Шәрқий түркистан милли мустәқиллиқ һәрикити вә муһәммәт имин буғра" намлиқ китап нәширдин чиқти
2005.12.15
Истанбул мармара универиситети оқутқучиси абдуллаһ бақир язған "шәрқий түркистан милли мустәқиллиқ һәрикити вә муһәммәт имин буғра намлиқ китап шәрқий түркистан вәхпи тәрипидин нәшир қилинди.
Китабта китабта шәрқий түркистанниң тарихи, җуғрапийиси, хитайлар тәрипидин истила қилиниши муһәммәт имин буғраниң балилиқ чәғидин тартип вапат болғучә болған арилиқтики һаяти әтраплиқ баян қилинғандин.
Китабниң қошумчә қисмида дуняда муһәммәт имин буғра һәққидә йезилған мақалиларниң тизимлики, муһәммәт имин буғраниң чәтәл рәһбәрлири билән болған хәт алақилириниң оргинали вә муһим әрбаблар билән чүшкән рәсимлири, дуня мәтбуатлирида елан қилинған мақалилириға орун берилгән. 1940-Йили афғанистанниң кабул шәһиридә йезилған "шәрқий түркистан мустәқиллиқ күриши түгидиму?" дегән мақалисиниң қисқичә мәзмуни берилгән.
Бу мунасивәт билән, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим китабниң аптори абдулла бақир әпәндини телефон зиярити қилди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- "Хитайниң қарни" намлиқ франсузчә китабта уйғурлар алаһидә тонуштурулди
- Қазақистанда "уйғур һүнәр-сәнити" намлиқ китаб нәшр қилинди
- Түркийидә алаһидин әратна уйғур дөлити һәққидә китаб нәшр қилинди
- Уйғур хәлқ дастанлири намлиқ китаб нәширдин чиқти
- Рус тилида "уйғур таамлири" намлиқ китаб нәшр қилинди