Рабийә қадирниң иниси муһәммәд қадирниң өйи сақчилар тәрипидин ахтурулди
2005.08.25
Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән билән аптоном районниң рәиси исмайил тиливалдилар, пәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң мәшһур рәһбири рабийә қадирни уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә бузғунчилиқ қилишни пиланлаш билән әйиблигән күни, хитай сақчилар үрүмчидә рабийә қадирниң иниси муһәммәд қадирниң өйини ақтурди.
Муһәммәд қадирниң өйи рабийә қадир сода сарийиниң арқисидики "әқидә ширкити" ниң аилиликләр бинасида иди. Игилишимизчә, сақчилар пәйшәнбә күни әтигән муһәммәд қадирниң түркийигә оқушқа меңиш алдидики пәрух муһәммәд, қузат муһәммәд исимлик оғуллирини җамаәт хәвпсизлик идарисиға елип берип сорақ қилған. Сорақтин кейин сақчилар уларниң өйини ақтуруп, пәрух вә қузатларниң паспортини тартивалди. Улар мушу шәнбә күни түркийигә маңмақчи иди.
Қануний рәсмийәтсиз өй ахтуруш
Биз җамаәт хәвпсизлик даирилири тәминлигән мәлумат бойичә муһәммәд қадирниң өйигә телефон қилип, өйдики сақчилар билән сөһбәт өткүзүшни тәләп қилдуқ. Өй игиси телефонимизни алғанда саәт үрүмчи вақти кәч 11:00 ләр болуп қалған болсиму, бирақ сақчилар техичә муһәммәд қадирниң өйидин кәтмигән икән. Сақчилар телефонимизни елишни рәт қилди. Әмма биз рабийә қадирниң оғли билән сақчилар оттурисида йүз бәргән талаш - тартишқа гуваһчи болдуқ.
Игилишимизчә, рабийә қадирниң инисиниң өйини ахтурған сақчилар, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң ташқи ишлар бөлүмидики хадимлар икән. Рабийә қадирниң җийәнлири қузат вә пәрух муһәммәдләр, илгири җоңго милләтләр унивәрситети вә шинҗаң тиббий университитлириниң оқуғучилири иди.
Рабийә қадирниң җийәнлириниң паспортини тартивелиш вә өйини ахтуруш вәқәлири вақит җәһәттин назук бир мәзгилгә тоғра кәлди. Вәқә йүз бәргән шу күни, уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән билән аптоном районниң рәиси исмайил тиливалдилар бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, рабийә қадирни үрүмчидики мал - мүлки вә бала - чақилирини чәтәлгә елип чиқип кетишкә урунуш билән әйиблигән. Ваң лечүән, "рабийә қадир шинҗаңдики пәрзәнтлирини контрол қилип, имканийәтниң баричә мал - мүлкини пулға айландуруш, байлиқини чәтәлгә елип чиқип кетиш, бала- чақилирини чәтәлгә орунлаштуруш рәсмийити беҗирмәктә," дегән. Ваңниң тәкитлишичә, рабийә қадирниң бу һәрикити уларниң диққитини қозғиған. Әмма ваң лечүәнниң сөзи рабийә қадирниң америкидики қизи әқидә розиниң тәнқидигә учриди.
Ваң лечүән рабийә қадирни дуня уйғур қурултийиниң германийидики йиғинида үч хил күчләр билән тил бириктүрүп, уйғур аптоном район қурулғанлиқини тәбрикләш паалийитигә бузғунчилиқ қилишни пиланлаш билән әйиплимәктә. Ваң лечүән "улар бизниң 50 йиллиқимизни тәбрикләш паалийитимизгә бузғунчилиқ қилмақчи, әмма биз уларниң ундақ қилишиға йол қоймаймиз. Биз алдинала зәрбә беришини күчәйтимиз," дәйду.
Хитайниң мәқсити рабийә ханимниң инавитини чүшүрүш
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит болса, уйғур аптоном районида қанат яйдуруливатқан бастуруш һәрикитини әйибләп, "хитай шәрқий түркистан хәлқини идарә қилиш һоқуқиға игә әмәс," дәп көрсәтти. Дилшат ришитниң тәкитлишичә, ваң лечүәнниң сөзи қип - қизил төһмәткән. Дилшат ришит "хитайниң мәқсиди рабийә қадирниң инавитини төкүш, ваң лечүәнниң сөзи рабийә қадирниң шәхсийитигә қаритилған һуҗум ," деди.
Ким ур - урға қалди?
Исмайил тиливалди мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бөлгүнчилик пикир еқимидики язғучиларға рәһим - шәпқәт қилинмайдиғанлиқини билдүргән. У, язғучи нурмуһәммәд ясин вә тохти музартларниң қолға елиниш вәқәсини ақлап, "шинҗаңда уларни һечким қоллимайду шундақла уларға кочидики чашқан ур - урға қалған муамилигә учрайду," дегән. Әмма дилшат ришит, "әсли исмайил тиливалди хәлқиниң виҗданида кочида қалған чашқанға охшаш ур - урға қалди," дәйду.
Йеңидин челинған кона муқам
Бу қетимқи рабийә қадирниң җийәнлириниң паспортини тартивелиш, инисиниң өйини ахтуруш вәқәлири, рабийә қадир америкиға кәлгәндин бери униң аилә - тавабати дуч кәлгән бирдин бир вәқә әмәс. Буниңдин илгири рабийә қадир сода сарийи сақчиларниң тәкшүрүшигә учриған. Оғли сақчилар тәрипидин сорақ қилинип, рабийә қадирниң катипи вә ширкәт дериктори қолға елинған. Ширкәтниң барлиқ тохтамнамә вә һөҗҗәтлири сақчилар тәрипидин мусадирә қилинған иди.
Рабийә қадирниң ейтишичә, униң бу қетим паспорти тартивелинған икки җийәни, у 1998 - йили қолға елинғандин кейин сияси кәмситиш сәвәблири түпәйлидин мәктәптин қалған. Улар йеқинда түркийидики бир университитқа қобул қилинғанлиқи тоғрисида уқтуруш тапшурувалған болуп, мушу шәнбә күни йолға чиқиш үчүн тәйярлиниватқан икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
- Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди
- Балиларға диний тәрбийә бәргән аминихан сақчилар тәрипидин қолға елинди
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилди
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған