Уйғур елидә“муһәббәтниң он шәрти” ни ахтурушқа дөләт аманлиқ әтрити мәсул болмақта

Хитай даирилири рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң он шәрти" ниң DVD пластинкилирини ахтуруш һәрикити үрүмчидин башқа җайлардиму елип бериватқан болуп, бу хил ахтурушларға дөләт аманлиқ әтритини һәрикәтләндүргән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.03.01
on-sherti-305.jpg "Муһаббәтниң 10 шәрти" ниң тәшвиқ варақчиси
http://www.10conditionsoflove.com/

Хитай даирилириниң икки һәптә илгири үрүмчидә башлиған, мәдәнийәт базарлирини тәкшүрүш тәртипкә селиш баһанисидә амма арисида тарқилип йүргән рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” ниң DVD пластинкилирини ахтуруш һәрикити үрүмчидин башқа җайлардиму елип бериливатқан болуп, мунасивәтлик орунларға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин, хитай даирилириниң  бу хил ахтуруишларға дөләт аманлиқ әтритини һәрикәтләндүргәнлики ашкариланди. Рабийә қадир ханим болса "үрүмчи вә уйғур елиниң башқа җайлирида елинған бу хил тәдбирләрниң, әрәб дунясида қозғалған һөкүмәткә қарши намайишлар әвҗ еливатқан пәйтләргә тоғра кәлгәнлики, мәзкур һәрикәтниң мәқситиниң адди әмәсликини көрситиду" дәйду . Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә бизни йәниму толуқ мәлуматлар билән тәмин етиду.

Дуня уйғур қурултийиниң тарқатқан учуриға асасланғанда, хитай даирилири икки ‏- үч һәптә илгири үрүмчидә мәдәнийәт базарлирини тазилап тәртипкә селиш һәрикити башлиған. Бу җәрянда йәни үрүмчи тәңритағ райониға қарайдиған мәһәллиләрдә, болупму дөңкөврүк әтрапида уйғурларниң өйлирини ахтуруп йүрүп, 10 -феврал әтрапида даириләр үрүмчи дөңкөврүк әтрапида, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим- “муһәббәтниң он шәрти” ниң DVD пластинкисини байқиған . Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, 22- феврал күни үрүмчидә хотәндин кәлгән 23 яшлиқ халмурат имин исимлик бир уйғур йигит өйидә рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” ниң DVD пластинкилирини сақлиғанлиқи үчүн , әксилинқилабий мәзмундики материялларни сақлаш җинайити билән қолға елинған.

Қолға елинғучи халмурат иминниң әһвали, униң қандақ җинайәтләр билән тутулғанлиқи һәққидә йәниму ениқ мәлумат елиш үчүн үрүмчидики җамаәт хәвпсизлик тармақлири билән алақилаштуқ. Тәңритағ райониға қарашлиқ бир сақчиханидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур сақчи, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” ниң DVD пластинкилирини ахтуруш һәрикитини җамаәт хәвпсизлик тармақлири әмәс, бәлки дөләт аманлиқ әтрити бивастә мәсул болуп елип бериватқанлиқини билдүрди , униң билдүрүшичә, әксилинқилабий һәрикәт вә дөләт муқимлиқиға мунасивәтлик делоларға нөвәттә йеңидин қурулған дөләт аманлиқ әтрити мәсул икән.

Һалбуки, буниң алдида радиомиз гуаңдуң бөлүмниң зияритини қобул қилиған үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ коча башқуруш ишханисидики бир хадим тәкшүрүшни шәһәрлик мәдәнийәт идариси билән шәһәр башқуруш идариси бирликтә елип барғанлиқини билдүргән иди.

Қәшқәр , хотән , турпан қатарлиқ җайлардики сақчи даирилиригә қаратқан телефон зиярәтлиримиздин , қанунсиз нәшр буюмларға зәрбә бериш һәрикитиниң һәммила җайда охшаш елип бериливатқанлиқи дәлилләнди.

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим болса, хитай даирилириниң “муһәббәтниң 10 шәрти” DVDсини ахтурушни баһанә қилип, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида тәң башлиған бу қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитини ялғуз әксилинқилабий нәшр буюмлирини тазилашқа қаритилған болмастин, нөвәттики дуня сиясий вәзийити биләнму мунасивәтлик дәп қарайдиғанлиқини билдүрди:

Гәрчә, хитай даирилири бу қетимлиқ қанунсиз нәшр буюмлириға зәрбә бериш һәрикити һәққидә мәхсус уқтуруш яки хәвәр елан қилмиған болсиму, әмма бәзи йәрлик учур тор бәтлиридин үрүмчидин башқа җайлардиму бу хил һәрикәтләрниң хели бурунла башланғанлиқи мәлум.
Хотән аманлиқ торида -25 янивар тарқитилған хәвәрдә, хотән қариқаш наһийисиниң йеза, кәнтлиригичә мәдәнийәт базарлирини тазилап тәртипкә селиш һәрикити елип берилғанлиқи , даириләрниң бир қисим қанунсиз нәшр буюмлирини мусадирә қилғанлиқи көрситилгән. Әмма, тәкшүрүшниң “муһәббәтниң он шәрти” ниң үрүмчидә байқилиши билән четишлиқ икәнлики тилға елинмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.