Моңғулийә баш министири әнкһболдниң түркийигә елип бериватқан рәсмий зиярити давам қилмақта
-
2006-11-03 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Моңғулийә баш министири әнкһболд (Miyeegombyn Enkhbold) ниң түркийигә елип бериватқан рәсмий зиярити давам қилмақта. 11-Айниң 2-куни түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған моңғулийә баш министирини рәсми мурасим билән күтүвалди. Бу қетимқи учришишта түркийә билән моңғулийә оттурисида моңғулийәдики орхун йенисәй абидилирини қоғдаш вә римонт қилиш һәққидики тохтамнамиси билән муһит вә муһитни қоғдаш тохтамнамисигә қол қойди вә моңғулийә билән түркийә оттурисидики тиҗари вә иқтисадий мунасивәтләр һәққидә музакирә елип берилди.
©
2006 Radio Free Asia