Ички моңғулниң қайғулуқ 60 йили(1)


2007.05.01

Моңғул хәлқиниң иккинчи чоң етник райони йәни хитай чегриси ичигә җайлашқан ички моңғул аптоном райони 1947 - йили 5 - айниң 1- күни қурулған болуп, нөвәттә хитай коммунист һөкүмити ички моңғул аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәнтәнә қилмақта. Әмма бу күндә чәтәлләрдики моңғул паалийәтчилири болса йилдикигә охшашла хитай һөкүмитигә болған наразилиқ намайишлирини елип барди.

Бу мунасивәт билән моңғулларниң қисқичә әһвали, арзуси һәмдә моңғул паалийәтчилириниң мустәқиллиқ һәрикәтлири шундақла уларниң уйғурлар билән болған достлуқи қатарлиқ әһваллар һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә чәтәлләрдики бәзи моңғул паалийәтчилирини зиярәт қилди.

Тарихтин бүгүнгичә

Моңғул миллити дуня тарихида шанлиқ сәһипиләрни яратқан қәдимий милләтләрниң бири. Көчмән чарвичилиқ мәдәнийитигә игә моңғуллар йәнә, ат үстидики милләт дәп тәриплиниду. Моңғулларниң омумий нопусиниң йеқинқи статистикилиқ мәлуматларда төт милйон 800миңдин артуқ икәнлики көрситилгән. Моңғуллар нөвәттә асасән моңғулийә дөлити, хитайдики ички моңғул аптоном райони, чиңхәй, гәнсу, лявниң, хейлоңҗяң, һәмдә уйғур елидә байинғулин аптоном области вә бөртала аптоном области, шундақла русийиниң бир қисим җайлирида тарқақ яшимақта.

13 - Әсирдә чиңгизхан моңғул қәбилилирини бирликкә кәлтүргәндин кейин ханлиқ қурған. Чиңгизханниң қошунлири 1219 - йилида ғәрбкә йүрүш қилип һазирқи хитайниң оттура түзләңлик районидин тартип оттура асия һәтта русийиниң җәнубий қисимлириниму игилигән. 1271 - Йили моңғул империйисини қуруп, пүтүн хитайни игиләп җәнубий суң сулалисини бәрбат қилған. Моңғул импираторлиқи 1368 - йили зоваллиққа йүз тутуп қәбилиләр тәрәп‏- тәрәпкә тарқалған.

1924 - Йили 11 - айниң 26 - күни моңғул хәлқ һөкүмити қурулған. 1946 - Йили ташқи моңғул йәни моңғулийә рәсмий мустәқиллиқини елан қилған, һәмдә хитай билән барлиқ дипломатийә мунасивәтлирини өзгән. Пәқәт 1989 - йилиға кәлгәндә андинхитай билән нормал мунасивәт орнитишқа башлиған.

Хитай чегриси ичидики ички моңғулни хитай һөкүмити 1947- йили 1 - майда ички моңғул аптоном райони дәп елан қилған болуп, бу хитайда қурулған тунҗи аптоном район һесаблиниду. Шуниңдин кейин хитай, моңғуллар топлишп олтурақлашқан районларда байинғулин аптоном области, бөртала аптоном областлирини өз ичигә алған 9 моңғул аптоном област вә аптоном наһийиләрни қурди.

Һазир хитай даирилири ички моңғулда яшайдиған моңғулларниң бир милйондин артуқ икәнликини қәйт қилмақта. Әмма, санлиқ мәлуматларға асасланғанда ички моңғулдики хитай көчмәнлириниң нопуси йәрлик моңғулларниңкидинму ешип кәткән.

Бу күн, хитайға байрам моңғулға матәм

Хитай һөкүмити нөвәттә моңғул аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини кәң көләмлик тәбриклимәктә, һәмдә барлиқ тәшвиқат вастилиридә ички моңғулниң 60 йил җәрянида зор тәрәққиятларға еришип моңғул вә башқа милләт хәлқиниң баяшат яшаватқанлиқини тәшвиқ қилмақта.

Әмма чәтәлләрдики моңғуллар бу күндә өзлири турушлуқ дөләтләрдики хитай әлчиханилири алдиға йиғилип хитайниң моңғулларға қаратқан бастуруш, ассимилятсийә қилиш сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүп кәлмәктә.

1-Май күни шветсийә пайтәхти ситоһколумдики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин қайтқан, шиветсийә моңғул комитети рәиси елато әпәндини телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ. У бу атмиш йилниң моңғул хәлқиниң туприқиниң ишғал қилинған, хәлқниң бастурушқа учрашқа башлиған қайғулуқ бир күн икәнликини билдүрди:

Елато әпәнди йәнә бүгүнкидәк һәр йили 1-майда моңғул хәлқ партийиси, моңғул әркин димукратийә иттипақи қатарлиқ моңғул тәшкилатлириниң һәр қайси дөләтләрдә хитай һөкүмитигә қарши кәң көләмлик намайишларни уюштуруп келиватқанлиқини тонуштурди.

Елато әпәнди, ички моңғул вә уйғур аптоном райониға җайлашқан моңғул области һәм аптоном наһийиләрдики моңғул хәлқиниңму охшашла барлиқ һоқоқлиридин мәһрум һалда хитайниң сиясий һәмдә мәдәнийәт, тилвә башқа һәр җәһәттин ассимилятсийә қилинишгирдабида яшаватқанлиқидин нарази икәнликини, барлиқ моңғулларниң бирлишип өз мәдәнийити, өз туприқини қайтидин гүлләндүрүш арзусиниң барлиқи, һәмдә буниң үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди.

Елато әпәнди йәнә, "моңғул хәлқи билән хитай бесивалған уйғур һәмдә тибәт хәлқи бизгә охшаш тәқдирдики милләтләр, бу ақ көңүл хәлқләр хитай компартийисиниң алдишиға учрап кәлмәктә. Бастурушиға учрап кәлмәктә. Уларда наразилиқ болсиму хитайниң қаттиқ бастуруши билән авазини дуняға аңлиталмай кәлмәктә. Шуңа биз чәтәлдики моңғул, уйғур һәмдә тибәт паалийәтчилири хитайға қарши бирликтә паалийәтлиримизни күчәйтишимиз керәк һәм шундақ қилмақтимиз " деди.

Елато әпәнди зияритимиз ахирида йәнә, моңғул хәлқи билән уйғур хәлқиниң тарихтин буян чоңқур достлуққа игә милләтләр икәнликини билдүрүп: "уйғурлар билән моңғуллар охшашла чарвичи милләтләрниң әвлади. Бизниң достлуқимиз узақ тарихтин башланған. Моңғуллар гәрчә хитайниң бесимиға 60 йилдин бери учрап келиватқан болсақму, чәтәлләрдики демократик паалийитимиз техи 10 йил илгири башланди. Биз моңғуллар чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң паалийәтлиридин өгинишимиз керәк, болупму рабийә анимизни һәммимиз қоллаймиз, биз улардин үлгә елишимиз керәк. "Деди.

Чәтәлләрдики моңғул, уйғур һәмдә тибәт тәшкилатлири тәқдирдаш милләтләр сүпитидә хитайниң өзлиригә қаратқан бастуруш сиясәтлиригә қарши намайиш вә шуниңға охшаш демократик, кишилик һоқуқ паалийәтлирини бирликтә уюштуруп кәлмәктә. (Гүлчәһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.