Уйғурлар һәргиз өзини "хитай" дәп етирап қилмайду
2007.01.25
"Мәркизи агентлиқи" , "хитай вақит гезити" , "бошүн тор бети" қатарлиқ учур васитилириниң ашкарилишичә, коммунист хитай һөкүмити йеқинда һөҗҗәт тарқитип, уйғур юртлирида коммунист хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байриқини есиш, "уйғур" икәнликидин ваз кечип, өзлирини "хитай миллити" дәп етирап қилишқа, өзлири тарихтин буян давамлаштуруп келиватқан түрк-уйғур мәдәнийитидин ваз кечип, өзлириниң мәдәнийитини "хитай мәдәнийити" дәп етирап қилишқа, өзлириниң вәтини "шәрқий түркистан" икәнликидин ваз кечип, өзлириниң вәтинини "хитай" дәп етирап қилишқа мәҗбурлашқа башлиған.
Әгәр хитай һөкүмити мушундақ бесим ишлитивәрсә, уйғурлар хитайдин техиму йерақлишиду
Америкида чиқидиған "бейҗиң баһари журнили"ниң мудири шөвеи әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити һазир сиясий кирзискә дуч кәлди, һәтта һакимийитиниң давам қилалайдиғанлиқиғиму көзи йәтмәйдиған болуп қалди. У һазир мәмликәт ичидә хитайдин башқа милләтләрниң кәскин қаршилиқиға учраватиду. Униң үстигә, һазирқи дәвр дуняда һәр қандақ адәм өзиниң тәвәликини өзи әркин таллайдиған дәвр. Шуңлашқа хитай һөкүмити һазир бундақ бир сиясий тәдбирни қоллинишқа башлиди. Әмәлийәттә бу бир әхмиқанә тәдбир. Қандақ қилип тили, мәдәнийити, миллити хитай билән тамамән охшимайдиған уйғурлар өзини "хитай" дәп етирап қилиду? әгәр хитай һөкүмити мушундақ шәкилдә бесим ишлитивәрсә, уйғурларни бастуривәрсә, уйғурлар вә башқа милләтләр хитайдин техиму йерақлишиду. Хитайни җаллат дәп һесаблайду.
"Үчни етирап қилдуруш" хитайниң хам хияли явропада чиқидиған "ғәрб шамили" журнилиниң тәһрири һаҗи абдуришит керими әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ қилип бой сундуруш һәққидә хели бурунла муһакимә қилишқа башлиғанлиқини әсләп өтти.
Һаҗи абдуришит керими әпәнди хитайниң бу сиясий тәдбириниң ақивити һәққидә тохтилип, бу хитайниң ухлимай көргән чүши, уйғур хитайниң бундақ тәлипини қобул қилмайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта
- Мавзедуң оттуриға қойған "шәрқ шамили" қурулуши аллиқачан бәрбат болған, буниңдин кейин ғәлибә қиламду?
- Хитай даирилириниң уйғур миллий маарип саһәсигә қаратқан тазилаш һәрикити ғәлбә қазиналамду?
- Хитай һөкүмити маралбешидики той қилмақчи болған уйғурларни колликтип той қилишқа мәҗбурлиди
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (2)