Хитайдики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси явропа дөләтлириниң диққитини қозғимақта
2006.07.12
Хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиши хитайдики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси барғансери начарлишишини кәлтүрүп чиқармақта.
Һазир хитайдики вә шундақла уйғур елидики күнсери начарлишиватқан кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси дуняниң қаттиқ диққитини қозғашқа башлиған.
Йеқинда шветсийидә 46 дөләт вәкиллиридин тәркип тапқан явропа комитети хитайдики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси һәққидә мәхсус муһакимә йиғини өткүзди. Мәзкур хәлқара муһакимә йиғиниға риясәтчилик қилғучи шветсийә парламент вәкилләр өмикидики линда блад әпәнди болуп, у бундин илгирики ечилған явропа комитети йиғинида мақулланған коммунист диктатор түзүмини әйибләш қарариниң аптори икән.
Бу қетим шветсийидә ечилған кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси һәққидики хәлқара муһакимә йиғиниға хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатидин сәккизи қатнашқан болуп, мәзкур йиғинда коммунист хитай һөкүмранлиқи астидики кишилик һоқуқниң интайин еғир һаләттә дәпсәндә қилиниватқанлиқи мутәхәссис вә гуваһчилар тәрипидин түрлүк әмәлий мисаллар арқилиқ бир - бирләп ашкариланған.
Мәсилән йеқинда мәтбуатларда паш қилинған хитайдики адәм органлириниң халиғанчә елип сетилиш мәсилиси, болупму фалунгоң әзалириниң хитай һөкүмити тәрипидин қийин - қистаққа елиништин башқа йәнә уларниң ички әзалириниң халиғанчә елип ташлиниватқанлиқи гуваһчилар тәрипидин дәлил испатлар арқилиқ паш қилинған.
Шветсийидә ечилған кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси һәққидики бу хәлқара муһакимә йиғиниға швесийидә турушлуқ дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму алаһидә тәклип қилинған. Гәрчә у саламәтлик мәсилиси түпәйлидин мәзкур йиғинға қатнишалмиған болсиму, өзиниң мәзкур йиғин үчүн тәйярлиған уйғур елидики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси һәққидики материяллирини толуқ йоллаш арқилиқ хитай һөкүмитиниң йиллардин буян мәзкур райондики инсан һоқуқни халиғанчә дәпсәндә қиливатқанлиқини шундақла мәзкур районниң екологийилик муһитини пүтүнләй вәйран қиливатқанлиқини ашкарилиған.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз меһрибан дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндини зиярәт қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик
- Хитай һөкүмити муһитни қоғдаш һәққидә мәхсус ақ ташлиқ китаб елан қилди
- Йәр шариниң килиматидики бинормал иллиш қандақ балайи апәтләрни елип келиши мумкин?
- Уйғур елидә һаварайидики нормалсизлиқ еғир зиян елип кәлди
- Һаварайи өзгиришлири уйғур елидики хәлқләрниң турмуш һәм саламәтликигә еғир тәсир көрсәтти