Хитайдики муһит мәсилилири кишини чүчүтиду
2006.01.26
Хитай муһит қоғдаш минстирлиқиниң муавин министири пән йү, "дәр шипигәл" жорнили мухбири билән өткүзгән сөһбитидә хитайниң кәлгүсини наһайити қараңғу тәсвирлигән.
Пән йү, мухбирниң хитайниң иқтисадий тәрәққияти вә хитайдики муһит булғиниши мәсилси тоғрсидики соаллириға җавап берип мундақ дәйду: "мән әлвәттә хитай иқтисадиниң тез тәрәққи қиливатқанлиқидин хурсәнмән.Әмма иқтисадий җәһәттки тез тәрәққиятниң мини қаттиқ әндишиләндүриватқан тәрәплириму бар. Чүнки биз иқтисадий тәрәққиятни давамлаштуруш үчүн наһайити көп хам әшялиримизни қурбан қилмақтимиз. Мәсилән, биз 10 долларлиқ тавар ишләпчиқириш үчүн японийидин йәттә һәссә, америкидин 6 һәссә һәтта һиндистандин үч һәссә көп хам әшя ишлитиватимиз. Вәзийәтниң бундақ давамлишиши мумкин әмәс.
Хитай: нопусимиз көп, хам әшя кәмчил
Хитайниң хам әшя мәнбәлириниң чәклик икәнликини тәкитлигән хитай муһитни қоғдаш минситирлиқиниң муавин минстири пән йү мундақ дәйду: "бизниң нопусимиз изчил көпийиватиду. Лекин йәр мәйданимиз чәклик. Һазир хитайда 1 милярд 300 милйон киши яшайду. Бу сан 50 йил бурунқиға селиштурғанда бир һәссә көп. 2020- Йилида хитайниң нопуси бир милярд 500 милйон кишигә йетиду. Шәһәрләр кеңийиши билән бирликтә чөллишишму кеңийип, өткән 50 йил ичидә хитайдики тирилғу йәр миқдари 50% азайған.
Шуниң үчүн, - дәйду пән йү германийиниң дәр шипигәл жорнили билән өткүзгән сөһбитидә, бүгүнки иқтисадий җәһәттики тез тәрәққият узунға бармай тохтайду. Чүнки хитайниң муһит шараити буни күтүрәлмәйду. Нөвәттә хитай земининиң үчтин бир қисимида кислаталиқ ямғур йеғишқа башлиди. Хитайдики 7 чоң дәря сүйиниң йерими пүтүнләй булғанған болуп, уни ишлитиш мумкин әмәс. Хитай шәһәрлиридики аһалиниң үчтин бири зәһәрлик һавадин нәпәислиниватиду. Шундақла хитайда әхләтләрниң пәқәт 20% тин аз бир қисми муһит қоғдаш қаидилиригә мувапиқ бир тәрәп қилиниватиду.
150 Милйон кишини орунлаштурудиған җай йоқ
Хитайдики муһит болғиниш әһвалиниң җиддий бир мәсилигә айланғанлиқини тәкитлигән хитай муһит қоғдаш минситирлиқиниң муавин минстири, хитайда һава вә суниң җиддий дәриҗидә булғанғанлиқини оттуриға қоюп, хитайниң йиллиқ миллий кириминиң 15% кә йеқин қисими муһит булғинишидин келип чиққан мәсилиләр үчүн сәрп қилиниватиду, деди.
Униң ейтишичә, пәқәт бейҗиңдила рак кисәлликиниң 70% -80% и муһит булғинишидин келип чиққан икән.
Хитай муһитни қоғдаш минситирлиқиниң муавин минстири пән йү йәнә мунуларни дегән: "һәтта һазирму мәмликитимизниң ғәрбий тәрипи екологийә җәһәттин қаттиқ бесим астида қалған районлар, бу районлардики аһалилар еһтияҗлирини қамдиялмайдиған әһвалға чүшүп қалған. Кәлгүсидә биз 22 өлкә вә шәһәрдин 186 милйон кишини башқа районларға йөткәшкә мәҗбур болимиз. Лекин хитайдики башқа өлкә вә шәһәрләргә пәқәт 33 милйон кишини орунлаштуруш мумкин. Демәк қалған 150 милйон кишини орунлаштурудиған җай йоқ.
Хитайда һелиму, иқтисадий тәрәққиятни пүтүн мәсилиләрниң ачқучи дәп қарайдиған кишиләрниң дөләтниң сияситини бәлгиләватқанлиқини тәкитлигән пән йү, әгәр биз иқтисадий тәрәққиятқа маслаштуруп, сиясий ислаһатни бирликтә елип бармисақ, сиясий кризис хәтиригә дуч келишимиз мумкин. Әгәр кәмбәғәл вә байлар оттурисидиики пәрқ техиму көпәйсә, хитайдики һәр қайси районлар һәмдә пүтүн хитай муқимсизлиқ гирдавиға чүшүп кетиду, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики муһит булғиниш мәсилиси хитай иқтисадиға зор тәһдит елип кәлмәктә
- Хитайда хәлқ арисидики муһитни асраш паалийәтчиси тән кәй қолға елинди
- Хитайда һәр йили 400 миң киши һава булғинишидин өлүп кетиду
- Байинғулин моңғул аптоном областида моңғул мәдәнийити йоқилишқа йүзләнгән (3)
- Байинғулин моңғул аптоном областида моңғул мәдәнийити йоқилишқа йүзләнгән (2)
- Байинғулин моңғул аптоном областида моңғул мәдәнийити йоқилишқа йүзләнгән (1)