Әнқәрәдә "мәһмут қәшқири вә униң өлмәс әсири түркий тиллар дивани" намлиқ йиғин чақирилди


2008.03.03

prof.dr.exmet-bijan-200.jpg
Түркийә тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ башлиқи, гази университетиниң оқутқучиси проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди. RFA Photo / Erkin Tarim

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң UNESCO намлиқ оргини 2008‏ - йилини мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән `мәһмут қәшқири йили` дәп елан қилған иди. Бу мунасивәт билән дуняниң һәрқайси җайлирида улуғ алим мәһмут қәшқири вә униң өлмәс әсири түркий тиллар дивани һәққидә илмий муһакимә йиғинлири, лексийиләр өткүзүлмәктә. Өткән айниң ахирида түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадта `түркологийиниң қурғучиси мәһмут қәшқири` мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән иди. 3 - Айниң 1 - күни болса түркийидә тонулған түрколог, түркийә тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ башлиқи, гази университетиниң оқутқучиси проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди `улуғ алим мәһмут қәшқири вә түркий тиллар дивани` мавзулуқ лексийә бәрди.

Әнқәрәдики түрк оҗақлириниң залида өткүзүлгән бу лексийигә тонулған түркологлар, әнқәрәдики һәрқайси университетта магистир вә докторлуқта оқуватқан түркологлардин болуп көп санда киши қатнашти.

Проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди алди билән түркий тиллар дивани һәққидә қисқичә мәлумат берип мундақ деди: " Түркий тиллар дивани болса түркчә әрәбчә луғәттур. Мәһмут қәшқири бу әсәрни 1072 - йилида бағдатта йезишқа башлиған болуп, 1074 яки 1077 - йиллирида йезип болған. Бағдаттики аббаси хәлиписиниң оғлиға мәһмут қәшқири тәрипидин тәқдим қилинған. Луғәттә түркий тилларға хас аталғулар әрәб тили билән изаһланған. Әмма бундақ адди бир луғәтму әмәс, чүнки түркчә аталғулириниң мәнисини әрәб тилида изаһлапла қалмастин һәр сөз ибарини җүмлидә мисал кәлтүрүш арқилиқ чүшәндүргән. Сөз ибариләрни җүмлә билән чүшәндүрүш, һазирқи заман луғәтчиликиниң бир алаһидиликидур. Мәһмут қәшқири мисал бәргән җүмлиниму әрәбчигә тәрҗимә қилип аңлатқан, чүнки униң мәқсити хақанийә тилиниң қанчилик бай бир тил икәнликини әрәбләргә чүшәндүрүш. Биз үчүн әң муһим болғини у бәзи сөз ибариләрни чүшәндүргәндә қошақ, бейит, мақал тәмсил вә дастанлардин парчиларни мисал кәлтүргән. Шуңа түркий тиллар дивани пәқәтла бир луғәт әмәс, әйни вақиттики түрк дуняси хәлқ әдәбиятиниң қамусидур. Түркий тиллар диванида җәмий 764 мисра шеир бар. Бу шеирларниң көпи хәлқ қошақлиридур. Хәлқ қошақлири хәлқ әдәбиятиниң тунҗи нәмунилиридур. Бу қошақлар у мәзгилдики түркләрниң турмушини, һаятини, өрп вә адәтлирини әкс әттүриду. Аз санда ашиқ шеирлириму бар."

prof.dr.exmet-bijan1-200.jpg
Лексийигә тонулған түркологлар, әнқәрәдики һәрқайси университетта магистир вә докторлуқта оқуватқан түркологлардин болуп көп санда киши қатнашти. RFA Photo / Erkin Tarim

Проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди түркий тиллар диванидики сөз ибариләр вә мақал тәмсилләр һәққидә мәлумат берип мундақ деди: "Түркий тиллар диванидики мақал тәмсил сани җәмий 200 дин көптүр. Мәсилән, `әр адин қуш қанатин `йәни `оғул ети билән қуш қанити билән` дегәнгә охшаш. Түркий тиллар диванидики сөз ибариләрниң сани җәмий 8000 әтрапида, 11 - әсирдә бир тилда 8000 әтрапида сөз ибариниң болуши интайин муһимдур. Диванға түркий тилларға киргән әрәбчә парсчә сөзләр киргүзүлмигән. Мәһмут қәшқири бу луғитигә пәқәтла түркий тилларға хас сөзләрни алған. Немә үчүн бундақ қилған десиңиз? чүнки әрәбләргә түркчә өгитиш үчүн язған бу әсәрни, әрәбләргә әрәбчә сөзләрни изаһлашниң һаҗити йоқ. Луғәткә аз санда хитайчә вә соғдичә сөзләр киргүзүлгән. Биз қутатқубилик вә әтәбәтул һақайиқ намлиқ әсәрләрдин у мәзгилләрдә түркий тилларға көп санда, әрәбчә вә фарсчә сөз ибариләрниң киргәнликиниму билимиз. Буларниму нәзәрдә тутсақ, у вақитта әйни замандики әдәбий тилимиз болған хақанийә тилида 10 миң әтрапида сөз аталғу бар. Биз юқуриқилардин түркий тиллар диваниниң бир қамус икәнликини биливалалаймиз."

Проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди сөзигә `түркий тиллар дивани` намлиқ бу әсәрниң қараханийлар дөлити мәзгилидә ишлитилгән хақанийәчиниң әдәбий тилиниң луғити икәнликини, мәһмут қәшқириниң болса тилшунас, фолклорчи, тарихчи икәнликини ейтип мундақ деди: "Мәһмут қәшқири түркчә, әрәбчә вә фарсчини бәк яхши билидикән. Униң өз вақтидики зиялийларға охшаш, тил әдәбият, тарих, җуғрапийә вә диний билимләрни интайин яхши билидиған бир киши икәнлики ениқ. Мәһмут қәшқири буниң билән бирликтә бир диялектшунастур. Шуниму әскәртип қояйки түркий тиллар дивани қараханийлар дөлитиниң тили болған хақанийә әдәбий тилиниң луғитидур. Әмма диалект сөзлириниму тәтқиқ қилған вә луғәткиму киргүзгән. Мәһмут қәшқири бу луғәтни йезиватқан вақтида түркләр техи бүгүнки түркийә земингә йетип кәлмигән. Түркий тиллар дивани намлиқ әсиридики хәритидә һазирқи түркийә земинини түркләр яшаватқан тупрақ ичидә көрсәтмигән. Диванда 20 түркий милләтниң барлиқи йезилған. Пүтүн қәбилиләрниң тил хусусийәтлириниму көрсәткән, мәсилән диванда карлуқлардики `й` тавуши қипчақларда `җ` болиду дейилгән. Бүгүн уйғурчидики `яхши` сөзи, қирғиз вә қазақчида `җахси` дейилиду. Шуңа һазирқи заман түркологийисиниң қурғучиси радлоф, мәһмут қәшқәрниң түркологийиниң қурғучиси икәнликини язиду."

Проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун сөзидә йәнә, пүтүн түркий җумһурийәтләрниң түркий тиллар дивани тәтқиқатиға әһмийәт бериши керәкликини, пүтүн түркий милләтләрниң өз тил тарихини, әдәбият тарихини, хәлқ әдәбиятини, фолклорини тәтқиқ қилиш үчүн түркий тиллар диваниниң бирдин бир ишәнчлик мәнбә икәнликини ейтти. У йәнә 2008 - йилида түркийә мәдәнийәт министирликиниң мәһмут қәшқири мәқбәрисини ремонт қилиш үчүн тәйярлиқ қиливатқанлиқини ейтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.