Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүйүк анатолийә мукапатиға еришти
2007.02.08

Бир қанчә йиллардин бери әнқәрәдә актип паалийәт көрситип келиватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси бүйүк анатолийә мукапатиға лайиқ көрүлди. Түркийә бүйүк анатолийә бирлики җәмийти тәрипидин берилгән мукапатни хәйруллаһ әфәндигил әпәнди мурасим билән тапшуруп алди. 2 - Айниң 3 - күни өткүзүлгән мурасимға түркийидики һәрқайси аммиви тәшкилат мәсуллири вә вәкиллири қатнашти. Биз бу мукапатни тәсис қилған бүйүк анатолийә бирлики җәмийти мәсули йүсүп әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
- Һөрмәтлик йүсүп әпәнди, алди билән бу җәмийитиңларниң паалийити һәққидә мәлумат берип өтсиңиз қандақ ?
- Бизниң җәмийитимиз икки йилдин бери паалийәт көрситип келиватиду. Исми бүйүк анатолийә бирлики җәмийити. Мәқситимиз пүтүн түрк дунясини бир биригә тонутуш, мәдәнийәт алмаштуруш вә өзара чүшәнчә һасил қилиш. Мана бу мәқсәтлик, биз -10айниң -20күнидин -29күнигичә түркийидики 81 вилайәт вә наһийә шундақла һәрқайси түркий җумһурийәтләр вә милләтләрниң әнқәрәдә турушлуқ җәмийәтлири билән бирлишип қәдәмму қәдәм анатолийә фестивалини өткүздуқ. У фестивалда һәр йәрдин кәлгән өмәкләргә айрим айрим йәр аҗритип берип шу йәрдә өзлири кәлгән йәрниң өрп -адәтлирини, тәбиәт гүзәлликини, мәдәнийитини әң яхши шәкилдә тонутушини тәләп қилдуқ. Вәкилләрму буниңға бинаән шундақ қилишқа тиришти.
- Йүсүп әпәнди, бу фестивалиңларда шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатини мукапатқа лайиқ көрүпсиләр. Бу һәқтә радио аңлиғучилиримизға сөзләп бәргән болсиңиз ?
- Шундақ. Улар бу қәдәмму қәдәм анатолийә фестивалиға қатнашти вә шәрқий түркистанни наһайити үнүмлүк бир шәкилдә тонутти. яхши вәкиллик қилди. Шуңа биз уларға рәһмәт ейтиш йүзидин бу мукапатни бәрдуқ һәм шундақла уларни пәхир әза қилдуқ.
- Һөрмәтлик йүсүп әпәнди, сизчә бундақ фестивалларниң қандақ әһмийити бар?
- Мәнчә буниң әһмийити алди билән бирлик вә баравәрлик роһини яритиш. Бу хил паалийәтләр бирлик баравәрликниң әң муһим ипадилиридин бири. Һәммимиз бир ариға йиғилиш арқилиқ наһайити яхши бир тәсир яратқан болдуқ. Бир биримизни йеқиндин тониған, мәсилилиримизни чүшәнгән болдуқ. Мәсилән, шәрқий түркистанда инсан һәқлири дәпсәндилири бар, бесим бар. Фестивалимизда бу мәсилини наһайити яхши аңлитиш пурсити яритилди. У йәрдики бесм вә инсан һәқлири дәпсәндилири көрситилгән рәсимләр, хәвәрләр көргәзмә қилинди, һәммә киши буниңдин хәвәрдар болди. Буниң билән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз өзлириниң дәвасини һәм яхши тонутқан һәм тәләплирини оттуриға қойған болди. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити түркийә парламент әзаси билән көрүшти
- Қирғизистанлиқ журналист мәхпирәт моллахун президент тәқдирнамисигә еришти
- Уйғурлар таҗавузчилардин өгәнмәйду
- Түркийидики сияси партийиләр уйғур мәсилисигә қизиқишқа башлиди
- Җәмийәт әрбаби, азат һекимбәг тинчлиқ алий ординиға еришти(2)
- Җәмийәт әрбаби, азат һекимбәг тинчлиқ алий ординиға еришти(1)
- Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - шветсийә
- Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - германийә