Русийидә милләтчилик күчәймәктә


2005.11.07

4-Ноябир күни москва шәһириниң муһим мәркизий кочилирида рус фашистлириниң марш ейтип, коча айлинип, рус әмәс милләтләрни русийидин қоғлап чиқиришни мәзмун қилған шоарларни товлап, намайиш қилиш һәрикити русийә мәтбуатлирида җиддий муназириләрни қозғиди.

Москвадин тарқитилидиған интернет учур сәһиписиниң www.newsru.com Дики мәлуматларға қариғанда тәхминән икки миңдин артуқ адәм бу намайиш паалийәтлиригә иштирак қилған.

"Москва садаси" радиосиниң учуридин мәлум болушичә, намайишчилар думбақлирини челишип, " русийә пәқәт руслар үчүн", "руслар алға !" дегәндәк хәтләр йезилған лозункиларни көтүрүп коча айланған.

Мәзкур марш ейтип меңиш шәклидики паалийәтни әслидә русийидә демократик инқилаб қозғашқа қарши туруп, пүтүн сабиқ совәт иттипақи земинини қайтидин бирләштүрүшни муддиа қилидиған "явро-асия яшлар иттипақи" дегән тәшкилат уюштурған болуп, буниңға рус фашистлириниң "қанунсиз көчмәнләргә қарши туруш һәрикити", “әсләш"," русийә қудрәтлик миллий дөләт партийиси" қатарлиқларниң әзалири иштирак қошулуш билән намайишниң характери өзгәргән. Бу җәрянда мөтидил характергә игә, демократийини қоллайдиған һәмдә милләтчиликкә қарши туридиған "мудапиә" һәрикити дәп аталған тәшкилатниң әзалири билән фашистлар арисида кичик көләмдә тоқунуш йүз бәргән болсиму, әмма сақчилар тезлик билән вәзийәтни контрол қилған.

Русийә агентлиқлириниң учурлиридин қариғанда, демократлар һөкүмәтни фашистларниң бу хил һәрикитигә йол қойди вә көз юмди дәп әйиблигән болуп, уларниң қаришичә, бу хил ирқчилик шәкилдики һәрикәт русийигә һечқандақ пайда елип кәлмәйду. Учурлардин қариғанда русийә демократлири бу намайиш йүз бериштин илгири москва шәһәрлик һөкүмитидин фашистларниң кочиға чиқишини чәкләшни тәләп қилған икән.

4- Ноябир күнидики рус ирқчилириниң бу намайиш паалийити һәққидә русийә федерал һөкүмитигә тәвә телевизийә қаналлири һечқандақ учур бәрмигән. Интернет сәһипилиридин www. newsru.com Дики учурда йезилишичә, "русийә" дәп атлидиған телевизийә қанилиниң "хәвәрләр" бөлүминиң башлиқи өзлириниң немә үчүн фашистларниң намайишиға аит учур бәрмигәнлики һәққидә тохтилип, бундақ қилишниң әмәлийәттә уларниң позитисийиси икәнликини, бундақ фашистик идийиләрни телевизийә арқилиқ кишиләргә билдүрүшни халимайдиғанлиқини чүшәндүргән.

Русийидә милләтчилик күнсайин еғирлашмақта

Русийидә чиқидиған "содигәрләр" гезитигә русийидики әсәбийлик мәсилилири тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, һазир русийидики милләтчилик идийилириниң нисбити 51%-тин 53% ғичә болған салмақни сақлиған болуп, 2000-йилиниң бешидикидин төвәнлимигән. Хәвәрләргә қариғанда йеқинқи йилардин буян русийидә милләтчилик күчийишкә қарап йүзләнгән болуп, рус милләтчилири москва қатарлиқлар җайлардин рус әмәс милләтләрни җүмлидин оттура асиялиқ, кавказлиқлар, хитайлар вә башқа чачлиқ милләтләрни қоғлап чиқириш һәрикити елип бармақта. Бу милләтләр даим рус милләтчилириниң зәрбисигә учрап, булаң талаң қилиниш һәтта өлтүрүлүш әһваллириға дуч кәлмәктә. Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, техи йеқиндила рус милләтчи яшлири русийиниң воронҗә шәһиридики чәтәллик оқуғучиларға һуҗум қилип, бир қанчә оқуғучини яриландурған вә бир нәпәр латин америкисилиқ оқуғучини өлтүрүвәткән. "Айпаң башлар" дәп атилип, чачлирини қирдуруп йүрүйдиған рус милләтчи яшлири русийиниң москва қатарлиқ чоң-кичик шәһәрлиридә қара чачлиқ милләт кишилиригә һуҗум қилиш вәқәси даим көрүлүп туридиған иш болуп, рәңги роһи руслардин пәрқлинидиған қара чачлиқ милләт кишилириниң өзлиридин әнсирәп, хатирҗәм йүрәлмәслик вәзийити шәкилләнгән.

Русийә фашистлириниң идийиси

Русийә анализчилириниң йезишичә, русийидики бу хил фашизм әмәлийәттә рус шовинизиминиң юқири пәллиси болуп, уларниң идийиси "русийә пәқәт руслар үчүнла" дегәндин ибарәт. Мәзкур йеңи рус фашизиминиң нәзиридә русийә туприқидики барлиқ башқа милләтләр йоқулуши, бу җайда русларла яшиши вә яки улар һәммидин үстүн туруши керәк.

Русийә мутәхәссислириниң һесаблишичә, һазир пүтүн русийидә "айпаң башлар" дәп атилидиған фашист яшлар гурупписи вә башқа тәшкилатларниң 50 миң һәтта униңдинму артуқ әзаси бар болуши мумкин икән.

Рус милләтчилики зиялийлар вә мәмурийлар қатлимидиму мәвҗут

Русийидә йеқиндин буян рус шовинизиминиң күчийип кетиватқанлиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан болуп, америка ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә доклат тәйярлиған. Йеқинда русийә президенти путин өткәндә исраилийини зиярәт қилғанда, исраилийә даирилири русийидики йәһудиларға қарши кәйпиятниң әвҗи алғанлиқини билдүргән. Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, рус милләтчилики ялғуз юқирида ейтилған бир қисим яшлардила әмәс, бәлки омумий йүзлүк әһвалға айланмақта.

Йәһудиларға қарши туруш, башқа милләтләр болупму, асиялиқларни йәкләш русийиниң һәммә қатламлириға сиңишкә башлиған. Русийә агентлиқлиридин www.newsru.com Да көрситилишичә, москвада 20 нәпәр парламент әзасини өз ичигә алған 500 атақлиқ әрбап русийә дөләтлик баш тәптишигә мураҗәтнамә йезип, барлиқ диний бирликләр вә йәһудиларниң диний бирликлирини чәкләшни тәшәббус қилған. Улар хетидә ашкара һалда "йәһудиларниң динини" әйиблигән икән.

Русийидики инсан һоқуқлирини һимайә қилиш тәшкилатлири русийидә күчийиватқан бундақ башқа милләт вә ирқни чәткә қеқиш, уни дүшмән қатарида көрүштәк фашизмниң раваҗлинишиға йол қоюшниң хәтәрлик икәнликини, әгәр буни қаттиқ җазалимиғанда русийигә техиму зор балайи-апәтләрни елип келидиғанлиқлирини агаһландурған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.