Түркийидики миллий гезиттә “шәрқий түркистанда рамизан” мавзулуқ обзор елан қилинди

11 Айниң султани дәп аталған рамизан ейиниң ахирқи күнлиридә, түркийидики мәтбуатларда хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесим сиясити әкс әттүрүлгән обзор вә хәвәрләр елан қилинмақта.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.08.14
sherqiy-turkistanda-ramizan-turkiye-gezit-305.jpg Түркийидики миллий гезитидә елан қилинған “шәрқий түркистанда рамзан” мавзулуқ обзор. 2012-Йили 13-авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Булардин бири тәтқиқатчи, журналист мустафа өзҗан язған “шәрқий түркистанда рамизан” мавзулуқ обзор. 8-Айниң 13-күни миллий гезиттә елан қилинған бу обзорда соғуқ уруш мәзгилидә сабиқ совет иттипақида яшаватқан муһтәди мәрйәм җәмилә исимлик йәһудий аял билән әбул әла мәвдуди оттурисидики хәт алақә аңлитилған. Хәттә сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң рамизан ейида мусулманларға қилған зулуминиң қандақ икәнлики, бүгүн хитайниң уйғур мусулманлириға қандақ бесим ишлитиватқанлиқи баян қилинған.

Обзорчи мустафа өзҗан әпәнди мақалисини мундақ башлайду:
Хәт йезишқан мәзгил әслидә соғуқ уруш мәзгили болуп, совет иттипақи таза гүлләп яшнаватқан дәвр. Совет иттипақи бу мәзгилдә динни болупму ислам динини йоқ қилиш сиясити йүргүзүватқан бир дәвр. У дәврләрдә мусулманларни җимиқтуруш, уларни йоқ қилиш сиясити пәллигә чиққан ай рамизан ейи икән. Рамизан ейида мөминләрниң диний һессияти урғуватқан бир ай. Мусулманларниң бу туйғулирини өлтүрүш совет иттипақи һөкүмитиниң вәзиписи икән. Буниң үчүн рамизан ейида мусулманларға болған бесимини күчәйтидикән. Рамизан ейида динни суслаштуруш, динсизлиқ тәрбийисини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт беридикән. Кейин совет иттипақи йәр билән йәксан болди. Лекин русийә йәнила у сияситини давамлаштуруватиду. Руслар һазирму исламийәтниң күчийип кетишини халимайду. Шуңа путин франсийә һөкүмитини дорап мусулманларниң ташқирида намаз қилишини чәклиди. У исламниң шоарлири вә символлиридин биарам болмақта. Москвадики мәсчитләр мусулманларға йәтмәйватиду. Болупму рамизан айлирида мусулманлар опчә намаз қилишни халайду. Путин мәсчиткә патмиған мусулманларниң мәсчитниң һойлисида, йәни сиртта намаз қилишиниму чәклимәктә. Русларниң ой-пикри билән франсузларниң охшаш. Йәни улар ислами һессиятларниң урғушини халап кәтмәйду. Русийә һөкүмити мусулманларниң мәсчит селишиға, чәт дөләтләргә биздә диний әркинлик бар дәп көрситиш үчүнла рухсәт қилмақта.

Мустафа өзҗан әпәнди миллий гезиттә елан қилған обзорида мәрйәм җәмилә соғуқ уруш мәзгилидә совет иттипақида рамизан ейида язған хетидә коммунист һөкүмәтниң мусулманларға елип бериватқан зулумиға охшашла хитайниңму рамизан ейида уйғур мусулманларға чекидин ашқан зулумни қиливатқанлиқини баян қилип мундақ дәп язиду:
-Мәрйәм җәмилә ханим хетидә рамизан ейида москвада мусулманларға болған зулумниң қатму-қат күчәйгәнликини язған. Бүгүнки күнгә кәлгәндә бу бесим сиясити арақанда, шәрқий түркистанда давамлашмақта. Уйғур түрклири яшаватқан шәрқий түркистанниң бәзи вилайәтлиридә рози тутуш чәкләнди. Шәрқий түркистанда уйғур мусулманлириниң диний ибадитини болупму рамизан ейида рози тутушини чәклигәнлики һәққидики һөҗҗәтләр иҗтимаий мәтбуатларда тарқитиливатиду. Бу һөҗҗәт бойичә дөләт кадирлириниң рози тутуши мәний қилинған. Сәвәб рози тутуш ишләпчиқиришқа сәлбий тәсир көрситидикән.

Үрүмчи вә қәшқәргә охшаш шәһәрләрдә ашхана хоҗайинлири ашханилирини етивалса болмайдикән. Әгәр рамизан ейида ашханисини ачмиса, һөкүмәт бир йилғичә ашханисини ачқили қоймайдикән. Коммунист партийә кадирлири йезиларни айлинип йүрүп деһқанларниң рози тутқан‏- тутмиғанлиқини көзитидикән. Һәтта кишиләрниң рози тутқан ‏- тутмиғанлиқини билип беқиш үчүн су ичүрүп бақидикән. Хитай коммунистлири рамизан ейи билән мана мушундақ күрәш қиливетипту. Худди мәрйәм җәмилә ханим хетидә язғинидәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.