Д у қ: шәрқий түркистанда һазирқи шараитта хитай билән йәрлик милләтләр арисида иттипақлиқ болуши мумкин әмәс
2006.04.24
Хитай һөкүмити һәр йили май ейини милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси қилип бекиткән. Бу йил хитай һөкүмитиниң уйғур елида бу хил тәрбийини елип бериватқанлиқиниң 24 - йили. Хитай компартийиси тәшвиқат даирилириниң һөкүмәт торлирида елан қилишиға қариғанда бу май ейида, уйғур елидә хәлққә армийини сөйүш, армийини мәдһийиләш, хәлқ билән армийә айрилалмаслиққа охшаш хитай армийисини һимайә қилиш мәзмун қилинған сиясий тәшвиқатларни күчәйтмәкчи икән.
Хитай даирилириниң уйғур хәлқигә милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси ейи баһанисидә сиясий өгиниш һәрикитини күчәйтидиғанлиқи шундақла хәлққә хитай армийисини һимайә қилиш тәрбийисини күчәйтип елип баридиғанлиқиға қарита дуня уйғур қурултийи инкас қайтурди. Д у қ ниң баш катипи долқун әйса бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.