Америкидики алий билим юртида уйғур муқами
2007.07.17
15 - Июл йәкшәнбә күни америкидики даңлиқ университетлардин болған индиана университетида "йипәк йолидики милләтләр" сәнәт көрики өткүзүлди. Мәзкур көрәккә уйғурларға вәкил болуп америкида яшаватқан даңлиқ уйғур муқамчи, өзбекистанда хизмәт көрсәткән хәлқ сәнәткари султан мәһмәт әпәнди тәклип билән қатнишип уйғур муқами вә нахша - музикилириниң сеһир күчини намаян қилди.
Индиана университети оқутқучи - оқуғучилириға нисбәтән уйғур тили һәмдә уйғур мәдәнийити қизиқиш қозғаватқан бир саһә болуп, һәтта бу даңлиқ алий билим юртида йеқинқи йиллардин бери уйғур тили кәспиму тәсис қилинип,уйғур тили һәмдә мәдәнийити, сәнитини тәтқиқ қилғучиларму көпәймәктә.
Индиана университетида өткүзүлгән бу көрәккә қатнашқан султан мәһмәт әпәнди билән мухбиримиз гүлчеһрәниң сөһбитидин, мәзкур мәдәний паалийәт һәққидә йәниму тәпсилий мәлуматларға игә болғайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистанда тонулған уйғур сәнәткар султан мәмәт әпәнди радиомизда
- Уйғур 12 муқами вә долан муқами парижда
- Музикант адаләт исайива ханим билән уйғур музикилири һәққидә сөһбәт
- Уйғур 12 муқам ансамбили түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә
- Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири атилла коч уйғурларни қобул қилди