Уйғур деһқанлири учраватқан барлиқ бесимларниң мәнбәси - муқимлиқ сиясити
2008.01.04

Хитай һөкүмити уйғур елидә "муқимлиқ һәммини бесип чүшиду" дегән рәвиштә айрим сиясәт қоллинип кәлмәктә. Бу сиясәт болупму уйғур елиниң асасий қатламлирида йәни деһқанларға нисбәтән интайин юқири бесим билән йүргүзүлүватқан сиясәт. Бу сиясәт өз нөвитидә уйғур деһқанлириниң һәтта иқтисадий, иҗтимаий һаятиғиму интайин еғир бесимларни елип кәлмәктә.
Радиомизға кәлгән инкаслардин мәлумки, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң хитай кадирларни уйғур йезилириниң муқимлиқ хизмитини тутушқа орунлаштуруши билән деһқанлар учраватқан түрлүк бесимлар йәниму күчәйгән.
Буниң ипадилири һәм сәвәблири һәққидә һазир америкида яшаватқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур зиялийси, мухбиримиз гүлчеһрә билән сөһбәтлишиш җәрянида өзиниң уйғур елиниң омумий әһвали шундақла уйғур деһқанлириниң иқтисадий һәм иҗтимаий әһваллири һәққидә билгәнлиригә асасән мулаһизилирини оттуриға қойди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтики зиярәт сөһбитиниң мәзмунини диққитиңларға сунимиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур йезилиридики хитай әмәлдарлири --- өз алдиға һоқуқ йүргүзгүчиләр
- Уйғурларниң мәтбуат вә иҗадийәт әркинликиниң боғулуши (2)
- Уйғур деһқанлири арисида һәқ - һоқуқини қоғдаш еңи күчәймәктә
- Уйғур деһқанлириға зулум селиватқан мәркизи һөкүмәтму яки йәрлик һөкүмәтму?
- Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди
- Хитайға барған ишләмчи қизлар нимә үгинип кәлди?
- 'Намратлар' дегән уқумниң америка билән хитайдики пәрқи тоғрисида мулаһизә
- Уйғур елидики сиясий җиддийчиликниң арқа көрүнүши немә?
- Рабийә қадир :хитайға ниспәтән униң сияситигә нарази болғанниң һәммиси тосалғу
- Ичкиригә елип кетиливатқан қизларниң ақивити тоғрисида
- Хитайниң ичкири өлкилиридин хитай оқуғучилар уйғур елиға кәлмәктә
- Хитай һөкүмити йеқинда йәнә қәшқәрниң тоққузақтин йүзлигән уйғур қизлирини ичкиригә елип кәткән