Мәһмут қәшқири йили вә 1000 алтун мукапат


2007.12.28

mexmut-qeshqiri-200.jpg
Түркийә явроасия язғучилар бирлики 2008- йилини бүйүк алим мәһмут қәшқири туғулғанлиқиға 1000 йил болғанлиқиға атап "мәһмут қәшқири йили" елан қилди. source: www.kaskarlimahmut.org / Erkin Tarim

Түркийә явроасия язғучилар бирлики 2008- йилини түркий тиллириниң тунҗи луғитини язған бүйүк алим мәһмут қәшқири туғулғанлиқиға 1000 йил болғанлиқиға атап "мәһмут қәшқири йили" елан қилди. явроасия язғучилар бирлики мәһмут қәшқириниң техиғичә тепилмиған `китаби җәваһирун-навһ фи луғатит түрк` намлиқ грамматика китабини тапқан кишигә 1000 алтун мукапат беришни қарар қилған.

Бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн явроасия язғучилар бирлики башлиқи яқуп делиөмәроғли билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин тарим: мәһмут қәшқириниң туғулған күни һәққидә ениқ мәлумат йоқ, силәр қандақ болуп 1008-йилини мәһмут қәшқириниң туғулған йили дәп бекиттиңлар?

яқуп делиөмәроғли: мәһмут қәшқириниң туғулған күнини ениқлап чиқиш мумкин әмәс. Бу һәқтә һеч бир мәлумат йоқ. `Түркий тиллар дивани` намлиқ әсәрниң кириш сөзидиму бу һәқтә мәлумат йоқ. Әмма әзәрбәйҗанлиқ түрколог рамиз әсқәрниң мәһмут қәшқири һәққидә язған әсири билән түркийидә нәшир қилинған бир қанчә әсәрдә мәһмут қәшқириниң 1008-йили туғулғанлиқи йезилған. Буниңға асаслинип туруп 2008-йили мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000-йили дәп бекитилип, мәһмут қәшқири йили дәп елан қилинди.

Әркин тарим: һөрмәтлик др. яқуп делиөмәроғли әпәнди силәрниң явроасия язғучилар җәмийити мәһмут қәшқириниң һазирғичә тепилмиған `китаби җәваһирун-навһ фи луғатит түрк` намлиқ грамматика китабини тапқан кишигә 1000 алтун мукапат беридиғанлиқиңларни елан қилдиңлар, бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз?

mexmut-qeshqiri-altun200.jpg
Мәһмут қәшқириниң техиғичә тепилмиған `китаби җәваһирун-навһ фи луғатит түрк` намлиқ грамматика китабини тапқан кишигә 1000 алтун мукапат беришни қарар қилған. Source: www.kaskarlimahmut.org / Erkin Tarim

яқуп делиөмәроғли: сизгиму мәлум мәһмут қәшқириниң 2 әсири бар. Бири енсиклопедийилик луғәт болған `түркий тиллар дивани`, йәнә бирси болса грамматика китаби. Тарих китаблирида вә түркий тиллар диваниниң кириш сөзидә мәһмут қәшқириниң китаби `китаби җәваһирун-навһ фи луғатит түрк` намлиқ бир әсириниң барлиқи һәққидә мәлумат берилгән, әмма бу әсәрниң техиғичә из-дерики йоқ. Бу китабни тепиш вә түрк дунясиниң диққитини бу китабқа тартиш үчүн биз явроасия язғучилар җәмийити болуш сүпитимиз билән мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән, бу китабни тапқан кишигә 1000 алтун мукапат бериш қарарини чиқардуқ. Әмма бу 1000 алтунниң китабниң қиммити билән алақиси йоқ. Бу бибаһа бир әсәр. Чүнки, түркий тиллар диваниму бибаһа әсәр болғачқа түркийә мәдәнийәт министирлики уни суғурта қилдуруш үчүн ширкәт тапалмайватиду. Мәһмут қәшқириниң грамматика китабиму бибаһа бир әсәрдур. Биз 2008-йили мәһмут қәшқири йили болғачқа бу әсәрни тапқан кишигә 1000 алтун беришни қарар қилдуқ.

Әркин тарим: силәр бу уқтурушни елан қилғандин кейин китаб һәққидә бир хәвәр барму? бу китабниң илми қиммити зади немә?

яқуп делиөмәроғли: кишиләрниң бу китабни издәватқанлиқи һәққидә хәвәр келиватиду. Болупму бәзи түркологлар қәдимқи әсәрләр күтүпханилирида бу китабниң исминиң хата йезилип қалған болуши мумкинликини илгири сүрүшмәктә. Қол язма әсәрлири сақлиниватқан күтүпханиларда бу китабни издәватқан түркологлар бар. Иран, әзәрбәйҗан вә ирақ қатарлиқ дөләтләрдин бәзи кишиләрниң бу китабни издәватқанлиқи һәққидә хәвәрләр келиватиду. Сизгиму мәлум түркий тиллар дивани пәқәтла бир луғәт әмәс, бир енсиклопедийә, түркий милләтләрниң тили, тарихи, әдәбияти вә өрп адәтлирини тәтқиқ қилиш үчүн бибаһа бир әсәр. Бу грамматика китабиму түркий тилларниң у мәзгилдики әһвалини тәтқиқ қилиш, шундақла бүгүнки түркий тилларниң тарихини тәтқиқ қилиш үчүн интайин муһим бир китаб дәп ойлаймән.

Әркин тарим: һөрмәтлик др. яқуп делиөмәроғли әпәнди 2008-йили мәһмут қәшқири йили елан қилинди. Силәр явроасия язғучилар бирлики 2008-йилида немә паалийәтләрни қилмақчи?

яқуп делиөмәроғли: мәһмут қәшқири йили мунасивити билән бизниң вә башқа идарә җәмийәтләрниң паалийәтлири бар. Һазирдин тартип бу хил паалийәтләргә башливәттуқ, түркийидики һәрқайси университетларда мәһмут қәшқири һәққидә йиғинлар чиқириливатиду. Әнқәрә һаҗәттәпә университетида мәһмут қәшқири илмий муһакимә йиғини чақирилмақчи. Әзәрбәйҗан мәһмут қәшқири вәхпиму паалийәт өткүзмәкчи. Мәнчә мәһмут қәшқири йили пүтүн дуняда болупму мустәқил түркий җумһурийәтлиридә тәнтәнилик өткүзүлиду.

Әркин тарим: һөрмәтлик яқуп делиөмәроғли әпәнди явроасия язғучилар бирликиниң мәһмут қәшқири тор бети бар, бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

яқуп делиөмәроғли: мәһмут қәшқири тор бети, 2008-йили мәһмут қәшқири йили мунасивити билән өткүзүлидиған паалийәтләрни елан қилиш үчүн тәсис қилинди. Биз мәһмут қәшқири тор бетидә мәһмут қәшқири вә түркий тиллар дивани һәққидә елип берилған пүтүн тәтқиқат мақалилириға йәр бәрмәкчи. Тор бети адрисимиз www.kaskarlimahmut.org, Тор бетимизниң астида е-Mail адресимизму бар, мәһмут қәшқири һәққидә мақалә язған зиялийлиримиз мақалисини бу адресқа әвәтсә елан қилимиз. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.