Хитайниң дөләт мәхпийәтлики дегән сиясити хәлқниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилидиған сиясәт


2007.06.14

Баш оргини америкиниң нюйорк шәһиридики хәлқаралиқ тәшкилатларниң бири болған кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йеқинда, хитайниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясәтлири һәққидә тәкшүрүш доклати елан қилип, коммунист хитай һөкүмитиниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән нам астида хәлқниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қиливатқанлиқини ашкарилиди.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу һәқтики учурларни топлашта көп қийинчилиқларға дуч кәлгән

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң башлиқи тән җинчаң ханимниң баян қилишичә, хитай һөкүмити 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясәтлири арқилиқ хәлқниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилип келиватиду, бу хәлқарадиму яман тәсир пәйда қилди.

Униң баян қилишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати үч йилдин артуқ вақит сәрп қилип, хитайниң асасий қануни, җинайи ишлар қануни , дөләт бихәтәрлики қануни, мәмури әрз- шикайәт қануни қатарлиқ қанунлирини вә җәмийәттә йүз бәргән вәқәләрниң бир тәрәп қилиниш әһвалини тәпсилий көзитиш, тәкшүрүш, тәтқиқ қилиш арқилиқ бу доклатни тәйярлап чиққан.

Хитайда йүз бәргән һәр қандақ вәқәниң мәзмуни 'дөләт мәхпийәтлики' даирисигә киргүзивилинғанлиқи үчүн, улар бу һәқитки учурларни топлашта наһайити көп қийинчилиққа дуч кәлгән.

Хитай һөкүмитиниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясәтлириниң сирини ачидиған бу доклат үч қисимға бөлүнгән

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң бу қетим елан қилған чоң һәҗимлик доклати 3 қисимға бөлүнгән, униң һәҗми икки йүз бәттин ашиду. 1 ‏- Қисимда, хитайда бир тәрәп қилинған мәхсус делолар үстидә тәтқиқат елип бериш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясәтни қоллинип хәлқниң кишилик һоқуқиға бивастә таҗавуз қилған әмәлийити байқалғанлиқи; 2 ‏- қисимда, хәлқниң иҗтимаий һадисиләр һәққидики инкас- тәклиплири вә һөкүмәтниң уни бир тәрәп қилиш чарилирини көзитиш, тәкшүрүш, тәтқиқ қилиш арқилиқ, коммунист әмәлдарлиридики хиянәтчилик-чириклик, муһит асраш, аммивий тазилиқ, һәрхил кесәлликләр, аяллар вә балиларни алдап сетиш қатарлиқ җәмийәттә көзгә ашкара көрүнүп турған мәсилиләрму һөкүмәт тәрипидин 'дөләт мәхпийәтлики' даирисигә киргүзивилинип, хәлқниң пикир әркинликини қаттиқ чәклигәнликиниң әмәлийити байқалғанлиқи; 3 ‏- қисимда болса, җәмийәттә йүз бәргән диний тәшкилат вә уларниң хәлқарадики өзи билән охшаш тәшкилатлар билән алақиси, ишчила уюшмилири вә ишчиларниң иш ташлаш вәқәлири, җинайи ишлар җинайәтлири, яш-өсмүрләрниң җинайәт садир қилиши, әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға әвәтилгән кишиләр, сақчи органлирида тутуп қоюлған кишиләр, нормал яки ғәйрий нормал өлүм-йетим, һәтта әхләтләрниң бир тәрәп қилиниши һәққидики учурлар, хәлқниң бу һәқтики тәклип -тәләплири вә униң бир тәрәп қилинишини көзитиш, тәтқиқ қилиш арқилиқ, бу мәзмунларниму хитай һөкүмити 'дөләт мәхпийәтлики' дегән даиригә киргүзүвилип, хәлққә һәрхил бәтнам тоқуп, қаттиқ зәрбә берип келиватқанлиқиниң әмәлийити байқалғанлиқи тәпсилий баян қилинған.

Хитайниң дөләт миллий ишлар комитети тарқатқан һөҗҗәтләр үч хил мәхпий дәриҗигә айрилиду

‏-‏-‏- Хитайниң дөләт миллий ишлар комитети, дини ишлар идариси 1995 ‏- йилидин буян тарқатқан һәрхил мәхпий һөҗҗәтләр асасән үч дәриҗигә айрилиду, ‏-‏-‏- дәп баян қилиду бизниң конкрет суаллиримизға җаваб бәргән тән җинчаң ханим. Униң баян қилишичә, униң бир хили 'қәтий мәхпи', иккинчи хили' орган мәхпийәтлики', үчинчи хили 'катибат мәхпийәтлики' дегән дәриҗиләргә айрилған. Һәтта 'ичкий қисимдила тарқитилиду' дәйдиған йәнә бир хил мәхпий һөҗҗәтләрму бар.

Омумән хитайда, дөләт билән һәр қайси милләтләр арисида пәйда болған ихтилап, тоқунушлар вә уни бир тәрәп қилиш чарә - тәдбирлириниң һәммиси 'дөләт мәхпийәтлики' даирисидә. Буниң ичидә 'миллий бөлгүнчилик' дәп аталған вәқәләр, аз санлиқ милләтләр пәйда қилған җәмийәт аманлиқиға даир вәқәләр вә уни бир тәрәп қилиш тәдбирлириниң һәммиси 'қәтий мәхпи' дегән даиридә.

Һәр қайси милләтләр арисидики кичик маҗиралар , хоңкоң, тәйвән, макавлиқлар вә чәтәлләрдә туруватқан аз санлиқ милләт кишилириниң инкас, тәклиплири вә буни бир тәрәп қилиш чарилириниң һәммиси 'орган мәхпийәтлики' дегән даиридә.

Уйғурлар хитай һөкүмитиниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сияситиниң әң еғир зиянкәшликигә учриған милләтләрниң бири

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң доклатида йәнә, б д т вәкилиниң шинҗаң түрмилиридә қейин-қистаққа елиниш әһвалини тәкшүргән учурлар вә пәқәт илмий тәтқиқат елип барғанлиқи яки әркин пикирлик әсәр елан қилғанлиқи үчүнла түрмигә елинған тохти музат қатарлиқ кишиләрниң делолири вә әркин пикир баян қилғанлиқи үчүнла җазаланған рабийә қадир делоси қатарлиқ делолар арқилиқ, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясиәтлириниң әң еғир зиянкәшликигә учриған милләтләрниң бири икәнлики баян қилинған.

Доклатта йәнә, хитай һөкүмитигә 'дөләт мәхпийәтлики ' дегән бундақ сиясәтләрни әмәлдин қалдуруш һәққидә соғуққанлиқ билән сәмимий тәклип берилгән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.