Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң сода мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
2006.03.30

Чаршәнбә күни америкиниң пайтәхти вашингтонда америка кеңәш палатаси малийә комитетиниң орунлаштуруши билән хитайниң сода рекорти һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди.
Хитайниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш тиришчанлиқида гуман бар
Йиғинда сөз қилған америкиниң муавин сода вәкили каран батиа, хитайниң нөвәттә америка билән болған сода мунасивитидә бир "йеңи дәвр" гә қәдәм қойғанлиқини ейтти:
"Бу йеңи дәвр хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болған өткүнчи мәзгилиниң ахирлашқанлиқидин һәмдә җиддий һәрикәт қоллинип бу тәшкилаттики ишәнчлик бир әзаға айлиниш мәзгилиниң башланғанлиқидин дерәк бериду. Шундақла хитай йәнә хәлқара сода сестимисиға пайдилиқ болуши керәк".
Батиа сөзидә йәнә, америкиниң хитайниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш җәһәттики тиришчанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини ейтти. Униң билдүрүшичә, гәрчә хитай тәрәп әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш җәһәттики қанун-бәлгилимилиридә азрақ илгириләшләрни һасил қилған болсиму, лекин техичә униң үнүми яхши көрүлмигән. Йиғинда батиа йәнә, хитай һөкүмитиниң һәтта америкиниң телеграф-алақиға охшаш бир қисим мулазимәт санаәтлириниң хитайға киришини тосуватқанлиқини көрсәткән. Шундақла хитай йәнә, америкидин кала гөши импорт қилишниму чәклигән.
Хитайниң бәргән вәдилиригә суал қойидиған яхши бир пурсәт
Биз дуня сода тәшкилатиға сунуш еһтималлиқи болған бир қанчә әрзләргә тәйярлиқ қиливатимиз. Әгәр америкиниң әң чоң мәнпәәти үчүн мушундақ қилишқа тоғра кәлсә, биз буни сунуштин һәргиз иккиләнмәймиз.
Америкиниң муавин сода вәкили батиа хитайниң дуня сода тәшкилатидики мәҗбурийәтлириниң пәқәт болмиғанда бесим арқилиқ ада қилиниши керәкликини билдүрди:
"Биз дуня сода тәшкилатиға сунуш еһтималлиқи болған бир қанчә әрзләргә тәйярлиқ қиливатимиз. Әгәр америкиниң әң чоң мәнпәәти үчүн мушундақ қилишқа тоғра кәлсә, биз буни сунуштин һәргиз иккиләнмәймиз".
Батиа йәнә, дуня сода тәшкилатиниң принсиплири бойичә хитай үстидин елип берилидиған тәкшүрүшниң бу йил 4-айниң ахирлириға орунлаштурулғанлиқини ейтип, "бу дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләр үчүн, хитайниң мәсулийәтлиригә һәмдә әза болуш алдида бәргән вәдилиригә суал қойидиған яхши бир пурсәт" деди. У йәнә, бу тәкшүрүш йиғинида хитайниң бир йүрүш кәскин суалларға җаваб беришкә мәҗбур болидиғанлиқини ейтти.
Америка-хитай сода кеңишиниң рәиси җон фрисбиму мәзкур йиғинда гуваһлиқтин өтүп, өзлириниң хитай содисиниң пайдисини тониған пәйттә, йәнә бир қатар һәл болмиған муһим мәсилиләрниң мәвҗутлиқини билдүрди. У йәнә 4-айниң 11- күни өткүзилидиған америка-хитай сода бирләшмә комитети йиғинида 2 мәсилиниң нуқтилиқ һалда муназирә қилиниши керәкликини ейтти. Униң бири, әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилиси. У мундақ деди:
"Бу америкидики сода ширкәтлири көп қетим оттуриға қойған алдинқи муһим мәсилә. Әқлий мүлүкни оғрилаш, чидап турғили болидиған бир иш әмәс. Буниң билән бир вақитта, биз йәнә шуни билишимиз керәкки, бу бир күндила һәл болидиған мәсилә әмәс".
Хитай һөкүмити пулниң қиммитини әркин базарниң бәлгилишигә қоюп бериши керәк
Җон фрисби, хитайниң әқлий мүлүкни оғрилаш әһвалини азайтиш җәһәттә тохтап қалмастин давамлиқ түрдә күч чиқириши керәкликини ейтти. Фрисбиниң ейтишичә, априлдики йиғинда оттуриға қоюлушқа тегишлик иккинчи мәсилә, хитай һөкүмитиниң хитай ширкәтлиригә иқтисадий ярдәм беришни тохтитиш мәсилисидә күч чиқармайватқанлиқи мәсилиси болидикән. Шу сәвәбтин у, хитай һөкүмитиниң пулниң қиммитини әркин базарниң бәлгилишигә қоюп бериши керәкликини ейтти:
"Хитай тез һәрикәткә келип, сода давалғуши арқилиқ келип чиқидиған базар тәсириниң пулниң қиммитини әкс әттүрүшигә йол қоюши керәк".
Мәзкур комитет әзаси вә америка кеңәш палата әзаси чарлиз граслейму бу йиғинда гуваһлиқтин өтүп, хитай дөләт рәиси ху җинтав 4-айда америкиға зиярәткә кәлгәндә, униңға америка билән хитай оттурисидики бу бир йүрүш сода маҗиралирини тез һәл қилиш лазимлиқини көрситиш зөрүрликини ейтти. У сөзидә йәнә, " биз хитай билән яхши мунасивәт орнитиштин сирт йәнә, өзимизниң сода һоқуқида чиң турушқа пухта тәйярлиқ көрүшимиз керәк" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндиди
- Хитайниң ташқи перивот җуғланмиси кимниң пули?
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси хәлқ пули қиммитини тәңшәшни тәләп қилди
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Америка хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш тоғрисидики бесимини күчәйтти
- Әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш, хитай - америка сода мунасивитидики " зор ихтилап"
- Америка сода министири хитайни зиярәт қилди