардиму нәшир қилишни ойлаватимиз. Буниң үчүн һәмкарлишишқа еһтияҗимиз бар. Худа буйриса йеқин кәлгүсидә жорнилимизниң башқа түркий тиллиридики нусхилириниму көрәләйсиләр.

- Һөрмәтлик яқуп дели өмәроғли әпәнди бу жорнални елишни халиған кишиләр қандақ алалайду?

- kardeskalemler@gmail.com Адресигә мақалә әвәтсә биз жорналда басимиз. Муштири болушни халиғанларму мушу адресқа хәт йезип биз билән алақә қурса болиду. Түркий тиллири бир мәнбәдин кәлгән бай тиллардур. Қериндаш қәләмләр жорнилимиз һәр санида һәр түркий милләттин бир язғучиға йәр бәрмәкчи, шуңа радио аңлиғучи язғучи тәтқиқатчиларниң бизгә әдәбият һәққидә мақалә вә әдәбий әсәрләрни йезип бизгә әвәтишини үмит қилимиз һәм бундин интайин хурсән болимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.