Уйғур түрколог гүлзадә тәңритағли алтун медалға еришти


2007.04.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

gulzade-200.jpg
Гүлзадә тәңритағли ханим мукапат тапшуруп алмақта.

Бүйүк анатолийә бирликиниң түркийидики һәрқайси шәһәр - вилайәт вә түркий милләтләрниң җәмийәтлири билән ортақлишип бекитиши нәтиҗисидә 40 түрдә алтун медал тарқитилди. Алтун медалға еришкәнләрниң ичидә уйғур тилшунас доктор гүлзадә тәңритағли ханимму бар болуп, гүлзадә ханимға уйғур мәдәнийитини түркийидә вә явропада тонутуш йолида қилған хизмәтлири үчүн бу мукапат берилди.

2 - Нөвәтлик хәлқара 40 алтун мукапатлириниң мукапатлаш мурасими 4-айниң 5-күни әнқәрәдә өткүзүлди. Коҗатәпә мәдәнийәт сарийида өткүзүлгән бу мурасимға түркийә парламент башлиқи вәкили садиқ яқут, парламент әзаси неҗати четинкая, вәҗди гөнүл, әнқәрә шәһәр башлиқи мелиһ гөкчәк қатарлиқлар қатнашти. Мукапатлаш мурасимға йәнә һәр саһә, һәр кәсиптин болуп миңларчә киши қатнашти.

Мурасим түркийә җумһурийитиниң дөләт маршини оқуш вә бир минутлуқ сүкүттә туруш билән башлиди. Арқидин бүйүк анадолу бирликиниң башлиқи юсуф челик сөз қилди. юсуф челикниң сөзидин кейин мукапатқа еришкүчиләр бир- бирләп сәһнигә чиқип мукапатлирини тапшурувалди. Бүйүк анатолийә бирлики алтун медалиға еришкәнләрниң ичидә түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған, милли мудапиә министири вәҗди гөнүл, әнқәрә шәһәр башлиқи мелиһ гөкчәкләрму бар болуп, рәҗәп тайип әрдоғанниң мукапатини униңға вакалитән парламент әзаси нәҗати четинкая алди. Мурасим қизғин кәйпият ичидә өтти.

Алтун медал бериш мурасими ахирлашқандин кейин биз микрофонимизни бүйүк анатолийә бирлики башлиқи юсуф челик әпәндигә узаттуқ. У бирликиниң түркийидики 81 вилайәт, түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләрниң аммивий тәшкилатлиридин болуп 1000 дин артуқ аммивий тәшкилаттин тәркип тапқан бир бирлик икәнликини ейтип мундақ деди:

"Анатолийә бирлики 81 вилайәт, түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләрниң аммивий тәшкилатлиридин болуп, 1000 дин артуқ аммивий тәшкилаттин тәркип тапқан бир бирликтур. Биз бу миңдин артуқ аммивий тәшкилатниң намзат көрситиши вә музакирә елип бериши нәтиҗисидә 2006 -йилидики мувапиқйәтлик кишиләрни таллап чиқип уларға алтун медал бәрдуқ вә бу 2-нөвәтлик хәлқаралиқ алтун медал мукапатлаш мурасимини өткүздуқ. Бу аммивий тәшкилатларниң рай бериши билән түркийә җумһурийитиниң баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни 2006-йилидики әң мувапиқийәтлик дөләт әрбаби дәп баһалап чиқтуқ. Йәнә түркий милләтләрниң аммивий тәшкилатлириниң намзат көрситиши билән др. Гүлзадә тәңритағли ханимға уйғур мәдәнийәт - сәнитигә қошқан төһписи үчүн алтун медал бәрдуқ.

юсуф челик әпәнди гүлзадә тәңритағли ханимға бу мукапатни бериштики мәқситиниң шәрқий түркистан мәсилисини дуняниң күнтәртипигә елип келиш икәнликини ейтип мундақ деди:

"Шәрқий түркистанлиқлар бизниң қериндашлиримиз, аммивий тәшкилат болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистанлиқ бирисигә бу мукапатни бериштики мәқситимиз шәрқий түркистанда боливатқан зулумға диққәт тартиш шундақла һәр даим шәрқий түркистан хәлқини қоллап қуввәтләйдиғанлиқимизни ипадиләштин ибарәт".

Мукапатни тапшуруп алғандин кейин, биз гүлзадә тәңритағли ханимниң мукапатни тапшуруп алғандин кейинки тәсиратлирини соридуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.