Түркийә мәтбуати: бир милләт көз йеши төкмәктә


2007.08.24

Түркийә гезитиниң 8-айниң 20- күнидики санида "бир милләт көз йеши төкмәктә" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалини түркийә гезитиниң обзорчиси тунҗай онур язған болуп, мақалә мундақ башлиниду: "бир әйса йүсүф әпәнди бар иди. Униң пүтүн өмри қийинчилиқ ичидә әсир шәрқий түркистанни хитайниң ишғалийитидин қутқузуп, йеңидин әркинликкә ериштүрүш үчүн ишәнч вә муҗадилә билән өткән иди. У шәрқий түркистандики әсир инсанларниң авази вә азадлиқ үмиди болған иди. Авазини пүтүн дуняға аңлитиш үчүн узун йил күрәш қилған иди. Кейин өмри буниңға йәтмәй аләмдин өтти. Һазир болса дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бу байраққа варислиқ қилип, шәрқий түркистан хәлқиниң авазини дуняға аңлитишқа тиришмақта."

Түркийидин икки йерим һәссә чоңлуқта земини бар болған шәрқий түркистан

Аптор обзорини мундақ давам қилиду: " 20-әсирниң ахирида совет иттипақи йимирилди. Русларниң боюнтуруқи астидики нурғун түрк дөләтлири әркинликкә еришип мустәқил болди. Африқида биз исминиму аңлап бақмиған милләтләр мустәқиллиқини елан қилип йеңи дөләтләрни қурди. Әмма 1,828,418 квадрат километир земини болған, 35 милйон мусулман түркий милләт яшайдиған, түркийидин икки йерим һәссә чоңлуқта земини бар болған шәрқий түркистан болса мустәқиллиққә еришәлмиди. Қолдин кәткүзүп қойған әркинлик асан қолға кәлмисиму . Лекин уларниң әркинлик ишқи һеч қачан өчмигән."

Тунҗай онур обзорида уйғурларниң тарихи һәққидә мәлумат берип мундақ дәп язиду: "шәрқий түркистан тарихта түркләрниң бовилири һесаблинидиған көк түркләр вә уйғурлар йәни оғуз қовмлири яшиған вә йетишкән тупрақлардур. Уйғурлар болса, тарихта бу тупрақларда көчмән һаяттин шәһәр һаятиға өткән тунҗи түркий хәлқтур. Уйғурлар йеза игилик, мәтбуатчилиқ вә тоқумичилиқ тәрәққиятиға чоң төһпиләрни қошқан бир милләт. Уйғурларда билим, әдәбият вә сәнәт башқа милләтләргә қариғанда көп тәрәққий қилған. Уйғур дөлитидин кейин бу земинда қурулған қараханилар дөлити болса тарихта тунҗи қетим мусулманлиқни қобул қилған түрк дөлити сүпитидә тарих бетигә йезилған. Мусулманлиқни қобул қилғандин кейин абдулкерим исмини алған сатуқ буғрахан бу земиндики пүтүн түркләрниң мусулман болушиға сәвәбчи болған. Шуниң билән тарихтики тунҗи ислам түрк дөлити қурулған иди. Пүтүнләй түркий қовмлардин тәркип тапқан бу дөләттә тунҗи түрк мәдәнийити вә исламниң юғурилишидин барлиққа кәлгән нурғун тарихий асарә -әтиқиләр ясалған."

," түркий тиллар дивани" ни вуҗутқа чиқарған хәлиқ

Түркийә гезитиниң обзорчиси тунҗай онур мақалисини йәнә мундақ давам қилиду: "қараханилар дөлити түрк кимликини қоғдаш үчүн хақанийә тилини рәсми дөләт тили қилип ишләткән. Уйғур түркчисини тәрәққи қилдуруп," түркий тиллар дивани", "қутатқу билиг", "атабәтул һәқайиқ", "дивани һекмәт" қатарлиқ мәшһур әсәрләрни язған. Йәнә бу мәзгилдә тунҗи почта идариси, тунҗи дохтурхана қурулған болуп мәдәнийәтниң юқири пәллисигә қарап маңған. Түрк мәдәнийити билән ислам мәдәнийити бирләштүрүлүшкә башлиған ачқучлуқ мәзгил болған. Қараханилар дөлити мәзгилидә түркий милләтләр тарих бетигә алтун һәрпләр билән йезилидиған муһим ишларни язған."

"Тарихта өрникини көргинимиздәк, бир милләтниң дөләт түзүми билән дөләт апаратлири ортақ ишәнч ,ортақ мәқсәт билән уюшқанда буни һечқандақ күч тохтитип қалалмиған. Иттипақ болған тәқдирдә қолға кәлтүргән әркинлик асанлиқчә қолдин кәтмәйду."

Уйғурларниң кейинки 58 йиллиқ әһвали

Түркийә гезитиниң обзорчиси тунҗай онур әпәнди мақалисиниң 3. Бөлүмидә уйғурларниң кейинки 58 йиллиқ әһвали һәққидә тохтулуп мундақ дәп язиду: "түрк мәдәнийитиниң бөшүки болған шәрқий түркистан һазир көз йеши төкмәктә. 58 Йилдин буян хитайларниң ишғалийити астида бичарә бир шәкилдә яшаватқан 35 милйон уйғур хәлқи бир йерим милярд хитайниң йүрикигә санҗилған хәнҗәрдәк турмақта. Африқида християнлаштурулған явайи адәмләргиму ярдәм қилған вә мустәқиллиқини бәргән бирләшкән дөләтләр тәшкилати шәрқий түркистандики пәряд қиливатқан хәлқниң авазини туймайватиду. Бүгүнгичә милйонларчә уйғур қәтли қилинған шәрқий түркистандики қирғинчилиқлар һәққидә мәлумат бәргән сундай әхпрәсс гезити 1966-йилиғичә мавниң бесими астида 1949-йилидин 1952-йилиғичә 2милйон 800миң, 1952- йилидин 1957- йилиғичә 3 милйон 509 миң, 1958-йилидин 1960- йилиғичә 6 милйон 700миң, 1961-йилидин 1965-йилиғичә 13 милйон 300 миң кишиниң өлтүрүлгәнликини язған. Мушунчивала зулум вә һәққанийәтсизлик болған бу дуняда, мәнпәәт уруши болған бу дуняда мәнпәәт урушлири давам қиливатқан күнимиздә адаләтни қандақму әмәлгә ашурғили болсун. Әркинликни яқлайдиған дөләтләргә немә болди. Бир милләт яш төкмәктә... Аңлиған барму ? "

юқиридики баянлар түркийә гезитиниң мухбири тунҗай онур әпәндиниң қәлбидин чиққан сөзләрдур. ( Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.