Хитай, хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида қаттиқ тәнқидләнди
2006.06.02
2006 - Йиллиқ хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғини әнгилийиниң единборг шәһиридә ечилди. Мәзкур йиғинға дунядики 60 тин артуқ дөләттин кәлгән 400 дин көп вәкил қатнашти.
Бу қетимқи хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида хитайдики мәтбуат мәсилиси алаһидә оттуриға қоюлған болуп, йиғинда хитай һөкүмити қаттиқ әйибләнгән. Мәзкур йиғинда йәнә, хитайдики интернет тор бәтлириниң қаттиқ контрол қилиниватқанлиқини тосуш үчүн мәхсус қарарлар бекитилгән болуп, йиғинға қатнашқучилар бирликтә хитай һөкүмитидин интернет тор бәтлиридә мақалә елан қилип қолға елинған өктичиләрни қоюп беришни тәләп қилған шундақла ғәрб дөләтлиридики бир қисим техник ширкәтлири хитай һөкүмитиниң учур контрол қилишиға ярдәм бәргәнликидин мәзкур йиғинда қаттиқ тәнқидкә учриған.
Хитай һөкүмитидин интернет тор бәтлиригә болған контролни дәрһал тохтитишини тәләп қилмақтимиз
Әнгилийидә ечиливатқан бу қетимқи хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғининиң баянатчиси дәйвид әпәнди мәзкур йиғинда хитайдики мәтбуат мәсилиси һәққидә бекитилгән бир йүрүш қарарлар һәққидә тохтилип, мундақ деди:
"Биз хитайдики мәтбуат мәсилиси һәққидә мәзкур қарарни йолға қоюш арқилиқ, хитай һөкүмитидин интернет тор бәтлиригә болған контролни дәрһал тохтитишини тәләп қилмақтимиз. Биз йәнә улар тәрипидин қолға елинған барлиқ интернет өктичилириниң қоюп берилишиниму тәләп қилдуқ. Хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинидин игилигән санлиқ мәлуматта көрситилишичә, һазир хитайда аз дегәндә 30 нәпәр интернет язғучиси һөкүмәт тәрипидин қолға елинған. Буларниң арисидики бири "нюйорк вақит гезити" ниң мухбири җав йән. Хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғининиң баянатчиси дейвид әпәндиниң көрситишичә, хитай, америкидин қалса интернет тор бетини әң көп ишлитидиған дөләт болуп һесаблинидикән. Хитайда һазир тордашлар сани тәхминән 130 милйондин ашқан шундақла һөкүмәтниң бу һәқтики контрол қилиш вә тәкшүрүш түзүми илгирикидин нәччә һәссә күчәйгән. Хитай һөкүмити техи ғәрб дөләтлиридики бир қисим ширкәтләр билән бирлишип, кишилик һоқуқ вә демократийигә аит учурларни техиму қаттиқ назарәт қилип өктичиләрни техиму бәк бастурушқа өткән.
Америкиниң интернет ширкәтлирини қаттиқ тәнқидләнди
Мәзкур йиғинниң баянатчиси дәйвид әпәнди сөзидә йәнә, учур контрол қилишта, хитай һөкүмитигә ярдәм қиливатқан америкиниң интернет ширкәтлирини қаттиқ тәнқидлиди. У "хитай һөкүмитигә ярдәм қилип, аталмиш 'сәзгүр учурлар’ ни назарәт қилиш арқилиқ контрол қилған ширкәтләр пәқәт америкидики гугул ширкитила әмәс, бәлки ‘яху’ қатарлиқ башқа ширкәтләрниму өз ичигә алиду" дәп тәкитләп, өз көз - қарашлирини мундақ баян қилди:
"Гәрчә назарәт қилиш арқилиқ контрол қилинған учурлар наһайити наһайити аз бир қисим учурлар болсиму, биз йәнила бундақ қилишни интайин хата дәп қараймиз. Чүнки чәтәл ширкәтлири әслидә хитайдики пуқраларға әң ишәнчилик тоғра учурларни йәткүзүши керәк иди. Бәлким бәзиләр ' контрол қилинған учурлар барлиқ тор бәт учурлириниң пәқәт 1% ни игиләйдиғу' дейиши мумкин. Лекин дәл мушу 1% ни игилигән учурниң өзи хитай җәмийити үчүн елип ейтқанда интайин муһим учур болуп һесаблиниши мумкин "
Әнгилийиниң единбург шәһиридә ечилған бу қетимқи хәлқара мәтбуат тәтқиқат йиғинида йәнә, гугул ширкитиниң бундин кейинки таллаш йоли һәққидиму муназирә өткүзүлгән болуп, йиғин қатнашчилири " бундин кейин гугул ширкити хитайдики пуқраларға имканийәтниң беричә көпләп учур йәткүзүши, әгәр бундақ қилалмайдикән, хитайдики содисини дәрһал тохтитиши керәк " дәп көрсәткән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня ахбарат әркинлик күни вә хитайдики вәзийәт
- Хәлқара ахбаратчилар илмий җәмийити хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди
- Бейҗиң һөкүмити 3 чоң солчилар тор бетини тақивәтти
- Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт
- Хитайда мәтбуат әмәлдарларниң чаңгилида
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Әркинлик сарийи: хитай һәр хил усуллар билән мәтбуат әркинликини контрол қиливатиду